< 마가복음 13 >
1 예수께서 성전에서 나가실 때에 제자 중 하나가 가로되 `선생님이여, 보소서 이 돌들이 어떠하며 이 건물들이 어떠하니이까?'
У ибадәтханидин чиқиватқанда, мухлислиридин бири униңға: — Устаз, қара, бу немидегән һәйвәтлик ташлар вә имарәтләр-һә! — деди.
2 예수께서 이르시되 `네가 이 큰 건물들을 보느냐? 돌 하나도 돌 위에 남지 않고 다 무너뜨려지리라' 하시니라
Әйса униңға җававән: — Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрдүңму? Бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.
3 예수께서 감람산에서 성전을 마주 대하여 앉으셨을 때에 베드로와 야고보와 요한과 안드레가 종용히 묻자오되
У Зәйтун теғида, йәни ибадәтханиниң удулида олтарғанда, Петрус, Яқуп, Юһанна вә Андрияслар униңдин астиғина:
4 `우리에게 이르소서 어느 때에 이런 일이 있겠사오며 이 모든 일이 이루려 할 때에 무슨 징조가 있사오리이까?'
— Бизгә ейтқинчу, бу ишлар қачан йүз бериду? Бу барлиқ вақиәләрниң йүз беридиғанлиғини көрситидиған немә аламәт болиду? — дәп сорашти.
5 예수께서 이르시되 `너희가 사람의 미혹을 받지 않도록 주의하라
Әйса уларға җававән сөз башлап мундақ деди: — Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.
6 많은 사람이 내 이름으로 와서 이르되 내가 그로라 하여 많은 사람을 미혹케 하리라
Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мана өзүм шудурмән!» дәп, көп адәмләрни аздуриду.
7 난리와 난리 소문을 들을 때에 두려워 말라 이런 일이 있어야 하되 끝은 아직 아니니라
Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлиғиниңларда, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлгәнлиги әмәс.
8 민족이 민족을 나라가 나라를 대적하여 일어나겠고 처처에 지진이 있으며 기근이 있으리니 이는 재난의 시작이니라
Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда йәр тәврәшләр йүз бериду, ачарчилиқлар вә қалаймиқанчилиқлар болиду. Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.
9 너희는 스스로 조심하라 사람들이 너희를 공회에 넘겨주겠고 너희를 회당에서 매질하겠으며 나를 인하여 너희가 관장들과 임금들 앞에 서리니 이는 저희에게 증거되려 함이라
Силәр болсаңлар, өзүңларға пәхәс болуңлар; чүнки кишиләр силәрни тутқун қилип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагогларда қамчилинисиләр. Силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип, улар үчүн бир гувалиқ болсун дәп сораққа тартилисиләр.
10 또 복음이 먼저 만국에 전파되어야 할 것이니라
Лекин булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк.
11 사람들이 너희를 끌어다가 넘겨줄 때에 무슨 말을 할까 미리 염려치 말고 무엇이든지 그 시에 너희에게 주시는 그 말을 하라 말하는 이는 너희가 아니요 성령이시니라
Әнди улар силәрни апирип [сораққа] тапшурғанда, немә дейиш һәққидә нә әндишә нә мулаһизә қилмаңлар, бәлки шу вақит-саитидә силәргә қайси гәп берилсә, шуни ейтиңлар; чүнки сөзлигүчи силәр әмәс, Муқәддәс Роһтур.
12 형제가 형제를 아비가 자식을 죽는데 내어주며 자식들이 부모를 대적하여 죽게 하리라
Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән зитлишип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду.
13 또 너희가 내 이름을 인하여 모든 사람에게 미움을 받을 것이나 나중까지 견디는 자는 구원을 얻으리라
Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.
14 멸망의 가증한 것이 서지 못할 곳에 선 것을 보거든 (읽는 자는 깨달을진저)그 때에 유대에 있는 자들은 산으로 도망할지어다
«Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй) Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун.
15 지붕 위에 있는 자는 내려가지도 말고 집에 있는 무엇을 가지러 들어가지도 말며
Өгүздә турған киши өйигә чүшмәй яки өйидики бирәр немини алғили ичигә кирмәй [қачсун].
16 밭에 있는 자는 겉옷을 가지러 뒤로 돌이키지 말지어다
Етизларда туруватқан киши болса чапинини алғили өйигә янмисун.
17 그 날에는 아이 밴 자들과 젖먹이는 자들에게 화가 있으리로다
У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!
