< 에스겔 47 >

1 그가 나를 데리고 전 문에 이르시니 전의 전면이 동을 향하였는데 그 문지방 밑에서 물이 나와서 동으로 흐르다가 전 우편 제단남편으로 흘러 내리더라
[Һелиқи киши] мени өйниң дәрвазисиға қайта апарди. Мана, ибадәтханиниң босуғисидин сулар шәриққә қарап еқип чиқивататти; чүнки өйниң алди шәриққә қарайтти. Сулар өйниң астидин, оң тәрипидин, қурбангаһниң җәнубий тәрипидин еқип чүшәтти.
2 그가 또 나를 데리고 북문으로 나가서 바깥 길로 말미암아 꺾여 동향한 바깥 문에 이르시기로 본즉 물이 그 우편에서 스미어 나오더라
У мени шималға қарайдиған дәрвазисидин чиқарди; у мени айландуруп шәриққә қарайдиған дәрвазиниң сиртиға апарди; мана, сулар оң тәрипидин еқип туратти.
3 그 사람이 손에 줄을 잡고 동으로 나아가며 일천척을 척량한 후에 나로 그 물을 건너게 하시니 물이 발목에 오르더니
Һелиқи киши қолида өлчигүч танини тутуп, шәриққә қарап маңди; у миң гәз өлчиди, андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң ошуғиға чиқатти.
4 다시 일천척을 척량하고 나로 물을 건너게 하시니 물이 무릎에 오르고 다시 일천척을 척량하고 나로 물을 건너게 하시니 물이 허리에 오르고
У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң тизлириға йәтти. У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң белигә чиқатти.
5 다시 일천척을 척량하시니 물이 내가 건너지 못할 강이 된지라 그 물이 창일하여 헤엄할 물이요 사람이 능히 건너지 못할 강이더라
У йәнә миң гәз өлчиди; у мән өтәлмәйдиған дәрия болуп чиқти; чүнки сулар өрләп кәтти; униңда су үзгили болатти, у өткили болмайдиған дәрия болуп чиқти.
6 그가 내게 이르시되 인자야 네가 이것을 보았느냐 하시고 나를 인도하여 강가로 돌아가게 하시기로
У мәндин: «Инсан оғли, буни көргәнсән?» дәп сориди; андин мени дәрияниң қирғиқиға қайтуруп апарди.
7 내가 돌아간즉 강 좌우편에 나무가 심히 많더라
Қирғаққа қайттим, мана, дәрияниң қирғиқида, у вә бу қетида, интайин көп дәрәқләр бар еди.
8 그가 내게 이르시되 이 물이 동방으로 향하여 흘러 아라바로 내려가서 바다에 이르리니 이 흘러 내리는 물로 그 바다의 물이 소성함을 얻을지라
У маңа мундақ деди: «Бу сулар жутниң шәрқигә чиқиду; шу йәрдин улар Арабаһ түзләңлигигә чүшүп, андин деңизға кириду. Улар деңизға еқип кириши билән, деңиз сулири сақайтилиду.
9 이 강물이 이르는 곳마다 번성하는 모든 생물이 살고 또 고기가 심히 많으리니 이 물이 흘러 들어 가므로 바닷물이 소성함을 얻겠고 이 강이 이르는 각처에 모든 것이 살 것이며
Вә шундақ болидуки, бу «җүп дәрия» қайси йәргә еқип кәлсә, шу йәрдики барлиқ су үзидиған җаниварлар яшайду; деңизда нурғун белиқлар болиду; чүнки сулар шу йәргә еқип келиду, вә деңиз сулири сақайтилиду; дәрия нәгә ақса, шу йәрниң һәммиси һаятқа егә болиду.
10 또 이 강 가에 어부가 설 것이니 엔게디에서부터 에네글라임까지 그물 치는 곳이 될 것이라 그 고기가 각기 종류를 따라 큰 바다의 고기 같이 심히 많으려니와
Вә шундақ болидуки, белиқчилар деңиз бойида туриду; Ән-Гәдидин Ән-Әглаимгичә уларниң торлири йейилидиған җайлири болиду; деңиз белиқлириниң «Оттура деңиз»дикидәк бәк көп сортлири болиду;
11 그 진펄과 개펄은 소성되지 못하고 소금 땅이 될 것이며
бирақ униң зәй-сазлиқлири сақайтилмайду; улар шорлуқ болушқа тапшурулиду.
