< エステル 記 2 >

1 これらのことの後、アハシュエロス王の怒りがとけ、王はワシテおよび彼女のしたこと、また彼女に対して定めたことを思い起した。
Бу ишлар өтүп, падиша Аһашверошниң ғәзиви бесилғанда, у Ваштини сеғинип, униң қилғинини һәм униң үстидин чиқирилған ярлиғи һәққидә әсләп ойлинип қалди.
2 時に王に仕える侍臣たちは言った、「美しい若い処女たちを王のために尋ね求めましょう。
Шу сәвәптин падишаниң хизмитидә турған ғоҗидарлар униңға: — Алийлири үчүн саһибҗамал яш қизларни издәп тепип кәлтүргәйла;
3 どうぞ王はこの国の各州において役人を選び、美しい若い処女をことごとく首都スサにある婦人の居室に集めさせ、婦人をつかさどる王の侍従ヘガイの管理のもとにおいて、化粧のための品々を彼らに与えてください。
алийлири падишалиғидики һәр қайси өлкиләрдә барлиқ гөзәл қизларни жиғип, Шушан қәлъәсидики һәрәмсарайға кәлтүрүшкә әмәлдарларни тәйингәйла; қизлар ордидики қиз-аялларға мәсъул болған һәрәмъағиси Һегайниң қолиға тапшурулғай; уларға керәклик упа-әңликләр тәминләнгәй.
4 こうして御意にかなうおとめをとって、ワシテの代りに王妃としてください」。王はこの事をよしとし、そのように行った。
Алийлирини сөйүндүргән қиз Ваштиниң орнини бесип ханиш болсун, деди. Бу гәп падишани хуш қилди вә у шундақ қилди.
5 さて首都スサにひとりのユダヤ人がいた。名をモルデカイといい、キシのひこ、シメイの孫、ヤイルの子で、ベニヤミンびとであった。
Шушан қәлъәсидә Бинямин қәбилисидин, Кишниң әвриси, Шимәйниң нәвриси, Яирниң оғли Мордикай исимлиқ бир Йәһудий бар еди
6 彼はバビロンの王ネブカデネザルが捕えていったユダの王エコニヤと共に捕えられていった捕虜のひとりで、エルサレムから捕え移された者である。
(Киш болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәконияһ билән бир топ кишиләрни тутқун қилип Йерусалимдин әкәткәндә, улар билән биллә әсир қилинип кетилгән еди).
7 彼はそのおじの娘ハダッサすなわちエステルを養い育てた。彼女には父も母もなかったからである。このおとめは美しく、かわいらしかったが、その父母の死後、モルデカイは彼女を引きとって自分の娘としたのである。
Мордикай өзиниң тағисиниң қизи Һадассаһни (йәни Әстәр) беқип чоң қилған еди, чүнки униң ата-аниси йоқ еди. Бу қиз гөзәл, тәқи-турқи келишкән еди; ата-аниси өлүп кәткән болғачқа Мордикай уни өз қизи қатарида беқип чоң қилған еди.
8 王の命令と詔が伝えられ、多くのおとめが首都スサに集められて、ヘガイの管理のもとにおかれたとき、エステルもまた王宮に携え行かれ、婦人をつかさどるヘガイの管理のもとにおかれた。
Падишаһниң әмри вә ярлиғи җакаланғандин кейин нурғун қизлар Шушан қәлъәсигә кәлтүрүлүп Һегайниң қолиға тапшурулди; шундақ болдики, Әстәрму ордиға кәлтүрүлүп ордидики қиз-аялларға мәсъул болған Һегайниң қолиға тапшурулди.
9 このおとめはヘガイの心にかなって、そのいつくしみを得た。すなわちヘガイはすみやかに彼女に化粧の品々および食物の分け前を与え、また宮中から七人のすぐれた侍女を選んで彼女に付き添わせ、彼女とその侍女たちを婦人の居室のうちの最も良い所に移した。
Әстәр Һегайға яққан болуп, у униңға илтипат көрсәтти; у тезла униңға упа-әңлик вә тегишлик йемәкликләрни тәминлиди һәм ордидин униңға талланған йәттә кенизәкни бәрди; андин уни кенизәклири билән һәрәмсарайниң әң есил җайидин орун бәрди.
10 エステルは自分の民のことをも、自分の同族のことをも人に知らせなかった。モルデカイがこれを知らすなと彼女に命じたからである。
Әстәр өзиниң миллити вә теги-тәктини һеч кимгә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға буни ашкарилимаслиқни тапилиған еди.
11 モルデカイはエステルの様子および彼女がどうしているかを知ろうと、毎日婦人の居室の庭の前を歩いた。
Мордикай Әстәрниң һал-әһвалидин хәвәр тепиш вә униңға қандақ муамилә қилинидиғанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмсарайниң һойлиси алдида айлинип жүрәтти.
12 おとめたちはおのおの婦人のための規定にしたがって十二か月を経て後、順番にアハシュエロス王の所へ行くのであった。これは彼らの化粧の期間として、没薬の油を用いること六か月、香料および婦人の化粧に使う品々を用いること六か月が定められていたからである。
Қизларға аит рәсмийәт бойичә, һәр бир қизниң ордиға кирип падиша Аһашверош билән биллә болуш нөвитидин авал, он икки ай бәдинини тазилиши керәк еди, чүнки қизларниң «тазилиниш күнлири» мундақ йол билән ада қилинатти: — алтә ай мурмәкки мейи билән, алтә ай әтир-әңлик вә шундақла қизларниң бәдинини пакизлайдиған башқа буюмлар билән пәрдаз қилиниши керәк еди.
13 こうしておとめは王の所へ行くのであった。そしておとめが婦人の居室を出て王宮へ行く時には、すべてその望む物が与えられた。
Қиз падишаниң һозуриға киридиған чағда мундақ қаидә бар еди: — Ордиға киргәндә униң немә тәливи болса, шулар һәрәмсарайдин униңға бериләтти.
14 そして夕方行って、あくる朝第二の婦人の居室に帰り、そばめたちをつかさどる王の侍従シャシガズの管理に移された。王がその女を喜び、名ざして召すのでなければ、再び王の所へ行くことはなかった。
Қиз ахшими кирип кетип, әтиси әтигәндә қайтип чиққанда һәрәмсарайниң «иккинчи бөлүм»игә қайтурулуп, тоқал-кенизәкләргә мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Шаашғазниң қолиға тапшурулатти; падиша у қизға амрақ болуп қелип, исмини атап чақирмиғичә, у иккинчи ордиға кирип падиша билән биллә болмайтти.
15 さてモルデカイのおじアビハイルの娘、すなわちモルデカイが引きとって自分の娘としたエステルが王の所へ行く順番となったが、彼女は婦人をつかさどる王の侍従ヘガイが勧めた物のほか何をも求めなかった。エステルはすべて彼女を見る者に喜ばれた。
Мордикайниң тағиси Абихаилниң қизи Әстәр, йәни Мордикай өз қизи қилип беқивалған қизниң падиша билән биллә болушқа кириш нөвити кәлгәндә, у қизларға мәсъул болған падишаниң һәрәмъағиси Һегай өзигә тәйярлап бәргән нәрсиләрдин башқа һеч нәрсини тәләп қилмиди. Әстәрни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти.
16 エステルがアハシュエロス王に召されて王宮へ行ったのは、その治世の第七年の十月、すなわちテベテの月であった。
Падиша Аһашверош сәлтәнәт сүрүп йәттинчи жилиниң онинчи ейиға, йәни Тәбәт ейиға кәлгәндә, Әстәр униң билән биллә болушқа шаһанә ордиға башлап кирилди.
17 王はすべての婦人にまさってエステルを愛したので、彼女はすべての処女にまさって王の前に恵みといつくしみとを得た。王はついに王妃の冠を彼女の頭にいただかせ、ワシテに代って王妃とした。
Падиша Әстәрни башқа барлиқ қизлардин яхши көрүп қалғачқа, шундақла Әстәр униң илтипати һәм амрақлиғиға еришкән болғачқа, падиша ханиш таҗини униң бешиға кийдүрүп, уни Ваштиниң орниға ханиш қилип тиклиди.
18 そして王は大いなる酒宴を催して、すべての大臣と侍臣をもてなした。エステルの酒宴がこれである。また諸州に免税を行い、王の大きな度量にしたがって贈り物を与えた。
Андин падиша өзиниң барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға Әстәрниң иззәт-һөрмити үчүн катта зияпәт бәрди; у йәнә һәр қайси өлкиләргә баҗ-алвандин азат мәзгил болсун дәп елан чиқарди һәмдә шаһанә байлиқлиридин сехийлиқ билән инъамларни бәрди.
19 二度目に処女たちが集められたとき、モルデカイは王の門にすわっていた。
Иккинчи қетим қизлар шундақ жиғилған вақитта Мордикайниң орда дәрвазисида олтиридиған орни бар болған еди
20 エステルはモルデカイが命じたように、まだ自分の同族のことをも自分の民のことをも人に知らせなかった。エステルはモルデカイの言葉に従うこと、彼に養い育てられた時と少しも変らなかった。
(Әстәр Мордикайниң тапилиғини бойичә, өзиниң миллити вә теги-тәктини йәнила башқиларға ейтмиған еди; чүнки Әстәр Мордикайниң гепини илгири баққан вақтида аңлиғандәк аңлайтти).
21 そのころ、モルデカイが王の門にすわっていた時、王の侍従で、王のへやの戸を守る者のうちのビグタンとテレシのふたりが怒りのあまりアハシュエロス王を殺そうとねらっていたが、
У күнләрдә, Мордикай орда дәрвазисидики орнида олтарған вақтида, падишаниң Бигтан вә Тәрәш дегән икки дәрвазивән һәрәмъағиси падиша Аһашверошқа ғәзәплинип, униңға қол селишни қәстләватқан еди.
22 その事がモルデカイに知れたので、彼はこれを王妃エステルに告げ、エステルはこれをモルデカイの名をもって王に告げた。
Бу сүйқәстни Мордикай сезип қелип, уни ханиш Әстәргә ейтти; Әстәр бу ишни Мордикайниң намида падишаға сөзләп бәрди.
23 その事が調べられて、それに相違ないことがあらわれたので、彼らふたりは木にかけられた。この事は王の前で日誌の書にかきしるされた。
Бу иш сүрүштә қилинивиди, раст болуп чиқти вә у иккиси дарға есилди. Бу вақиә падишаниң көз алдида тарих-тәзкирә китавида пүтүлди.

< エステル 記 2 >