< 사도행전 2 >

1 오순절날이 이미 이르매 저희가 다 같이 한 곳에 모였더니
Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.
2 홀연히 하늘로부터 급하고 강한 바람 같은 소리가 있어 저희 앉은 온 집에 가득하며
Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди.
3 불의 혀같이 갈라지는 것이 저희에게 보여 각 사람 위에 임하여 있더니
От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди.
4 저희가 다 성령의 충만함을 받고 성령이 말하게 하심을 따라 다른 방언으로 말하기를 시작하니라
Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.
5 그 때에 경건한 유대인이 천하 각국으로부터와서 예루살렘에 우거하더니
У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.
6 이 소리가 나매 큰 무리가 모여 각각 자기의 방언으로 제자들의 말하는 것을 듣고 소동하여
Әнди [етиқатчиларниң] бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә [етиқатчиларниң] өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.
7 다 놀라 기이히 여겨 이르되 `보라, 이 말하는 사람이 다 갈릴리 사람이 아니냐?
Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип: — Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу?
8 우리가 우리 각 사람의 난 곳 방언으로 듣게 되는 것이 어찜이뇨?
Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз?
9 우리는 바대인과 메대인과 엘람인과 또 메소보다미아 유대와 가바도기아, 본도와 아시아,
Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
10 브루기아와 밤빌리아, 애굽과 및 구레네에 가까운 리비야 여러 지방에 사는 사람들과 로마로부터 온 나그네 곧 유대인과 유대교에 들어온 사람들과
Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти.
11 그레데인과 아라비아인들이라 우리가 다 우리의 각 방언으로 하나님의 큰 일을 말함을 듣는도다' 하고
12 다 놀라며 의혹하여 서로 가로되 `이 어찐 일이냐?' 하며
Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
13 또 어떤 이들은 조롱하여 가로되 `저희가 새 술이 취하였다' 하더라
Амма бәзиләр: — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
14 베드로가 열 한 사도와 같이 서서 소리를 높여 가로되 `유대인들과 예루살렘에 사는 모든 사람들아 이 일을 너희로 알게 할 것이니 내 말에 귀를 기울이라
Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
15 때가 제 삼시니 너희 생각과 같이 이 사람들이 취한 것이 아니라
Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16 이는 곧 선지자 요엘로 말씀하신 것이니 일렀으되
Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17 하나님이 가라사대 말세에 내가 내 영으로 모든 육체에게 부어 주리니 너희의 자녀들은 예언할 것이요 너희의 젊은이들은 환상을 보고 너희의 늙은이들은 꿈을 꾸리라
— «Худа мундақ деди: «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;
18 그 때에 내가 내 영으로 내 남종과 여종들에게 부어 주리니 저희가 예언할 것이요
Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.
19 또 내가 위로 하늘에서는 기사와 아래로 땅에서는 징조를 베풀리니 곧 피와 불과 연기로다
Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
20 주의 크고 영화로운 날이 이르기 전에 해가 변하여 어두워지고 달이 변하여 피가 되리라
Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
21 누구든지 주의 이름을 부르는 자는 구원을 얻으리라 하였느니라
Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».
22 이스라엘 사람들아! 이 말을 들으라 너희도 아는 바에 하나님께서 나사렛 예수로 큰 권능과 기사와 표적을 너희 가운데서 베푸사 너희 앞에서 그를 증거하셨느니라
Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —
23 그가 하나님의 정하신 뜻과 미리 아신 대로 내어준 바 되었거늘 너희가 법 없는 자들의 손을 빌어 못 박아 죽였으나
у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар.
