< 요한복음 10 >

1 내가 진실로 진실로 너희에게 이르노니 양의 우리에 문으로 들어가지 아니하고 다른데로 넘어가는 자는 절도며 강도요
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қой қотиниға ишиктин кирмәй, башқа йәрдин ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур.
2 문으로 들어가는 이가 양의 목자라
Ишиктин киридиған киши болса қойларниң падичисидур.
3 문지기는 그를 위하여 문을 열고 양은 그의 음성을 듣나니 그가 자기 양의 이름을 각각 불러 인도하여 내느니라
Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду; у өз қойлириниң исимлирини бир-бирләп чақирип уларни сиртқа башлап чиқиду.
4 자기 양을 다 내어 놓은 후에 앞서 가면 양들이 그의 음성을 아는고로 따라 오되
У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду.
5 타인의 음성은 알지 못하는고로 타인을 따르지 아니하고 도리어 도망하느니라'
Лекин улар ят адәмниң кәйнидин маңмайду, бәлки униңдин қачиду; чүнки улар ятларниң авазини тонумайду.
6 예수께서 이 비유로 저희에게 말씀하셨으나 저희는 그 하신 말씀이 무엇인지 알지 못하니라
Әйса бу тәмсилни уларға сөзләп бәргини билән, лекин улар униң өзлиригә немә дәватқанлиғини һеч чүшәнмиди.
7 그러므로 예수께서 다시 이르시되 `내가 진실로 진실로 너희에게 말하노니 나는 양의 문이라
Шуңа Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қойларниң ишиги өзүмдурмән.
8 나보다 먼저 온 자는 다 절도요 강도니 양들이 듣지 아니하였느니라
Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди.
9 내가 문이니 누구든지 나로 말미암아 들어가면 구원을 얻고 또는 들어가며 나오며 꼴을 얻으리라
Ишик өзүмдурмән. Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип, от-чөпләрни тепип йейәләйду.
10 도적이 오는 것은 도적질하고 죽이고 멸망시키려는 것뿐이요 내가 온 것은 양으로 생명을 얻게 하고 더 풍성히 얻게 하려는 것이라
Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам уларни һаятлиққа еришсун вә шу һаятлиғи мол болсун дәп кәлдим.
11 나는 선한 목자라! 선한 목자는 양들을 위하여 목숨을 버리거니와
Яхши падичи өзүмдурмән. Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду.
12 삯군은 목자도 아니요 양도 제 양이 아니라 이리가 오는 것을 보면 양을 버리고 달아나나니 이리가 양을 늑탈하고 또 헤치느니라
Лекин мәдикар ундақ қилмайду. У бәлки нә қойларниң егиси нә падичиси болмиғачқа, бөриниң кәлгинини көрсә, қойларни ташлап қачиду вә бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду.
13 달아나는 것은 저가 삯군인 까닭에 양을 돌아보지 아니함이나
Әнди мәдикар болса пәқәт һәққини дәп ишләп, қойларға көңүл бөлмәй бәдәр қачиду.
14 나는 선한 목자라! 내가 내 양을 알고 양도 나를 아는 것이
Яхши падичи өзүмдурмән. Ата мени тониғинидәк мән атини тонуғинимдәк, мән өзүмниңкиләрни тонуймән вә өзүмниңкиләрму мени тонуйду; қойлар үчүн җеним пида.
15 아버지께서 나를 아시고 내가 아버지를 아는 것 같으니 나는 양을 위하여 목숨을 버리노라
16 또 이 우리에 들지 아니한 다른 양들이 내게 있어 내가 인도하여야 할 터이니 저희도 내 음성을 듣고 한 무리가 되어 한 목자에게 있으리라
Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк вә уларму авазимни аңлайду; шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду.
17 아버지께서 나를 사랑하시는 것은 내가 다시 목숨을 얻기 위하여 목숨을 버림이라
Ата мени шу сәвәптин сөйидуки, мән җенимни қайтурувелишим үчүн уни пида қилимән.
18 이를 내게서 빼앗는 자가 있는 것이 아니라 내가 스스로 버리노라 나는 버릴 권세도 있고 다시 얻을 권세도 있으니 이 계명은 내 아버지에게서 받았노라' 하시니라
Җенимни һеч ким мәндин алалмайду, мән уни өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни пида қилишқа һоқуқлуқмән вә шундақла уни қайтурувелишқиму һоқуқлуқмән; бу әмирни Атамдин тапшурувалғанмән.
19 이 말씀을 인하여 유대인 중에 다시 분쟁이 일어나니
Бу сөзләр түпәйлидин Йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш пәйда болди.
20 그 중에 많은 사람이 말하되 `저가 귀신 들려 미쳤거늘 어찌하여 그 말을 듣느냐?' 하며
Улардин көп адәмләр: — Униңға җин чаплишипту, у җөйлүватиду, немә үчүн униң сөзигә қулақ салғидәксиләр? — дейишти.
21 혹은 말하되 `이 말은 귀신들린 자의 말이 아니라 귀신이 소경의 눈을 뜨게 할 수 있느냐?' 하더라
Йәнә бәзиләр болса: — Җин чаплашқан адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин қандақму қариғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти.
22 예루살렘에 수전절이 이르니 때는 겨울이라
Қиш пәсли болуп, Йерусалимда «Қайта беғишлаш һейти» өткүзүлүвататти.
