< ローマ人への手紙 13 >

1 人はみな、上に立つ権威に従うべきです。神によらない権威はなく、存在している権威はすべて、神によって立てられたものです。
Һәммә адәм өзлирини идарә қилғучи һоқуқ егилиригә бойсунсун. Чүнки Худа тиклимигән һөкүмәт йоқ; қайси һоқуқ-һөкүмәт мәвҗут болсила Худа тәрипидин тикләнгәндур.
2 したがって、権威に逆らっている人は、神の定めにそむいているのです。そむいた人は自分の身にさばきを招きます。
Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду
3 支配者を恐ろしいと思うのは、良い行ないをするときではなく、悪を行なうときです。権威を恐れたくないと思うなら、善を行ないなさい。そうすれば、支配者からほめられます。
(чүнки һөкүмранлар яхшилиқ қилғучиларға әмәс, бәлки яманлиқ қилғучиларға қорқунуч кәлтүриду). Һөкүмранлардин қорқушни халимаймән десәң, ундақта яхши әмәл қил. У чағда һөкүмәт тәрипидидин тәриплинисән.
4 それは、彼があなたに益を与えるための、神のしもべだからです。しかし、もしあなたが悪を行なうなら、恐れなければなりません。彼は無意味に剣を帯びてはいないからです。彼は神のしもべであって、悪を行なう人には怒りをもって報います。
Чүнки һөкүмранлар сениң мәнпәитиң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, униңдин қорқушуң керәк! [Һөкүмран] қилични бекарға есивалмайду, у яманлиқ қилғучиға Худаниң ғәзивини көрситидиған җаза бәргүчи сүпитидә Худаниң хизмәтчисидур.
5 ですから、ただ怒りが恐ろしいからだけでなく、良心のためにも、従うべきです。
Шуниң үчүн, һөкүмранларға бойсунуш керәк. Бу, пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки пак виҗданлиқ болуш үчүндур.
6 同じ理由で、あなたがたは、みつぎを納めるのです。彼らは、いつもその務めに励んでいる神のしもべなのです。
Мошу сәвәптинму баҗ тапшуруңлар; һөкүмранлар болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқурушқа бекиткән хизмәткарлиридур.
7 あなたがたは、だれにでも義務を果たしなさい。みつぎを納めなければならない人にはみつぎを納め、税を納めなければならない人には税を納め、恐れなければならない人を恐れ、敬わなければならない人を敬いなさい。
Һәр кимгә өз тегишлик һәққини төләңлар; ғәллә-парақ тапшурувалғучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиларға баҗни тапшуруңлар; еһтирамға тегишлик болғанларға еһтирам қилиңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанни һөрмәт қилиңлар.
8 だれに対しても、何の借りもあってはいけません。ただし、互いに愛し合うことについては別です。他の人を愛する者は、律法を完全に守っているのです。
Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һеч кимгә һеч нәрсидин қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.
9 「姦淫するな、殺すな、盗むな、むさぼるな。」という戒め、またほかにどんな戒めがあっても、それらは、「あなたの隣人をあなた自身のように愛せよ。」ということばの中に要約されているからです。
Чүнки «зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, нәпсанийәтчилик қилма» дегән пәрһизләр вә булардин башқа һәр қандақ пәрзләрму, «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бу әмиргә жиғинчақланған.
10 愛は隣人に対して害を与えません。それゆえ、愛は律法を全うします。
Меһир-муһәббәткә берилгән [киши] өз йеқиниға һеч қандақ яманлиқ жүргүзмәйду; шуниң үчүн, меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурғучидур.
11 あなたがたは、今がどのような時か知っているのですから、このように行ないなさい。あなたがたが眠りからさめるべき時刻がもう来ています。というのは、私たちが信じたころよりも、今は救いが私たちにもっと近づいているからです。
Һазирқи вақитниң җиддийлиғини билип, шуларни қилиңлар. Чүнки биз үчүн аллиқачан уйқидин ойғиниш вақит-саити йетип кәлди. Чүнки дәсләпки етиқат қилған вақтимизға нисбәтән ниҗатимиз техиму йеқинлап қалди.
12 夜はふけて、昼が近づきました。ですから、私たちは、やみのわざを打ち捨てて、光の武具を着けようではありませんか。
Кечә өтүшкә аз қалди, күндүз йеқинлашти. Шуңа, қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қурал-ярақлирини кийәйли.
13 遊興、酩酊、淫乱、好色、争い、ねたみの生活ではなく、昼間らしい、正しい生き方をしようではありませんか。
Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, зина вә кәйп-сапаға, җедәл-маҗира вә һәсәтхорлуққа берилмәйли;
14 主イエス・キリストを着なさい。肉の欲のために心を用いてはいけません。
әксичә өзүңларға Рәб Әйса Мәсиһни кийивелиңлар вә гунакар әттики арзу-һәвәсләрни қандақ қандурушни һеч ойлимаңлар.

< ローマ人への手紙 13 >