< 갈라디아서 2 >
1 십 사년 후에 내가 바나바와 함께 디도를 데리고 다시 예루살렘에 올라갔노니
Йәнә буниңдин он төрт жил кейин, мән Барнабас билән Йерусалимға чиқтим; Титусниму һәмраһ қилип бардим.
2 계시를 인하여 올라가 내가 이방 가운데서 전파하는 복음을 저희에게 제출하되 유명한 자들에게 사사로이 한 것은 내가 달음질하는 것이나 달음질한 것이 헛되지 않게 하려 함이라
Мән бир вәһийгә бенаән шу йәргә барған едим; вә мән бекар чапмиғинимни яки бекар чапмайватқинимни җәзмләштүрүш үчүн [Йерусалимдикиләрниң] алдида (әмәлийәттә пәқәт «җамаәтниң түврүклири»дәкләргә айрим һалда) әлләр арисида җакалайдиған хуш хәвәрни баян қилдим.
3 그러나 나와 함께 있는 헬라인 디도라도 억지로 할례를 받게 아니하였으니
Нәтиҗидә, һәтта маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди;
4 이는 가만히 들어온 거짓 형제 까닭이라 저희가 가만히 들어온 것은 그리스도 예수 안에서 우리의 가진 자유를 엿보고 우리를 종으로 삼고자 함이로되
[шу чағдики «хәтнә» мәсилиси»] болса, бизниң Мәсиһ Әйсада муйәссәр болған һөрлүгүмизни назарәт қилиш үчүн аримизға соқунуп киривалған, бизни қуллуққа чүшүрүшмәкчи болуп, ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар түпәйлидин болған еди.
5 우리가 일시라도 복종치 아니하였으니 이는 복음의 진리로 너희 가운데 항상 있게 하려 함이라
Лекин биз хуш хәвәрниң һәқиқити силәрдин мәһрум қилинмисун дәп уларға һәтта бир саатчиму йол қойғинимиз йоқ;
6 유명하다는 이들 중에 (본래 어떤 이들이든지 내게 상관이 없으며 하나님은 사람의 외모를 취하지 아니하시나니) 저 유명한 이들은 내게 더하여 준 것이 없고
лекин абройлуқ һесапланған адәмләрдин болса (мениң уларниң немә екәнлиги билән карим йоқ; Худа һеч қандақ инсанниң йүз хатирисини қилмайду!) — мошу абройлуқ [әрбаблар] дәп саналғанларниң мәндики [хуш хәвәргә] қошқини йоқ еди.
7 도리어 내가 무할례자에게 복음 전함을 맡기를 베드로가 할례자에게 맡음과 같이 한 것을 보고
Дәл әксичә, хуш хәвәрни хәтнә қилинғанларға йәткүзүш вәзиписи Петрусқа тапшурулғандәк, хәтнисизләргә йәткүзүш вәзиписи маңа тапшурулған дәп тонуп йетип
8 베드로에게 역사하사 그를 할례자의 사도로 삼으신 이가 또한 내게 역사하사 나를 이방인에게 사도로 삼으셨느니라
(чүнки Петрусни хәтниликләргә расуллуққа Күчләндүргүчи болса, мениму әлләргә [расул болушқа] күчләндүргән еди),
9 또 내게 주신 은혜를 알므로 기둥같이 여기는 야고보와 게바와 요한도 나와 바나바에게 교제의 악수를 하였으니 이는 우리는 이방인에게로, 저희는 할례자에게로 가게 하려 함이라
маңа ата қилинған шу меһри-шәпқәтни тонуп йәткән «җамаәтниң түврүклири» һесапланған Яқуп, Кефас вә Юһанналар болса, силәр әлләргә бериңлар, биз хәтниликләргә барайли дәп Барнабас билән иккимизгә һәмдәмлик оң қолини беришти.
10 다만 우리에게 가난한 자들 생각하는 것을 부탁하였으니 이것을 나도 본래 힘써 행하노라
Уларниң бизгә пәқәт кәмбәғәлләрни унтумаңлар дегән бирла тәливи бар еди; мән дәл бу ишқа қизғин болуп келивататтим.
11 게바가 안디옥에 이르렀을 때에 책망할 일이 있기로 내가 저를 면책(面責)하였노라
Бирақ, кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң әйиплик екәнлиги ениқ болғачқа, мән уни йүзтуранә әйиплидим.
