< エレミヤ書 40 >

1 侍衛の長ネブザラダンは、バビロンに移されるエルサレムとユダの人々のうちにエレミヤを鎖につないでおいて、これを捕えて行ったが、ついにラマで彼を釈放した。その後、主の言葉がエレミヤに臨んだ。
Қаравул беги Небузар-Адан уни Рамаһ шәһиридин қоювәткәндә, Пәрвәрдигар Йәрәмияға сөз қилди. У чағда Небузар-Адан Йерусалим һәм Йәһудадики барлиқ әсирләрни елип Бабилға сүргүн қилмақчи еди; Йәрәмияму уларниң арисида зәнҗир билән бағланған һалда елип меңилған еди.
2 侍衛の長はエレミヤを召して彼に言った、「あなたの神、主はこの所にこの災を下すと告げ示された。
Қаравул беги Йәрәмияни бир чәткә тартип униңға мундақ деди: «Пәрвәрдигар Худайиң мошу йәргә балаю-апәт чүшүримән дәп агаһландурди;
3 主はこれを下し、自ら言われたとおりに行われた。あなたがたが主に対して罪を犯し、み声に従わなかったから、この事があなたがたの上に臨んだのだ。
Мана, Пәрвәрдигар Өз дегини бойичә шундақ қилип уни кәлтүрди; чүнки силәр Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилғансиләр вә униң авазиға қулақ салмиғансиләр; шуңа бу иш бешиңларға чүшти.
4 見よ、わたしはきょう、あなたの手の鎖を解いてあなたを釈放する。もしあなたがわたしと一緒にバビロンへ行くのが良いと思われるなら、おいでなさい。わたしは、じゅうぶんあなたの世話をします。もしあなたがわたしと一緒にバビロンには行きたくないなら、行かなくてもよろしい。見よ、この地はみなあなたの前にあります、あなたが良いと思い、正しいと思う所に行きなさい。
Лекин мән қолуңни ишкәлләнгән зәнҗирләрдин йешип сени қоюветимән; мән билән биллә Бабилға бериш саңа мувапиқ көрүнсә, қени кәл, мән сәндин хәвәр алимән; амма мән билән биллә Бабилға беришни мувапиқ әмәс дәп қарисаң, керәк йоқ. Мана, пүткүл зимин алдиңда туриду; қәйәргә бериш саңа лайиқ, дурус көрүнсә шу йәргә барғин».
5 あなたがとどまるならば、バビロンの王がユダの町々の総督として立てたシャパンの子アヒカムの子であるゲダリヤの所へ帰り、彼と共に民のうちに住みなさい。あるいはまたあなたが正しいと思う所へ行きなさい」。こうして侍衛の長は彼に糧食と贈り物を与えて去らせた。
Йәрәмия техи йенидин маңмай туруп, Небузар-Адан униңға: «Болди, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға қайт; Бабил падишаси уни Йәһудадики шәһәрләргә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигән; хәлиқ арисида униң билән биллә туривәр, яки һәр қандақ башқа йәргә барай десәң шу йәргә барғин» — деди. Шуниң билән қаравул беги униңға озуқ-түлүк һәмдә бир соғат берип уни қоювәтти.
6 そこでエレミヤはミヅパへ行き、アヒカムの子ゲダリヤの所へ行って、彼と共にその地に残っている民のうちに住んだ。
Шуниң билән Йәрәмия Мизпаһ шәһиригә, Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; у униң билән биллә, пухралар арисида турди.
7 さて野外にいた軍勢の長たちと、その配下の人々は、バビロンの王がアヒカムの子ゲダリヤを立てて、その地の総督とし、男、女、子供、および国のうちのバビロンに移されない貧しい者を彼に委託した事を聞いたので、
Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини, шуниңдәк униңға Бабилға сүргүн болмиған зиминдики йоқсул әр-аяллар бала-җақилири билән тапшурулғанлиғини аңлап қалди;
8 ネタニヤの子イシマエルと、カレヤの子ヨハナンおよびタンホメテの子セラヤと、ネトパびとであるエパイの子たちと、マアカびとの子ヤザニヤおよびその配下の人々は、ミヅパにいるゲダリヤのもとへ行った。
шуниң билән бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлири болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғуллири Йоһанан һәм Йонатан, Танхумәтниң оғли Серая, Нәтофатлиқ Әфайниң оғуллири вә Маакатлиқ бирисиниң оғли Йәзания еди.
