< ゼカリヤ書 14 >
1 見よ、主の日が来る。その時あなたの奪われた物は、あなたの中で分かたれる。
Мана, Пәрвәрдигарға хас күн келиду; [у күни] араңдин мал-мүлкүң булаң-талаң қилинип бөлүшүвелиниду.
2 わたしは万国の民を集めて、エルサレムを攻め撃たせる。町は取られ、家はかすめられ、女は犯され、町の半ばは捕えられて行く。しかし残りの民は町から断たれることはない。
Мән барлиқ әлләрни Йерусалимға җәң қилишқа жиғимән; шәһәр ишғал қилиниду, өйләр булаң-талаң қилинип, қиз-аяллар аяқ-асти қилиниду; шәһәрниң йерими әсиргә чүшүп сүргүн қилиниду; тирик қалған хәлиқ шәһәрдин елип кетилмәйду.
3 その時、主は出てきて、いくさの日にみずから戦われる時のように、それらの国びとと戦われる。
Андин Пәрвәрдигар чиқип шу әлләр билән урушиду; У Униң җәң қилған күнидикидәк урушиду.
4 その日には彼の足が、東の方エルサレムの前にあるオリブ山の上に立つ。そしてオリブ山は、非常に広い一つの谷によって、東から西に二つに裂け、その山の半ばは北に、半ばは南に移り、
Униң путлири шу күни Йерусалимниң шәрқий тәрипиниң әң алди болған Зәйтун теғида туриду; шуниң билән Зәйтун теғи оттуридин шәриқ вә ғәрип тәрәпкә йерилиду; зор йоған бир җилға пәйда болиду; тағниң йерими шимал тәрәпкә, йерими җәнуп тәрәпкә йөткилиду.
5 わが山の谷はふさがれる。裂けた山の谷が、そのかたわらに接触するからである。そして、あなたがたはユダの王ウジヤの世に、地震を避けて逃げたように逃げる。こうして、あなたがたの神、主はこられる、もろもろの聖者と共にこられる。
Вә силәр Мениң тағлиримниң дәл мошу җилғиси билән қачисиләр; чүнки тағларниң җилғиси Азәлгичә бариду; силәр Йәһуда падишаси Уззияниң күнлиридә болған йәр тәврәштә қачқиниңлардәк қачисиләр. Андин Пәрвәрдигар Худайим келиду; һәмдә Сән билән барлиқ «муқәддәс болғучилар»му келиду!
Шу күни шундақ болидуки, нур тохтап қалиду; парлақ юлтузларму қараңғулишип кетиду;
7 そこには長い連続した日がある(主はこれを知られる)。これには昼もなく、夜もない。夕暮になっても、光があるからである。
Бирақ у Пәрвәрдигарға мәлум болған алаһидә бир күн, я кечә я күндүз болмайду; шундақ әмәлгә ашурулидуки, кәч киргәндә, аләм йорутулиду.
8 その日には、生ける水がエルサレムから流れ出て、その半ばは東の海に、その半ばは西の海に流れ、夏も冬もやむことがない。
Шу күни шундақ болидуки, һаятлиқ сулири Йерусалимдин еқип чиқиду; уларниң йерими шәрқий деңизға, йерими ғәрбий деңизға қарап ақиду; язда вә қишта шундақ болиду.
9 主は全地の王となられる。その日には、主ひとり、その名一つのみとなる。
Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидә падиша болиду; шу күни пәқәт бир «Пәрвәрдигар» болиду, [йәр йүзидә] бирдин-бир Униңла нами болиду.
10 全地はゲバからエルサレムの南リンモンまで、平地のように変る。しかしエルサレムは高くなって、そのもとの所にとどまり、ベニヤミンの門から、先にあった門の所に及び、隅の門に至り、ハナネルのやぐらから、王の酒ぶねにまで及ぶ。
Гебадин Йерусалимниң җәнубидики Риммонғичә болған пүтүн зимин «Арабаһ»дәк түзләңликкә айландурулиду; Йерусалим болса «Бинямин дәрвазиси»дин «Биринчи дәрваза»ғичә вә йәнә «Буҗәк дәрвазиси»ғичә, «Һананийәлниң мунари»дин падишаниң шарап көлчәклиригичә жуқури көтирилиду, лекин шәһәр йәнила өз җайида шу пети туриду;
11 その中には人が住み、もはやのろいはなく、エルサレムは安らかに立つ。
Адәмләр йәнә униңда туриду. «Һалак пәрмани» йәнә һеч чүшүрүлмәйду; Йерусалим хатирҗәмликтә туриду.
