< 使徒の働き 11 >
1 第三 エルザレムの信徒ペトロの處置を非難し後之を賞賛す 異邦人も神の御言を請容れし事、使徒等及びユデアに在る兄弟等に聞えしかば、
Расуллар вә пүткүл Йәһудийәдики башқа қериндашлар [ят] әлликләрниңму Худаниң сөз-каламини қобул қилғанлиғини аңлиди.
2 ペトロがエルザレムに上るや、割禮ある人々之を詰りて、
Шуңа, Петрус Йерусалимға қайтқанда, хәтнилик болған [ишәнгүчиләр] уни әйипкә буйруп:
3 言ひけるは、汝何ぞ無割禮の人の中に入りて共に食せしや、と。
— Сән хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болдуң?! — деди.
Бирақ Петрус пүтүн ишни баштин-ахириғичә уларға бир-бирләп чүшәндүрүп
5 我ヨッペの町に在りて祈り居りしに、氣を奪はるる如くにして幻影に遇ひしが、大いなる布の如き器物の四隅を吊されつつ天より降りて我許に來るを見、
мундақ деди: — Йоппа шәһиридә дуа қиливатқинимда, ғайипанә көрүнүш мени оривелип, бир аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтиди.
6 熟其中を眺むるに、地上の四足のもの、野獣、爬蟲、及び空の鳥あるを見たり。
Униңға көз тикип қарисам, ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар екән.
7 又、ペトロ起きよ、屠りて食せよ、と我に謂へる聲をも聞きたれば、
Андин: «Орнуңдин тур Петрус, улардин союп йә!» дегән бир авазни аңлидим.
8 我、主よ、然らじ、穢れたるもの潔からぬものは曾て我口に入りし事なし、と言ひしに、
Мән: «Яқ Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак яки һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.
9 再び天より聲ありて、神の潔め給ひしものを汝潔からずと言ふこと勿れ、と答へ、
Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дәп паклиған нәрсини сән һарам демә!» дегән аваз аңланди.
10 三度まで斯の如くなりしが、終に其物皆また天に引上げられたり。
Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахир буларниң һәммиси асманға қайтидин тартип кетилди.
11 折しもカイザリアより、我許に遣はされたる者三人、我が居る家に立止りしかば、
Мана дәл шу чағда, Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң алдиға кәлди.
12 躊躇する事なく彼等と共に往け、と[聖]霊我に曰へり。斯て此六人の兄弟も我に伴ひ來り、一行彼人の家に入りたるに、
Муқәддәс Роһ мени һеч иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйруди. Мошу алтә қериндашму мән билән биллә барди. [Қәйсәрийәгә йетип келип], һелиқи адәмниң өйигә кирдуқ.
13 彼、天使の己が家に立ちて、己に次の如く言ふを見し次第を語れり。即ち、人をヨッペに遣はして、ペトロと呼ばるるシモンを招け、
Бу киши бизгә өзиниң өйидә пайда болуп турған бир пәриштини қандақ көргәнлигини ейтти. Пәриштә униңға: «сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ бир адәмни чақиртип кәл,
14 彼は汝及び汝が一家の救かるべき御言を汝に語らん、と。
у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән.
15 然るに我が語出るや、最初我等の上に降り給ひし如く、聖霊彼等の上に降り給ひたれば、
Мән гәпни башлиғинимда, Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк, уларғиму чүшти.
16 我主が曾て、ヨハネは水にて洗したるに汝等は聖霊にて洗せられん、と曰ひし御言を思出せり。
Шу чағда, Рәбниң сөз-каламини, йәни: «Йәһя кишиләрни суға чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлисиләр» дегинини есимгә алдим.
17 即ち神既にイエズス、キリストを信仰せる我等と同様なる恩寵を彼等にも賜ひしを、我抑誰なれば、神に禁ずる事を得べかりしぞ、と。
Шуңа, әгәр Худа әнди мошуларға биз Рәб Әйса Мәсиһкә етиқат қилғинимиздин кейин бизгә бәргән илтипатқа охшаш илтипат ата қилған болса, Худани тосалғидәк мән зади ким едим?
