< ヨハネの黙示録 8 >
1 小羊が第七の封印を解いた時、半時間ばかり天に静けさがあった。
Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
2 それからわたしは、神のみまえに立っている七人の御使を見た。そして、七つのラッパが彼らに与えられた。
Андин Худаниң алдида туридиған йәттә пәриштини көрдүм. Уларға йәттә канай берилди.
3 また、別の御使が出てきて、金の香炉を手に持って祭壇の前に立った。たくさんの香が彼に与えられていたが、これは、すべての聖徒の祈に加えて、御座の前の金の祭壇の上にささげるためのものであった。
Алтун хушбуйдан тутқан йәнә бир пәриштә келип, хушбуйгаһниң алдида турди. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән бирликтә тәхтниң алдидики алтун хушбуйгаһ үстидә [Худаға] атап сунушқа униңға көп хушбуй берилди.
4 香の煙は、御使の手から、聖徒たちの祈と共に神のみまえに立ちのぼった。
Вә хушбуйниң түтүнлири муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән биллә пәриштиниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди.
5 御使はその香炉をとり、これに祭壇の火を満たして、地に投げつけた。すると、多くの雷鳴と、もろもろの声と、いなずまと、地震とが起った。
Андин пәриштә хушбуйданни қолиға елип, уни қурбангаһдики от билән толдуруп, йәр йүзигә атти; шуниң билән түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар аңланди, чақмақлар чеқилди вә бир йәр тәврәш болди.
6 そこで、七つのラッパを持っている七人の御使が、それを吹く用意をした。
Андин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә пәриштә канайлирини челишқа һазирланди.
7 第一の御使が、ラッパを吹き鳴らした。すると、血のまじった雹と火とがあらわれて、地上に降ってきた。そして、地の三分の一が焼け、木の三分の一が焼け、また、すべての青草も焼けてしまった。
Биринчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән мөлдүр вә от қан арилаш пәйда болуп йәр йүзигә ташланди, зиминниң үчтин бири көйдүрүлди, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири көйдүрүлди вә пүткүл йешил от-чөпләр көйдүрүлди.
8 第二の御使が、ラッパを吹き鳴らした。すると、火の燃えさかっている大きな山のようなものが、海に投げ込まれた。そして、海の三分の一は血となり、
Иккинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән гояки лавулдап көйүватқан йоған бир тағдәк ғайәт зор [бир җисим] деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди
9 海の中の造られた生き物の三分の一は死に、舟の三分の一がこわされてしまった。
вә деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди; кемиләрниң үчтин бири вәйран болди.
10 第三の御使が、ラッパを吹き鳴らした。すると、たいまつのように燃えている大きな星が、空から落ちてきた。そしてそれは、川の三分の一とその水源との上に落ちた。
Үчинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз чүшти; у дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң сулири үстигә чүшти.
11 この星の名は「苦よもぎ」と言い、水の三分の一が「苦よもぎ」のように苦くなった。水が苦くなったので、そのために多くの人が死んだ。
Юлтузниң исми «Кәкрә» еди. Суларниң үчтин бири кәкридәк болуп кәтти, сулар аччиқ болуп кәткәчкә нурғун адәм судин өлди.
12 第四の御使が、ラッパを吹き鳴らした。すると、太陽の三分の一と、月の三分の一と、星の三分の一とが打たれて、これらのものの三分の一は暗くなり、昼の三分の一は明るくなくなり、夜も同じようになった。
Төртинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән қуяшниң үчтин бири, айниң үчтин бири вә юлтузларниң үчтин бири урулди. Нәтиҗидә, қуяш, ай вә юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири қараңғулашти, күндүзниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди, кечиниң үчтин биридиму шундақ болди.
13 また、わたしが見ていると、一羽のわしが中空を飛び、大きな声でこう言うのを聞いた、「ああ、わざわいだ、わざわいだ、地に住む人々は、わざわいだ。なお三人の御使がラッパを吹き鳴らそうとしている」。
Йәнә көрдүмки, асманниң оттурисида учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: — «Канайни челишқа тәмшәлгән қалған үч пәриштиниң канай авазлири аңланса йәр йүзидә туруватқанларниң һалиға вай, вай, вай!» дегинини аңлидим.