9 シャパンの子であるアヒカムの子ゲダリヤは、彼らとその配下の人々に誓って言った、「カルデヤびとに仕えることを恐れるに及ばない。この地に住んでバビロンの王に仕えるならば、あなたがたは幸福になる。
Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду.
10 わたしはミヅパにいて、われわれの所に来るカルデヤびとの前に、あなたがたのために立ちましょう。あなたがたは、ぶどう酒や夏のくだもの、油を集めて、それを器にたくわえ、あなたがたの獲た町々に住みなさい」。
Мән болсам Калдийләр зиминға кәлгәндә [силәргә] вәкил болуп уларниң алдида туруш үчүн Мизпаһ шәһиридә туримән; силәр болсаңлар, шарап, әнҗир-хормилар вә зәйтун мейи мәһсулатлирини елип күп-едишиңларға қоюңлар, өзүңлар тутқан шәһәрләрдә туривериңлар» — дәп қәсәм ичти.
11 同じように、モアブとアンモンびとのうち、またエドムおよび他の国々にいるユダヤ人は、バビロンの王がユダに人を残したことと、シャパンの子であるアヒカムの子ゲダリヤを立ててその総督としたこととを聞いた。
Охшашла Моабда, Аммонийлар арисида, Едомда һәм башқа һәр бир жутларда турған Йәһудийларму Бабил падишаси Йәһудада хәлиқниң бир қалдисини қалдурған вә улар үстигә һөкүмранлиқ қилишқа Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни бәлгүлигән дәп аңлиди;
12 そこでそのユダヤ人らはみなその追いやられたもろもろの所から帰ってきて、ユダの地のミヅパにいるゲダリヤのもとにきた。そして多くのぶどう酒と夏のくだものを集めた。
шуниң билән барлиқ Йәһудийлар һайдап тарқитиветилгән һәммә җай-жутлардин қайтип, Йәһуда зиминиға, Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди. Улар шарап, әнҗир-хормиларниң мәһсулатлирини зор кәңричиликтә алди.
13 またカレヤの子ヨハナンと、野外にいた軍勢の長たちはみなミヅパにいるゲダリヤのもとにきて、
Кареаһниң оғли Йоһанан вә далада қалған ләшкәрләрниң барлиқ башлиқлири Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға келип униңға:
14 彼に言った、「アンモンびとの王バアリスがあなたを殺すためにネタニヤの子イシマエルをつかわしたことを知っていますか」。しかしアヒカムの子ゲダリヤは彼らの言うことを信じなかったので、
«Сән Аммонийлар падишаси Баалис Нәтанияниң оғли Ишмаилни сени өлтүрүшкә әвәткәнлигини билмәмсән?» — дейишти. Лекин Аһикамниң оғли Гәдалия уларниң гепигә ишәнмиди.
15 カレヤの子ヨハナンはミヅパでひそかにゲダリヤに言った、「わたしが行って、人に知れないように、ネタニヤの子イシマエルを殺しましょう。どうして彼があなたを殺して、あなたの周囲に集まっているユダヤ人を散らし、ユダの残った者を滅ぼしてよいでしょう」。
Кареаһниң оғли Йоһанан Мизпаһда Гәдалияға астиртин сөз қилип: «Маңа рухсәт қилғайсән, башқилар униңдин хәвәр тапқичә мән берип Нәтанияниң оғли Ишмаилни өлтүрәй; һеч ким буни билмәйду. Униң сени өлтүрүп, шуниң билән әтрапиңға жиғилған Йәһудадикиләрниң һәммиси тарқитиветилип, Йәһуданиң қалдиси йоқитиветилишиниң немә һаҗити бар? — деди.
16 しかしアヒカムの子ゲダリヤはカレヤの子ヨハナンに言った、「この事をしてはならない。あなたはイシマエルについて偽りを言っているのです」。
Бирақ Гәдалия Кареаһниң оғли Йоһананға: «Сән ундақ қилма; чүнки сән Ишмаил тоғрилиқ ялған ейтиватисән» — деди.

< エレミヤ書 40 >