23 예수께서 성전 안 솔로몬 행각에서 다니시니
Әйса ибадәтханидики «Сулайманниң пешайвини»да айлинип жүрәтти.
24 유대인들이 에워싸고 가로되 `당신이 언제까지나 우리 마음을 의혹케 하려나이까? 그리스도여든 밝히 말하시오' 하니
Йәһудийлар униң әтрапиға олишивелип: — Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән? Әгәр Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти.
25 예수께서 대답하시되 `내가 너희에게 말하였으되 믿지 아니하는도다 내가 내 아버지의 이름으로 행하는 일들이 나를 증거하는 것이어늘
Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейттим, лекин ишәнмәйсиләр. Атамниң нами билән қилған әмәллиримниң өзи маңа гувалиқ бериду.
26 너희가 내 양이 아니므로 믿지 아니하는도다
Бирақ мән силәргә ейтқинимдәк, силәр етиқат қилмидиңлар, чүнки мениң қойлиримдин әмәссиләр.
27 내 양은 내 음성을 들으며 나는 저희를 알며 저희는 나를 따르느니라
Мениң қойлирим мениң авазимни аңлайду, мән уларни тонуймән вә улар маңа әгишиду.
28 내가 저희에게 영생을 주노니 영원히 멸망치 아니할 터이요 또 저희를 내 손에서 빼앗을 자가 없느니라 (aiōn g165, aiōnios g166)
Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду. (aiōn g165, aiōnios g166)
29 저희를 주신 내 아버지는 만유보다 크시매 아무도 아버지 손에서 빼앗을 수 없느니라!
Уларни маңа тәқдим қилған атам һәммидин үстүндур вә һеч ким уларни атамниң қолидин тартивалалмайду.
30 나와 아버지는 하나이니라' 하신대
Мән вә Ата [әслидинла] бирдурмиз.
31 유대인들이 다시 돌을 들어 치려 하거늘
Буниң билән Йәһудийлар йәнә уни чалма-кесәк қилишмақчи болуп, йәрдин қоллириға таш елишти.
32 예수께서 대답하시되 `내가 아버지께로 말미암아 여러 가지 선한 일을 너희에게 보였거늘 그 중에 어떤 일로 나를 돌로 치려 하느냐?'
Әйса уларға: — Атамдин кәлгән нурғун яхши әмәлләрни силәргә көрсәттим. Бу әмәлләрниң қайсиси үчүн мени чалма-кесәк қилмақчисиләр? — деди.
33 유대인들이 대답하되 `선한 일을 인하여 우리가 너를 돌로 치려는 것이 아니라 참람함을 인함이니 네가 사람이 되어 자칭 하나님이라 함이로라'
— Сени яхши бир әмәл үчүн әмәс, бәлки күпүрлүк қилғиниң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки сән бир инсан туруқлуқ, өзүңни Худа қилип көрсәттиң! — деди Йәһудийлар җававән.
34 예수께서 가라사대 `너희 율법에 기록한바 내가 너희를 신이라 하였노라 하지 아니하였느냐
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәргә тәвә муқәддәс қанунда «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» дәп пүтүлгән әмәсму?
35 성경은 폐하지 못하나니 하나님의 말씀을 받은 사람들을 신이라 하셨거든
Худа өз сөз-каламини йәткүзгәнләрни «илаһлар» дәп атиған йәрдә (вә муқәддәс язмиларда ейтилғини һәргиз күчтин қалмайду)
36 하물며 아버지께서 거룩하게 하사 세상에 보내신 자가 나는 하나님 아들이라 하는 것으로 너희가 어찌 참람하다 하느냐?
немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?
37 만일 내가 내 아버지의 일을 행치 아니하거든 나를 믿지 말려니와
Әгәр Атамниң әмәллирини қилмисам, маңа ишәнмәңлар.
38 내가 행하거든 나를 믿지 아니할지라도 그 일은 믿으라! 그러면 너희가 아버지께서 내 안에 계시고 내가 아버지 안에 있음을 깨달아 알리라' 하신대
Бирақ қилсам, маңа ишәнмигән һаләттиму, әмәлләрниң өзлиригә ишиниңлар. Буниң билән Атиниң мәндә екәнлигини, мениңму Атида екәнлигимни һәқ дәп билип етиқат қилидиған болисиләр.
39 저희가 다시 예수를 잡고자 하였으나 그 손에서 벗어나 나가시니라
Буниң билән улар йәнә уни тутмақчи болди, бирақ у уларниң қоллиридин қутулуп, у йәрдин кәтти.
40 다시 요단강 저편 요한이 처음으로 세례 주던 곳에 가사 거기 거하시니
Андин у йәнә Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни Йәһя [пәйғәмбәр] дәслипидә адәмләрни чөмүлдүргән җайға берип, у йәрдә турди.
41 많은 사람이 왔다가 말하되 `요한은 아무 표적도 행치 아니하였으나 요한이 이 사람을 가리켜 말한 것은 참이라' 하더라
Нурғун кишиләр униң йениға кәлди. Улар: — Йәһя һеч мөҗизилик аламәт көрсәтмигән, лекин униң бу адәм тоғрисида барлиқ ейтқанлири раст екән! — дейишти.
42 그리하여 거기서 많은 사람이 예수를 믿으니라
Шуниң билән нурғунлиған кишиләр бу йәрдә униңға етиқат қилди.

< 요한복음 10 >