[Қачидиған] вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
19 이는 그날들은 환난의 날이 되겠음이라 하나님의 창조하신 창조부터 지금까지 이런 환난이 없었고 후에도 없으리라
Чүнки у чағда Худа яратқан дунияниң апиридә қилинғандин буян мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған зор азап-оқубәт болиду.
20 만일 주께서 그날들을 감하지 아니하셨더면 모든 육체가 구원을 얻지 못할 것이어늘 자기의 택하신 백성을 위하여 그 날들을 감하셨느니라
Әгәр Пәрвәрдигар у күнләрни азайтмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайду. Лекин У Өз таллиғанлири үчүн у күнләрни азайтиду.
21 그 때에 사람이 너희에게 말하되 보라 그리스도가 여기 있다 보라 저기 있다 하여도 믿지 말라
Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «Қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар.
22 거짓 그리스도들과 거짓 선지자들이 일어나서 이적과 기사를 행하여 할 수만 있으면 택하신 백성을 미혹케 하려 하리라
Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, улар һәтта [Худа] таллиғанларни һәм аздуриду.
23 너희는 삼가라 내가 모든 일을 너희에게 미리 말하였노라
Шуниң үчүн, силәр һошияр болуңлар. Мана, мән бу ишларниң һәммисини силәргә алдин-ала уқтуруп қойдум.
24 그 때에 그 환난 후 해가 어두워지며 달이 빛을 내지 아니하며
Әнди шу күнләрдә, шу азап-оқубәт өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду,
25 별들이 하늘에서 떨어지며 하늘에 있는 권능들이 흔들리리라
юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду.
26 그 때에 인자가 구름을 타고 큰 권능과 영광으로 오는 것을 사람들이 보리라
Андин кишиләр Инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду.
27 또 그 때에 저가 천사들을 보내어 자기 택하신 자들을 땅 끝으로 부터 하늘 끝까지 사방에서 모으리라
У өз пәриштилирини әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт тәрипидин, зиминниң чәтлиридин асманниң чәтлиригичә жиғип җәм қилиду.
28 무화과나무의 비유를 배우라 그 가지가 연하여지고 잎사귀를 내면 여름이 가까운 줄을 아나니
— Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр.
29 이와 같이 너희가 이런 일이 나는 것을 보거든 인자가 가까이 곧 문앞에 이른 줄을 알라
Худди шуниңдәк, [мән бая дегәнлиримниң] йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.
30 내가 진실로 너희에게 말하노니 이 세대가 지나가기 전에 이 일이 다 이루리라
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
31 천지는 없어지겠으나 내 말은 없어지지 아니하리라
Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
32 그러나 그 날과 그 때는 아무도 모르나니 하늘에 있는 천사들도 아들도 모르고 아버지만 아시느니라
Лекин шу күни яки вақит-саити тоғрилиқ хәвәрни һеч ким билмәйду — һәтта нә әрштики пәриштиләрму билмәйду, нә оғул билмәйду, уни пәқәт Атила билиду.
33 주의하라 깨어 있으라 그 때가 언제인지 알지 못함이니라
Һошияр болуңлар, сәгәк болуп дуа қилиңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр.
34 가령 사람이 집을 떠나 타국으로 갈 때에 그 종들에게 권한을 주어 각각 사무를 맡기며 문지기에게 깨어 있으라 명함과 같으니
Бу худди яқа жутқа чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. Йолға чиқидиған чағда, у қуллириға өз һоқуқини беқитип, һәр биригә өз вәзиписини тапшуриду вә дәрвазивәнниңму сәгәк болушини тапилайду.
35 그러므로 깨어 있으라 집 주인이 언제 올는지 혹 저물 때엘는지, 밤중엘는지, 닭 울 때엘는지, 새벽엘는지, 너희가 알지 못함이라
Шуниңдәк, силәрму сәгәк болуңлар; чүнки өйниң егисиниң [қайтип] келидиған вақтиниң — кәчқурунму, түн йеримиму, ғораз чиллиған вақитму яки сәһәр вақтиму — уни биләлмәйсиләр;
36 그가 홀연히 와서 너희의 자는 것을 보지 않도록 하라
у туюқсиз кәлгәндә, силәрниң ухлаватқиниңларниң үстигә чүшмисун!
37 깨어 있으라 내가 너희에게 하는 이 말이 모든 사람에게 하는 말이니라' 하시니라
Силәргә ейтқинимни мән һәммәйләнгә ейтимән: Сәгәк туруңлар!