12 야고보에게서 온 어떤 이들이 이르기 전에 게바가 이방인과 함께 먹다가 저희가 오매 그가 할례자들을 두려워하여 떠나 물러가매
Чүнки Яқупниң йенидин бәзи адәмләр келиштин илгири у ят әлликләр билән һәмдәстихан болған еди; бирақ улар кәлгәндә, хәтниликләрдин қорқуп [шу қериндашлардин] өзини тартти.
13 남은 유대인들도 저와 같이 외식하므로 바나바도 저희의 외식에 유혹되었느니라
Һәтта башқа Йәһудий [қериндашлар] униң бу сахтилиғиға қошулуп кәтти; һәтта Барнабасму аздурулуп уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.
14 그러므로 나는 저희가 복음의 진리를 따라 바로 행하지 아니함을 보고 모든 자 앞에서 게바에게 이르되 네가 유대인으로서 이방을 좇고 유대인답게 살지 아니하면서 어찌하여 억지로 이방인을 유대인답게 살게 하려느냐 하였노라
Амма мән уларниң хуш хәвәрниң һәқиқити бойичә дурус маңмиғанлиғини көрүп, һәммәйләнниң алдидила Петрусқа: «Сән Йәһудий туруп, Йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки ят әлликләрдәк яшаватисән; шундақ туруқлуқ, немишкә сән ят әлликләрни Йәһудийлардәк яшашқа зорлимақчимусән?» — дедим,
15 우리는 본래 유대인이요 이방 죄인이 아니로되
вә йәнә: «Биз [иккимиз] туғулушимиздинла Йәһудиймиз, «гунакар дәп қаралған ят әлликләр»дин әмәсмиз,
16 사람이 의롭게 되는 것은 율법의 행위에서 난 것이 아니요 오직 예수 그리스도를 믿음으로 말미암는 줄 아는고로 우리도 그리스도 예수를 믿나니 이는 우리가 율법의 행위에서 아니고 그리스도를 믿음으로서 의롭다 함을 얻으려 함이라 율법의 행위로서는 의롭다 함을 얻을 육체가 없느니라
лекин инсанниң һәққаний қилинишини Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән болиду, дәп билимиз. Шуңа Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилиш билән әмәс, бәлки Мәсиһгә бағланған етиқат билән һәққаний қилинишимиз үчүн бизму Мәсиһ Әйсаға етиқат қилдуқ — чүнки һеч әт егиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән һәққаний қилинмайду» — дедим.
17 만일 우리가 그리스도 안에서 의롭게 되려 하다가 죄인으로 나타나면 그리스도께서 죄를 짓게 하는 자냐 결코 그럴 수 없느니라
Амма Мәсиһтә һәққаний қилинишқа издәнгинимиздә, бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму, Мәсиһ әнди гунаниң хизмитидә болғучиму?! Яқ, һәргиз!
18 만일 내가 헐었던 것을 다시 세우면 내가 나를 범법한 자로 만드는 것이라
Амма мән әслидә ғулатқан нәрсиләрни қайтидин қурсам, өзүмни [Тәврат қануниға] хилаплиқ қилғучи дәп испатлап көрсәткән болимән.
19 내가 율법으로 말미암아 율법을 향하여 죽었나니 이는 하나님을 향하여 살려 함이니라
Чүнки мән Тәврат қануни билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүм; нәтиҗидә, мән Худаға йүзлинип яшаватимән.
20 내가 그리스도와 함께 십자가에 못 박혔나니 그런즉 이제는 내가 산 것이 아니요 오직 내 안에 그리스도께서 사신 것이라 이제 내가 육체 가운데 사는 것은 나를 사랑하사 나를 위하여 자기 몸을 버리신 하나님의 아들을 믿는 믿음 안에서 사는 것이라
Мән Мәсиһ билән биллә крестләнгәнмән, лекин мана, яшаватимән! Лекин яшаватқини мән әмәс, бәлки мәндә туруватқан Мәсиһдур. Вә мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур.
21 내가 하나님의 은혜를 폐하지 아니하노니 만일 의롭게 되는 것이 율법으로 말미암으면 그리스도께서 헛되이 죽으셨느니라
Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти.