< 使徒の働き 12 >
1 そのころ、ヘロデ王は教会のある者たちに圧迫の手をのばし、
Шу чағларда, Һерод падиша җамаәттикиләрдин бәзилиригә зиянкәшлик қилмақчи болуп уларға қол салди.
У Юһаннаниң акиси Яқупни қиличлап өлтүрди.
3 そして、それがユダヤ人たちの意にかなったのを見て、さらにペテロをも捕えにかかった。それは除酵祭の時のことであった。
Өзиниң бу қилған ишиниң Йәһудийларға яққанлиғини көрүп, у Петрусниму тутқун қилдуруди (шу чағда «петир нан һейти» мәзгили еди).
4 ヘロデはペテロを捕えて獄に投じ、四人一組の兵卒四組に引き渡して、見張りをさせておいた。過越の祭のあとで、彼を民衆の前に引き出すつもりであったのである。
Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, төрт ләшкәр бир гуруппа қилинған төрт қараввул топиға тапшурди. Пасха һейттин кейин, Һерод уни халайиқ алдида сорақ қилмақчи еди.
5 こうして、ペテロは獄に入れられていた。教会では、彼のために熱心な祈が神にささげられた。
Шуңа Петрус зинданда тутуп қелинди. Лекин җамаәт Худаға җан-дил билән униң үчүн дуа қилишивататти.
6 ヘロデが彼を引き出そうとしていたその夜、ペテロは二重の鎖につながれ、ふたりの兵卒の間に置かれて眠っていた。番兵たちは戸口で獄を見張っていた。
Әнди Һерод уни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси, Петрус икки зәнҗир билән бағлақлиқ пети, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти; ишикниң сиртидиму бир нәччә қаравул зинданни күзәт қиливататти.
7 すると、突然、主の使がそばに立ち、光が獄内を照した。そして御使はペテロのわき腹をつついて起し、「早く起きあがりなさい」と言った。すると鎖が彼の両手から、はずれ落ちた。
Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп: — Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти.
8 御使が「帯をしめ、くつをはきなさい」と言ったので、彼はそのとおりにした。それから「上着を着て、ついてきなさい」と言われたので、
Пәриштә униңға: — Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди.
9 ペテロはついて出て行った。彼には御使のしわざが現実のこととは考えられず、ただ幻を見ているように思われた。
Петрус униңға әгишип [камердин] чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти.
10 彼らは第一、第二の衛所を通りすぎて、町に抜ける鉄門のところに来ると、それがひとりでに開いたので、そこを出て一つの通路に進んだとたんに、御使は彼を離れ去った。
Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти.
11 その時ペテロはわれにかえって言った、「今はじめて、ほんとうのことがわかった。主が御使をつかわして、ヘロデの手から、またユダヤ人たちの待ちもうけていたあらゆる災から、わたしを救い出して下さったのだ」。
Шу чағда, Петрус есигә келип, өз-өзигә: «Дәрвәқә әнди Рәб Өз пәриштисини әвәтип, мени Һеродниң қолидин вә Йәһудий хәлқиниң күткәнлириниң һәммисидин қутқузупту, дәп билдим» — деди.
12 ペテロはこうとわかってから、マルコと呼ばれているヨハネの母マリヤの家に行った。その家には大ぜいの人が集まって祈っていた。
Һәқиқий әһвални чүшинип йәткәндә, у Маркус дәпму атилидиған Юһаннаниң аниси Мәрйәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип дуа-тилавәт қиливататти.
13 彼が門の戸をたたいたところ、ロダという女中が取次ぎに出てきたが、
У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти.
14 ペテロの声だとわかると、喜びのあまり、門をあけもしないで家に駆け込み、ペテロが門口に立っていると報告した。
У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
15 人々は「あなたは気が狂っている」と言ったが、彼女は自分の言うことに間違いはないと、言い張った。そこで彼らは「それでは、ペテロの御使だろう」と言った。
Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар: — У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.
16 しかし、ペテロが門をたたきつづけるので、彼らがあけると、そこにペテロがいたのを見て驚いた。
Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти.
17 ペテロは手を振って彼らを静め、主が獄から彼を連れ出して下さった次第を説明し、「このことを、ヤコブやほかの兄弟たちに伝えて下さい」と言い残して、どこかほかの所へ出て行った。
Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.
18 夜が明けると、兵卒たちの間に、ペテロはいったいどうなったのだろうと、大へんな騒ぎが起った。
Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти.
19 ヘロデはペテロを捜しても見つからないので、番兵たちを取り調べたうえ、彼らを死刑に処するように命じ、そして、ユダヤからカイザリヤにくだって行って、そこに滞在した。
Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди.
20 さて、ツロとシドンとの人々は、ヘロデの怒りに触ていたので、一同うちそろって王をおとずれ、王の侍従官ブラストに取りいって、和解かたを依頼した。彼らの地方が、王の国から食糧を得ていたからである。
Әслидә Һерод [хан] билән Тур вә Зидондикиләр арисида қаттиқ җедәл бар еди. Һалбуки, Тур вә Зидондикиләр бирлишип, Һеродниң алдиға кәлди. Униң билән яришивелиш үчүн улар алди билән ханниң Биластус исимлиқ шәхсий ғоҗидарини өзлиригә яр-йөләк болушқа қайил қилған еди. Чүнки бу жуттикиләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алатти.
21 定められた日に、ヘロデは王服をまとって王座にすわり、彼らにむかって演説をした。
Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һерод шаһанә тонлирини кийип, сорақ тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.
22 集まった人々は、「これは神の声だ、人間の声ではない」と叫びつづけた。
Аңлиған хәлиқ: — Бу адәмниң авази әмәс, бәлки бир илаһниң авазидур! — дәп вақирашти.
23 するとたちまち、主の使が彼を打った。神に栄光を帰することをしなかったからである。彼は虫にかまれて息が絶えてしまった。
Шуан Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси ханни урди; чүнки у шан-шәрәпни Худаға беғишлимиди. Нәтиҗидә, у қурутқа йәм болуп өлди.
24 こうして、主の言はますます盛んにひろまって行った。
Амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди.
25 バルナバとサウロとは、その任務を果したのち、マルコと呼ばれていたヨハネを連れて、エルサレムから帰ってきた。
Барнабас билән Саул Йерусалимда сәдиқилирини тапшуруш хизмитини ада қилғандин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Маркус дәпму атилидиған Юһаннани биллә елип барди.