< 야고보서 4 >

1 너희 중에 싸움이 어디로, 다툼이 어디로 좇아 나느뇨 너희 지체중에서 싸우는 정욕으로 좇아 난 것이 아니냐
Араңлардики уруш вә маҗиралар нәдин келип чиқиду? Бу дәл тән әзалириңлар ичидә җәң қиливатқан арзу-һәвәслириңлардин әмәсму?
2 너희가 욕심을 내어도 얻지 못하고 살인하고 시기하여도 능히 취하지 못하나니 너희가 다투고 싸우는도다 너희가 얻지 못함은 구하지 아니함이요
Силәр арзу-һәвәс қилисиләр, лекин арзу-һәвәслириңларға еришмәйсиләр; адәм олтирисиләр, һәсәт қилисиләр, лекин еришәлмәйсиләр; җедәл-маҗира чиқирип җәң қилисиләр. Еришмәйсиләр, чүнки тилимәйсиләр.
3 구하여도 받지 못함은 정욕으로 쓰려고 잘못 구함이니라
Тилисәңларму еришәлмәйсиләр, чүнки өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүн рәзил нийәтләр билән тиләйсиләр.
4 간음하는 여자들이여! 세상에 벗된 것이 하나님의 원수임을 알지 못하느뇨 그런즉 누구든지 세상과 벗이 되고자 하는 자는 스스로 하나님과 원수되게 하는 것이니라
Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар? Кимдиким бу дунияни дост тутмақчи болса, өзини Худаниң дүшмини қилиду.
5 너희가 하나님이 우리 속에 거하게 하신 성령이 시기하기까지 사모한다 하신 말씀을 헛된 줄로 생각하느뇨
Муқәддәс язмиларда: «[Худа] қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?
6 그러나 더욱 큰 은혜를 주시나니 그러므로 일렀으되 하나님이 교만한 자를 물리치시고 겸손한 자에게 은혜를 주신다 하였느니라
Лекин [Худа] бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду. Шуниң түпәйлидин муқәддәс язмиларда: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» дәп йезилғандур.
7 그런즉 너희는 하나님께 순복할지어다 마귀를 대적하라 그리하면 너희를 피하리라
Шуниң үчүн, Худаға бойсунуңлар. Шәйтанға қарши туруңлар; [шундақ қилсаңлар] у силәрдин қачиду.
8 하나님을 가까이 하라! 그리하면 너희를 가까이 하시리라 죄인들아 손을 깨끗이 하라 두 마음을 품은 자들아! 마음을 성결케 하라
Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, [гунадин] қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.
9 슬퍼하며 애통하며 울지어다 너희 웃음을 애통으로, 너희 즐거움을 근심으로 바꿀지어다
[Гуналириңларға] қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар.
10 주 앞에서 낮추라 그리하면 주께서 너희를 높이시리라
Рәбниң алдида өзүңларни төвән тутуңлар вә шундақ қилғанда У силәрни үстүн қилиду.
11 형제들아! 피차에 비방하지 말라 형제를 비방하는 자나 형제를 판단하는 자는 곧 율법을 비방하고 율법을 판단하는 것이라 네가 만일 율법을 판단하면 율법의 준행자가 아니요 재판자로다
И қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду. Шундақ қилип қанун үстидин [тоғра-натоғра дәп] һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни [униң үстидин] һөкүм қилғучи қиливалған болисән.
12 입법자와 재판자는 오직 하나이시니 능히 구원하기도 하시며 멸하기도 하시느니라 너는 누구관대 이웃을 판단하느냐
Қутқузушқа вә һалак қилишқа қадир болған, қанун Түзгүчи вә һөкүм Қилғучи пәқәт бирдур! Шундақ екән, сән башқилар үстидин һөкүм қилғидәк зади кимсән?
13 들으라 너희 중에 말하기를 오늘이나 내일이나 우리가 아무 도시에 가서 거기서 일년을 유하며 장사하여 보리라 하는 자들아
Һәй, «Бүгүн яки әтә палани-пүкүни шәһәргә баримиз, у йәрдә бир жил туруп, тиҗарәт қилип пайда тапимиз» дегүчиләр буниңға қулақ селиңлар!
14 내일 일을 너희가 알지 못하는도다 너희 생명이 무엇이뇨 너희는 잠간 보이다가 없어지는 안개니라
Әй әтә немә болидиғанлиғини билмәйдиғанлар, һаятиңлар немигә охшайду? У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас.
15 너희가 도리어 말하기를 주의 뜻이면 우리가 살기도 하고 이것을 하리라 할 것이거늘
Буниң орниға, «Рәб буйруса, һаят болсақ, уни қилимиз, буни қилимиз» дейишиңлар керәк.
16 이제 너희가 허탄한 자랑을 자랑하니 이러한 자랑은 다 악한 것이라
Лекин әнди силәр һазир ундақ йоған гәплириңлар билән махтинисиләр. Бундақ махтинишларниң һәммиси рәзил иштур.
17 이러므로 사람이 선을 행할 줄 알고도 행치 아니하면 죄니라
Шуниңдәк кимдиким мәлум яхши ишни қилишқа тегишлик дәп билип туруп қилмиған болса, гуна қилған болиду.

< 야고보서 4 >