24 하나님께서 사망의 고통을 풀어 살리셨으니 이는 그가 사망에게 매여 있을 수 없었음이라
Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25 다윗이 저를 가리켜 가로되 내가 항상 내 앞에 계신 주를 뵈웠음이여 나로 요동치 않게 하기 위하여 그가 내 우편에 계시도다
Давут [Зәбурда] у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
26 이러므로 내 마음이 기뻐하였고 내 입술도 즐거워하였으며 육체는 희망에 거하리니
Шуңа мениң қәлбим хошалланди, Мениң тилим шатлинип яйриди; Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27 이는 내 영혼을 음부에 버리지 아니하시며 주의 거룩한 자로 썩음을 당치 않게 하실 것임이로다 (Hadēs g86)
Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән. (Hadēs g86)
28 주께서 생명의 길로 내게 보이셨으니 주의 앞에서 나로 기쁨이 충만하게 하시리로다 하였으니
Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».
29 형제들아! 내가 조상 다윗에 대하여 담대히 말할 수 있노니 다윗이 죽어 장사되어 그 묘가 오늘까지 우리 중에 있도다
Қериндашлар, мән атимиз [падиша] Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.
30 그는 선지자라 하나님이 이미 맹세하사 그 자손 중에서 한 사람을 그 위에 앉게 하리라 하심을 알고
Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.
31 미리 보는고로 그리스도의 부활하심을 말하되 저가 음부에 버림이 되지 않고 육신이 썩음을 당하지 아니하시리라 하더니 (Hadēs g86)
У Мәсиһниң [өлгәндин кейин] тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған. (Hadēs g86)
32 이 예수를 하나님이 살리신지라 우리가 다 이 일에 증인이로다
Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз.
33 하나님이 오른손으로 예수를 높이시매 그가 약속하신 성령을 아버지께 받아서 너희 보고 듣는 이것을 부어 주셨느니라
У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп [бизләргә] чүшүрди.
34 다윗은 하늘에 올라가지 못하였으나 친히 말하여 가로되 주께서 내 주에게 말씀하시기를
Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни [Зәбурда] ейтқан: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»».
35 내가 네 원수로 네 발등상 되게 하기까지는 너는 내 우편에 앉았으라 하셨도다 하였으니
36 그런즉 이스라엘 온 집이 정녕 알지니 너희가 십자가에 못 박은 이 예수를 하나님이 주와 그리스도가 되게 하셨느니라' 하니라
Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!».
37 저희가 이 말을 듣고 마음에 찔려 베드로와 다른 사도들에게 물어 가로되 `형제들아 우리가 어찌할꼬?' 하거늘
Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин: — И қериндашлар, ундақта биз немә қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
38 베드로가 가로되 `너희가 회개하여 각각 예수 그리스도의 이름으로 세례를 받고 죄 사함을 얻으라 그리하면 성령을 선물로 받으리니
Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду.
39 이 약속은 너희와 너희 자녀와 모든 먼 데 사람 곧 주 우리 하나님이 얼마든지 부르시는 자들에게 하신 것이라' 하고
Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.
40 또 여러 말로 확증하며 권하여 가로되 `너희가 이 패역한 세대에서 구원을 받으라!' 하니
Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға: — Силәр өзүңларни бу иплас дәвирдин қутқузуңлар! — дәп җекилиди.
41 그 말을 받는 사람들은 세례를 받으매 이 날에 제자의 수가 삼천이나 더하더라
Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни [җамаәткә] қошулғанлар үч миңчә киши еди.
42 저희가 사도의 가르침을 받아 서로 교제하며 떡을 떼며 기도하기를 전혀 힘쓰니라
Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, [етиқатчиларниң] бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди.
43 사람마다 두려워하는데 사도들로 인하여 기사와 표적이 많이 나타나니
Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди.
44 믿는 사람이 다 함께 있어 모든 물건을 서로 통용하고
Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.
45 또 재산과 소유를 팔아 각 사람의 필요를 따라 나눠 주고
Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти.
46 날마다 마음을 같이 하여 성전에 모이기를 힘쓰고 집에서 떡을 떼며 기쁨과 순전한 마음으로 음식을 먹고
Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,
47 하나님을 찬미하며 또 온 백성에게 칭송을 받으니 주께서 구원 받는 사람을 날마다 더하게 하시니라
Худаға мәдһийә оқушатти; улар пүткүл халайиқниң иззитигә сазавәр болди. Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти.

< 사도행전 2 >