12 강 좌우 가에는 각종 먹을 실과나무가 자라서 그 잎이 시들지 아니하며 실과가 끊치지 아니하고 달마다 새 실과를 맺으리니 그 물이 성소로 말미암아 나옴이라 그 실과는 먹을만하고 그 잎사귀는 약 재료가 되리라
Дәрия бойида, у вә бу қетида, озуқ болидиған һәр хил дәрәқләр өсиду. Уларниң йопурмақлири солашмайду, улар мевисиз қалмайду; улар һәр айда йеңидин мевиләйду; чүнки уни суғиридиған сулар муқәддәс җайдин чиқиду; уларниң мевиси озуқ, уларниң йопурмақлири дора-дәрманлар болиду.
13 나 주 여호와가 말하노라 너희는 이 지계대로 이스라엘 십 이 지파에게 이 땅을 나누어 기업이 되게 하되 요셉에게는 두 분깃이니라
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Төвәндә Исраилниң он икки қәбилисигә зимин мирас сүпитидә бөлүнүп тәқсим қилинип чегаралар айрилиду; Йүсүпниң қәбилисигә икки үлүш бөлүниду.
14 내가 옛적에 맹세하여 이 땅으로 너희 열조에게 주마 하였었나니 너희는 피차 없이 나누어 기업을 삼으라 이 땅이 너희의 기업이 되리라
Мән қолумни көтирип ата-бовилириңларға қәсәм ичкәндәк, силәр бир-бириңларға баравәрлик билән зиминни мирас болушқа бөлисиләр; у силәргә мирас болиду.
15 이 땅 지계는 이러하니라 북방은 대해에서 헤들론 길로 말미암아 스닷 어귀까지니
Зиминниң [төрт] тәрипиниң чегараси мундақ: Шималий тәрипи, «Оттура деңиз»дин башлинип Хәтлонниң йолини бойлап, Зәдад шәһириниң кириш еғизиғичә болиду;
16 곧 하맛과 브로다며 다메섹 지계와 하맛 지계 사이에 있는 시브라임과 하우란 지계 곁에 있는 하셀핫디곤이라
у Хамат, Беротаһ, Сибраим (Дәмәшқ билән Хаматниң чегарисиниң оттурисида), Һавранниң чегарисида болған Хазар-Һаттикон шәһәрлирини өз ичигә алиду;
17 그 지계가 바닷가에서부터 다메섹과 지계에 있는 하살에논까지요 그 지계가 또 극북방에 있는 하맛 지계에 미쳤나니 이는 그 북방이요
шуниңдәк «Оттура деңиз»дин башланған чегара Һазар-Енанғичә созулиду; у Дәмәшқниң чегарисини бойлап, Хаматниң шималий райониниң чегарасиға тутишиду; бу болса шималий тәрипи болиду.
18 동방은 하우란과 다메섹과 및 길르앗과 이스라엘 땅 사이에 있는 요단강이니 북편 지계에서부터 동해까지 척량하라 이는 그 동방이요
Шәриқ тәрипиниң чегариси, Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин башлинип, Гилеад вә Исраил зиминини бөлүп туридиған Иордан дәрияси болиду. Силәр буниңдин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр. Бу болса шәриқ тәрипи болиду.
19 남방은 다말에서부터 므리봇 가데스 물에 이르고 애굽 시내를 따라 대해에 이르나니 이는 그 남방이요
Җәнубий тәрипи болса, Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин Мисир вадисидин «Оттура деңиз»ғичә созулиду. Бу җәнубий чегара болиду.
20 서방은 대해라 남편 지계에서부터 맞은편 하맛 어귀까지 이르나니 이는 그 서방이니라
Ғәрбий тәрипи болса «Оттура деңиз»ниң өзи, Хамат райониға кириш еғизиғичә болиду; бу ғәрбий чегариси болиду.
21 그런즉 너희가 이스라엘 모든 지파대로 이 땅을 나누어 차지하라
Силәр бу зиминни Исраилниң қәбилиси бойичә өз-араңларда үлүшүшүңлар керәк.
22 너희는 이 땅을 나누되 제비 뽑아 너희와 너희 가운데 우거하는 외인 곧 너희 가운데서 자녀를 낳은 자의 기업이 되게 할지니 너희는 그 외인을 본토에서 난 이스라엘 족속같이 여기고 그들로 이스라엘 지파 중에서 너희와 함께 기업을 얻게 하되
Шундақ болуш керәкки, силәр өз-араңлар вә араңларда олтирақлашқан, араңларда балилиқ болған мусапирларға уни мирас болушқа чәк ташлап бөлисиләр; улар силәргә нисбәтән вәтинидә туғулған Исраилларға охшаш болуши керәк. Улар силәр билән тәң чәк ташлап Исраил қәбилилири арисидин мирас алсун.
23 외인이 우거하는 그 지파에서 그 기업을 줄지니라 나 주 여호와의 말이니라
Мусапир қайси қәбилә арисида олтирақлашқан болса, силәр шу йәрдин униңға мирас тәқсим қилисиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.

< 에스겔 47 >