12 エルサレムを攻撃したもろもろの民を、主は災をもって撃たれる。すなわち彼らはなお足で立っているうちに、その肉は腐れ、目はその穴の中で腐れ、舌はその口の中で腐れる。
Вә Пәрвәрдигар Йерусалимға җәң қилған барлиқ әлләрни урушқа ишләткән ваба шундақ болидуки, улар өрә болсила гөшлири чирип кетиду; көзлири чанақлирида чирип кетиду; тиллири ағзида чирип кетиду.
13 その日には、主は彼らを大いにあわてさせられるので、彼らはおのおのその隣り人を捕え、手をあげてその隣り人を攻める。
Шу күни шундақ болидуки, уларниң арисиға Пәрвәрдигардин зор бир алақзадилик чүшиду; улар һәр бири өз йеқининиң қолини тутушиду, һәр бириниң қоли йеқининиң қолиға қарши көтирилиду.
14 ユダもまた、エルサレムに敵して戦う。その周囲のすべての国びとの財宝、すなわち金銀、衣服などが、はなはだ多く集められる。
Йәһудаму Йерусалимда җәң қилиду; әтрапидики барлиқ әлләрниң мал-мүлүклири җәм қилип жиғилиду — сан-санақсиз алтун-күмүч вә кийим-кечәкләр болиду.
15 また馬、騾、らくだ、ろば、およびその陣営にあるすべての家畜にも、この災のような災が臨む。
Ат, қечир, төгә, ешәк, шундақла уларниң баргаһлирида болған барлиқ мал-варанлар үстигә чүшкән ваба жуқуриқи вабаға охшаш болиду.
16 エルサレムに攻めて来たもろもろの国びとの残った者は、皆年々上って来て、王なる万軍の主を拝み、仮庵の祭を守るようになる。
Шундақ әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән һәммә әлләрдин барлиқ тирик қалғанлар һәр жили Йерусалимға, падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа вә «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқиду.
17 地の諸族のうち、王なる万軍の主を拝むために、エルサレムに上らない者の上には、雨が降らない。
Шундақ болидуки, йәр йүзидики қовм-җәмәтләрдин падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәткә чиқмиғанлар болса, әнди уларниң үстигә ямғур яғмайду.
18 エジプトの人々が、もし上ってこない時には、主が仮庵の祭を守るために、上ってこないすべての国びとを撃たれるその災が、彼らの上に臨む。
Мисир җәмәти чиқип һазир болмиса, уларғиму ямғур болмайду; бирақ Пәрвәрдигар «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләр үстигә чүшүридиған ваба уларғиму чүшүрүлиду.
19 これが、エジプトびとの受ける罰、およびすべて仮庵の祭を守るために上ってこない国びとの受ける罰である。
Бу Мисирниң җазаси, шундақла «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләрниң җазаси болиду.
20 その日には、馬の鈴の上に「主に聖なる者」と、しるすのである。また主の宮のなべは、祭壇の前の鉢のように、聖なる物となる。
Шу күни атларниң қоңғурақлири үстигә «Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болсун!» дәп йезилиду; Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ қача-қучиларму қурбангаһ алдидики қачиларға охшаш һесаплиниду;
21 エルサレムおよびユダのすべてのなべは、万軍の主に対して聖なる物となり、すべて犠牲をささげる者は来てこれを取り、その中で犠牲の肉を煮ることができる。その日には、万軍の主の宮に、もはや商人はいない。
Йерусалимдики вә Йәһудадики барлиқ қача-қучиларму Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болиду; қурбанлиқ қилғучилар келип уларни елип қурбанлиқ гөшлирини пишириду; шу күни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидә «қанаанлиқ-содигәр» иккинчи болмайду.