< 히브리서 1 >

1 옛적에 선지자들로 여러 부분과 여러 모양으로 우리 조상들에게 말씀하신 하나님이
Худа бурунқи заманларда ата-бовиларға пәйғәмбәрләр арқилиқ түркүм-түркүм бойичә вә нурғун йоллар билән сөз қилған болуп,
2 이 모든 날 마지막에 아들로 우리에게 말씀하셨으니 이 아들을 만유의 후사로 세우시고 또 저로 말미암아 모든 세계를 지으셨느니라 (aiōn g165)
мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан. (aiōn g165)
3 이는 하나님의 영광의 광채시요 그 본체의 형상이시라 그의 능력의 말씀으로 만물을 붙드시며 죄를 정결케 하는 일을 하시고 높은 곳에 계신 위엄의 우편에 앉으셨느니라
У Худаниң шан-шәривидин парлиған нур, Униң әйнийитиниң ипадисидур, У қудрәтлик сөз-калами билән пүткүл каинаттики мәвҗудатни өз орнида турғузуватқан болуп, У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин, әрштики шану-шәвкәт егисиниң оң йенида олтарди.
4 저가 천사보다 얼마큼 뛰어남은 저희보다 더욱 아름다운 이름을 기업으로 얻으심이니
Шуниңдәк, У пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди.
5 하나님께서 어느 때에 천사 중 누구에게 네가 내 아들이라 오늘날 내가 너를 낳았다 하셨으며 또 다시 나는 그에게 아버지가 되고 그는 내게 아들이 되리라 하셨느뇨
Чүнки Худа [муқәддәс язмиларда] пәриштиләрниң қайсисиға: «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум», вә йәнә: «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» дегән еди?
6 또 맏아들을 이끌어 세상에 다시 들어오게 하실 때에 하나님의 모든 천사가 저에게 경배할지어다 말씀하시며
Униң үстигә, У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә, «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» дегән.
7 또 천사들에 관하여는 그는 그의 천사들을 바람으로, 그의 사역자들을 불꽃으로 삼으시느니라 하셨으되
У пәриштиләр тоғрилиқ: — «У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду», дегән еди;
8 아들에 관하여는 하나님이여! 주의 보좌가 영영하며 주의 나라의 홀은 공평한 홀이니이다 (aiōn g165)
лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: — «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Сениң падишалиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур. (aiōn g165)
9 네가 의를 사랑하고 불법을 미워하였으니 그러므로 하나님 곧 너의 하나님이 즐거움의 기름을 네게 주어 네 동류들보다 승하게 하셨도다 하였고
Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди».
10 또 주여! 태초에 주께서 땅의 기초를 두셨으며 하늘도 주의 손으로 지으신 바라
Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: — «Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң, Асманларни болса қоллириң ясиғандур;
11 그것들은 멸망할 것이나 오직 주는 영존할 것이요 그것들은 다 옷과 같이 낡아지리니
Улар йоқ болуп кетиду, Лекин Сән мәңгү турисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
12 의복처럼 갈아 입을 것이요 그것들이 옷과 같이 변할 것이나 주는 여전 하여 연대가 다함이 없으리라 하였으나
Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду. Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур».
13 어느 때에 천사 중 누구에게 내가 네 원수로 네 발등상 되게 하기까지 너는 내 우편에 앉았으라 하셨느뇨
Йәнә, У қайсибир пәриштигә: — «Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтирисән» — дегән еди?
14 모든 천사들은 부리는 영으로서 구원 얻을 후사들을 위하여 섬기라고 보내심이 아니뇨
Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа [Худа тәрипидин] әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?

< 히브리서 1 >