< 느헤미야 4 >

1 산발랏이 우리가 성을 건축한다 함을 듣고 크게 분노하여 유다 사람을 비웃으며
Шундақ болдики, Санбаллат бизниң сепилни яңливаштин оңшаватқанлиғимизни аңлап ғәзәплинип, қәһри билән Йәһудаларни мәсқирә қилди.
2 자기 형제들과 사마리아 군대 앞에서 말하여 가로되 `이 미약한 유다 사람들의 하는 일이 무엇인가 스스로 견고케 하려는가 제사를 드리려는가 하루에 필역하려는가 소화된 돌을 흙 무더기에서 다시 일으키려는가' 하고
У өз қериндашлири вә Самарийә қошуни алдида: — Бу зәип Йәһудалар немә қиливатиду? Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму? Улар қурбанлиқларни сунмақчиму? Улар бир күн ичидә пүттүрүшмәкчиму? Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән? — деди.
3 암몬 사람 도비야는 곁에 섰다가 가로되 '저들의 건축하는 성벽은 여우가 올라가도 곧 무너지리라' 하더라
Униң йенида туруватқан Аммоний Тобия: — Улар һәр қанчә ясисиму, бир түлкә сепилниң үстигә ямишип чиқса, уларниң таш темини өрүветиду! — деди.
4 `우리 하나님이여, 들으시옵소서 우리가 업신여김을 당하나이다 원컨대 저희의 욕하는 것으로 자기의 머리에 돌리사 노략거리가 되어 이방에 사로잡히게 하시고
— И Худайимиз, қулақ селип аңлиғайсән, кәмситилмәктимиз, уларниң қилған һақарәтлирини өз бешиға яндурғайсун; уларни тутқун қилип елип берилған яқа жутта хәқниң олҗисиға айландурғайсун!
5 주의 앞에서 그 악을 덮어 두지 마옵시며 그 죄를 도말하지 마옵소서 저희가 건축하는 자 앞에서 주의 노를 격동하였음이니이다' 하고
Уларниң қәбиһлигини япмиғайсән, гуналири алдиңдинму өчүрүветилмисун; чүнки улар сепилни оңшаватқанларниң көңлигә азар бәрди!
6 이에 우리가 성을 건축하여 전부가 연락되고 고가 절반에 미쳤으니 이는 백성이 마음들여 역사하였음이니라
Шундақтиму сепилни яңливаштин оңшавәрдуқ; уни улап, егизлигини йеримиға йәткүздуқ; чүнки көпчилик көңүл қоюп ишлиди.
7 산발랏과, 도비야와, 아라비아 사람들과, 암몬 사람들과, 아스돗 사람들이 예루살렘 성이 중수되어 그 퇴락한 곳이 수보되어 간다 함을 듣고 심히 분하여
Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, Әрәбләр, Аммонийлар, Ашдодлуқлар Йерусалим сепиллирини яңливаштин оңшаш қурулушиниң йәнила елип бериливатқанлиғини, сепил бөсүклириниң етиветилгәнлигини аңлап қаттиқ ғәзәпкә келишти-дә,
8 다 함께 꾀하기를 예루살렘으로 가서 쳐서 요란하게 하자 하기로
бирликтә Йерусалимға һуҗум қилип униңда қалаймиқанчилиқ туғдурушни қәстләшти.
9 우리가 우리 하나님께 기도하며 저희를 인하여 파숫군을 두어 주야로 방비하는데
Шуңа биз Худайимизға илтиҗа қилдуқ һәм уларниң сәвәвидин кечә-күндүз күзәтчи қоюп, өзлиримиз улардин мудапиәләндуқ.
10 유다 사람들은 이르기를 `흙 무더기가 아직도 많거늘 담부하는 자의 힘이 쇠하였으니 우리가 성을 건축하지 못하리라' 하고
Бу чағда Йәһудийәдикиләр: — Ишчи-һаммаллар һалидин кәтти, шуниңдәк чалма-кесәк әхләтләр йәнила наһайити көп, биз сепилни оңшашқа һәтта сепилғиму йеқинлишалмидуқ! — дейишти.
11 우리의 대적은 이르기를 `저희가 알지 못하고 보지 못하는 사이에 우리가 저희 중에 달려 들어가서 살륙하여 역사를 그치게 하리라' 하고
Шуниң билән бир вақитта дүшмәнлиримиз: — Улар сәзмәстә, улар көрмәстә, уларниң арисиға киривелип уларни өлтүрүп, қурулушни тохтитиветимиз! — дейишти.
12 그 대적의 근처에 거하는 유다 사람들도 그 각처에서 와서 열 번이나 우리에게 고하기를 '너희가 우리에게로 와야 하리라' 하기로
Вә шундақ болдики, уларниң әтрапида туруватқан Йәһудаларму йенимизға он қетим келип: — Қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи! — дәп хәвәр йәткүзүшти.