18 人々是等の事を聞きて黙然たりしが、又神に光榮を歸し奉りて云ひけるは、然れば神は、生命を得させん為に、異邦人にも改心を賜ひしなり、と。
Улар бу сөзләрни аңлиғанда, әйипләштин тохтап, Худаға мәдһийә оқуп: — Бәрһәқ, Худа әлләргиму һаятлиққа елип баридиған товва қилишни несип қипту! — дейишти.
19 第四 アンチオキアの教會開始 抑ステファノの時起りし迫害の為に離散したりし人々は、フェニケア[州]、クプロ[島]、及びアンチオキア[市]まで廻行きしも、ユデア人の外誰にも御言を語らざりしが、
У чағда, Истипанниң иши билән зиянкәшликкә учрап һәр қайси җайларға тарқилип кәткәнләр Фәникийә райони, Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайларғичә йетип берип, бу җайларда сөз-каламни пәқәт Йәһудийларғила йәткүзәтти.
20 彼等の中にクプロ及びクレネの人々ありて、アンチオキアに入りしかば、ギリシア人にも語りて、主イエズスの事を告げ、
Лекин улардин Сипрус арили вә Курини шәһиридин кәлгән бәзиләр Антакя шәһиригә барғанда, Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди.
21 主の御手彼等と共に在りければ、數多の人信じて主に歸依せり。
Рәбниң қоли улар билән биллә болуп, толиму нурғун кишиләр ишинип товва қилип Рәбгә бағланди.
22 是等の沙汰エルザレムなる教會の耳に入りしかば、バルナバを遣はしてアンチオキアまで至らしめしに、
Бу хәвәр Йерусалимдики җамаәтниң қулиқиға йетип кәлди. Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти.
23 彼至りて神の恩寵を見て喜び、決心して主に止らん事を一同に勧め居たり。
Барнабас йетип берип, Худаниң меһри-шәпқитини көрүп, хошал болди. У уларниң һәммисини җан-дилидин қәтъийлик билән Рәбгә чиң бағлинишқа риғбәтләндүрди.
24 蓋彼は善人にして聖霊と信仰とに充てる人なりければ、夥しき群集主に属けり。
Чүнки у Муқәддәс Роһқа вә иман-ишәшкә толдурулған болуп, яхши бир адәм еди. Шуниң билән зор бир топ адәмләр Рәбгә қошулди.
25 然てバルナバ、サウロを尋ねんとてタルソに至り、之に遇ひてアンチオキアに伴ひ行き、
Шуниң билән Барнабас Тарсус шәһиригә Саулни издәп барди.
26 兩人彼處の教會に満一年を過して、夥しき群集を教へたり。斯て弟子等はアンチオキアに於て、始て基督信徒と呼ばるるに至れり。
Уни тепип Антакяға елип кәлди; шундақ болдики, иккилән җамаәт билән биллә сақ бир жил жиғилип, нурғун адәмгә тәлим бәрди. Мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди.
27 其時或預言者等、エルザレムよりアンチオキアに至りしが、
У күнләрдә бәзи пәйғәмбәрләр Йерусалимдин Антакяға чүшүп кәлди.
28 彼等の中より一人のアガポと云へる者起ちて、大飢饉の全世界に起るべき事を、聖霊によりて告げ居たりけるに、果してクロウヂオ[皇帝]の時代に起りしかば、
Булардин Агабус исимлиқ бирәйлән оттуриға чиқип, Роһниң вәһийини йәткүзүп, қаттиқ бир ачарчилиқниң пүткүл дунияни басидиғанлиғини алдин-ала ейтти (бу ачарчилиқ дәрвәқә «Клавдиюс Қәйсәр» һөкүм сүргән вақитта йүз бәрди).
29 弟子等各力に應じてユデアに住める兄弟に補助を贈らん事を定め、
Буниң билән [Антакядики] мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди.
30 遂に之を遂げて、バルナバとサウロとの手に托して長老等に贈れり。
Улар бу қарарни ада қилип, сәдиқини Барнабас вә Саулниң қоли арқилиқ [Йәһудийәдики җамаәт] ақсақаллириға йәткүзүп бәрди.