< 箴言 知恵の泉 22 >

1 令名は大いなる富にまさり、恩恵は銀や金よりも良い。
Яхши нам зор байлиққа егә болуштин әвзәл; Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур.
2 富める者と貧しい者とは共に世におる、すべてこれを造られたのは主である。
Гадай билән бай бир зиминда яшар; Һәр иккисини яратқан Пәрвәрдигардур.
3 賢い者は災を見て自ら避け、思慮のない者は進んでいって、罰をうける。
Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
4 謙遜と主を恐れることとの報いは、富と誉と命とである。
Өзини төвән тутуп, Пәрвәрдигардин әйминишниң бәрикити — баяшатлиқ, иззәт-һөрмәт вә һаяттур.
5 よこしまな者の道にはいばらとわながあり、たましいを守る者は遠くこれを離れる。
Һейлигәрләрниң йолида тикәнләр, қапқанлар ятар; Өз йолиға һези болған киши улардин жирақ болар.
6 子をその行くべき道に従って教えよ、そうすれば年老いても、それを離れることがない。
Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, Чоң болғанда у шу йолдин чиқмас.
7 富める者は貧しき者を治め、借りる者は貸す人の奴隷となる。
Байлар мискинләрни башқурур; Қәриздар қәриз егисиниң қулидур.
8 悪をまく者は災を刈り、その怒りのつえはすたれる。
Наһәқлиқ уруғини чачқанниң алидиған һосули балаю-апәттур; Униң ғәзәп-һәйвиси чүшәр.
9 人を見て恵む者はめぐまれる、自分のパンを貧しい人に与えるからである。
Сехий адәм бәрикәт тапар; Чүнки у мискинләргә өз ненидин бөлүп бәргүчидур.
10 あざける者を追放すれば争いもまた去り、かつ、いさかいも、はずかしめもなくなる。
Һакавурни қоғливәтсәң, җедәл-маҗира бесилар; Келишмәсликләр вә шәрмәндичиликләр түгәр.
11 心の潔白を愛する者、その言葉の上品な者は、王がその友となる。
Пак нийәтни қәдирләйдиған кишиниң сөзлири гөзәлдур; Шуңа падиша униң билән дост болар.
12 主の目は知識ある者を守る、しかし主は不信実な者の言葉を敗られる。
Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар; У ипласларниң сөзлирини ечип ташлап бекар қилар.
13 なまけ者は言う、「ししがそとにいる、わたしは、ちまたで殺される」と。
Һорун адәм: «Ташқирида бир шир туриду, Кочиға чиқсам өлтүрүлимән!» — дәйду.
14 遊女の口は深い落し穴である、主に憎まれる者はその中に陥る。
Зинахор аялниң ағзи чоңқур бир оридур; Пәрвәрдигар нарази болған киши униңға чүшүп кетәр.
15 愚かなことが子供の心の中につながれている、懲しめのむちは、これを遠く追いだす。
Наданлиқ сәбий балиларниң қәлбигә бағлағлиқтур; Бирақ тәрбийә тайиғи буни униңдин жирақ қилар.
16 貧しい者をしえたげて自分の富を増そうとする者と、富める者に与える者とは、ついに必ず貧しくなる。
Мискинләрни езиш билән бай болған, Вә байларға соғат сунидиған киши, Ахири пәқәт йоқсуллуқта қалар.
17 あなたの耳を傾けて知恵ある者の言葉を聞き、かつ、わたしの知識にあなたの心を用いよ。
Қулақ сал, саңа ақиланиләрниң сөзлирини үгитәй; Көңүл қоюп билимимни үгәнгин.
18 これをあなたのうちに保ち、ことごとく、あなたのくちびるに備えておくなら、楽しいことである。
Уларни қәлбиңдә чиң тутсаң, Улар саңа шерин болар, Ләвлириңдә сәп болуп тәйяр туриду.
19 あなたが主に、寄り頼むことのできるように、わたしはきょう、これをあなたにも教える。
Чин қәлбиң билән Пәрвәрдигарға тайинишиң үчүн, Бүгүн [бу һекмәтлик сөзләрни] башқа бирисигә әмәс, Бәлки саңа йәткүздум.
20 わたしは、勧めと知識との三十の言葉をあなたのためにしるしたではないか。
Униңдин мана оттузни яздим, Буниң ичидә несиһәтләр һәм билим бар.
21 それは正しいこと、真実なことをあなたに示し、あなたをつかわした者に真実の答をさせるためであった。
Булар билән һәқиқәтниң сөзлириниң дәрвәқә һәқиқәт екәнлигини биләләйсән, Вә шундақ қилип сени әвәткүчиләргә һәқиқәтниң сөзлири билән җавап қайтуралайсән.
22 貧しい者を、貧しいゆえに、かすめてはならない、悩む者を、町の門でおさえつけてはならない。
Йоқсулдин булап алма, у кәмбәғәл турса, Аҗиз мөминләрни сорақ орнида бозәк қилма.
23 それは主が彼らの訴えをただし、かつ彼らをそこなう者の命を、そこなわれるからである。
Чүнки Пәрвәрдигар уларниң дәвасини көтирәр, Улардин булап алғанлардин булап алар.
24 怒る者と交わるな、憤る人と共に行くな。
Мүҗәзи иштик адәм билән дост болма, Қәһрлик адәм билән арилашма,
25 それはあなたがその道にならって、みずから、わなに陥ることのないためである。
Болмиса, униң яман йолини үгинип қелип, қилтаққа чүшисән.
26 あなたは人と手を打つ者となってはならない、人の負債の保証をしてはならない。
Башқиларға [кепил болуп] қол бәргүчиләрдин болма, Қәризләрни төләшкә капаләт бәргүчиләрдин болма;
27 あなたが償うものがないとき、あなたの寝ている寝床までも、人が奪い取ってよかろうか。
Сениң қайтуралиғидәк нәрсәң болған болса, Улар орун-көрпилириңни бекардин-бекар астиңдин елип кәтмигән болатти!
28 あなたの先祖が立てた古い地境を移してはならない。
Ата-бовилириң пасилни бәлгүләп бәргән кона чегара ташлирини йөткимә.
29 あなたはそのわざに巧みな人を見るか、そのような人は王の前に立つが、卑しい人々の前には立たない。
Ишни әстайидил вә чаққан беҗиридиған кишини көргәнмидиң? У пәс адәмләрниң хизмитидә болмас; Падишаһларниң алдида турар.

< 箴言 知恵の泉 22 >