13 내가 성 뒤 낮고 넓은 곳에 백성으로 그 종족을 따라 칼과 창과 활을 가지고 서게 하고
Шуңа мән хәлиқни җәмәт-җәмәт бойичә, қолиға қилич, нәйзә вә оқялирини елип, сепили пәс болған яки һуҗумға очуқ турған йәрләрдә сепилниң арқисида қаравуллуқта турушқа қойдум.
14 내가 돌아본 후에 일어나서 귀인들과 민장과 남은 백성에게 고하기를 너희는 저희를 두려워 말고 지극히 크시고 두려우신 주를 기억하고 너희 형제와 자녀와 아내와 집을 위하여 싸우라 하였었느니라
Көздин кәчүрүп чиққандин кейин орнумдин қопуп мөтивәрләр билән әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Улардин қорқмаңлар; улуқ вә дәһшәтлик Рәбни есиңларда тутуңлар, өз қериндашлириңлар, оғул-қизлириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн җәң қилиңлар, дедим.
15 우리의 대적이 자기의 뜻을 우리가 알았다 함을 들으니라 하나님이 저희의 꾀를 폐하셨으므로 우리가 다 성에 돌아와서 각각 역사하였는데
Шундақ болдики, өзлириниң сүйқәстини билип қалғанлиғимиз дүшмәнләрниң қулиқиға йетип барғач, шуниңдәк Худа уларниң сүйқәстини битчит қилғач, биз һәммимиз сепилға қайтип, һәр биримиз әсли иш орнимизда ишни давамлаштуривәрдуқ.
16 그 때로부터 내 종자의 절반은 역사하고 절반은 갑옷을 입고 창과 방패와 활을 가졌고 민장은 유다 온 족속의 뒤에 있었으며
Әнә шу чағдин башлап хизмәткарлиримниң йерими иш билән болди, йерими қолиға нәйзә, қалқан, оқя тутқан, добулға-савут кийгән һалда жүрүшти. Сәрдар-әмәлдарлар сепилни оңшаватқан барлиқ Йәһуда җәмәтидикиләрниң арқисида турди. Һәм жүкләрни тошуватқанлар һәм уларға жүк артиватқанларму бир қолида ишләп, бир қолида ярақлирини чиң тутушқан еди.
17 성을 건축하는 자와 담부 하는자는 다 각각 한 손으로 일을 하며 한 손에는 병기를 잡았는데
18 건축하는 자는 각각 칼을 차고 건축하며 나팔 부는 자는 내 곁에 섰었느니라
Тамчиларниң һәр бири бәллиригә қилич-хәнҗәрлирини асқан һалда [сепилни] ясавататти; канайчи болса йенимда туратти.
19 내가 귀인들과 민장들과 남은 백성에게 이르기를 `이 역사는 크고 넓으므로 우리가 성에서 나뉘어 상거가 먼즉
Мән мөтивәрләр, әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Бу қурулуш наһайити чоң, даириси кәң; биз һәммимиз сепилда бөләк-бөләкләр бойичә тарқилип ишләп, бир-биримиздин жирақ туруватимиз.
20 너희가 무론 어디서든지 나팔 소리를 듣거든 그리로 모여서 우리에게로 나아오라 우리 하나님이 우리를 위하여 싸우시리라!' 하였느니라
Шуңа мәйли қәйәрдә болуңлар, канай авазини аңлисаңларла, биз бар шу йәргә келип жиғилиңлар; Худайимиз биз үчүн җәң қилиду, — дедим.
21 우리가 이같이 역사하는데 무리의 절반은 동틀 때부터 별이 나기까지 창을 잡았었으며
Биз әнә шу тәриқидә ишлидуқ; хәлиқниң йерими таң атқандин тартип юлтуз чиққичә нәйзилирини чиң тутуп турушти.
22 그 때에 내가 또 백성에게 고하기를 `사람마다 그 종자와 함께 예루살렘 안에서 잘지니 밤에는 우리를 위하여 파수하겠고 낮에는 역사하리라' 하고
У чағда мән йәнә хәлиққә: — Һәммәйлән өз хизмәткари билән кечини Йерусалимға кирип өткүзсун, шундақ болса улар кечиси бизниң муһапизәтчилигимизни қилиду, күндүзи ишләйду, дедим.
23 내나 내 형제들이나 종자들이나 나를 좇아 파수하는 사람들이나 다 그 옷을 벗지 아니하였으며 물을 길으러 갈 때에도 기계를 잡았었느니라
Шундақ қилип я мән, нә қериндашлирим, я хизмәткарлирим яки маңа әгәшкән муһапизәтчиләрниң һеч қайсиси кийимлирини селишмиди; һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти.

< 느헤미야 4 >