< 歴代誌Ⅱ 12 >
1 レハベアムはその国が堅く立ち、強くなるに及んで、主のおきてを捨てた。イスラエルも皆彼にならった。
Рәһобоамниң падишалиғи мустәһкәм болғанда, шундақла күчәйгәндә, шундақ болдики, у Пәрвәрдигарниң қанун-әһкамлирини тәрк қилди вә пүткүл Исраилларму униңға әгишип кәтти.
2 彼らがこのように主に向かって罪を犯したので、レハベアム王の五年にエジプトの王シシャクがエルサレムに攻め上ってきた。
Вә уларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғини түпәйлидин, Рәһобоам сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қозғиди.
3 その戦車は一千二百、騎兵は六万、また彼に従ってエジプトから来た民、すなわちリビアびと、スキびと、エチオピヤびとは無数であった。
Шишак бир миң икки йүз җәң һарвуси, атмиш миң атлиқ әскәрни башлап кәлди; у өзи билән биллә Мисирдин елип чиққан ләшкәрләр, җүмлидин Ливийәликләр, Суккийләр вә Ефиопийләр сан-санақсиз еди.
4 シシャクはユダの要害の町々を取り、エルサレムに迫って来た。
У Йәһудаға тәвә болған қорғанлиқ шәһәрләрни ишғал қилди, андин Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди.
5 そこで預言者シマヤは、レハベアムおよびシシャクのゆえに、エルサレムに集まったユダのつかさたちのもとにきて言った、「主はこう仰せられる、『あなたがたはわたしを捨てたので、わたしもあなたがたを捨ててシシャクにわたした』と」。
Бу чағда Шишак сәвәвидин Йәһуда әмәлдарлири Йерусалимға жиғилишқан еди; Шимая пәйғәмбәр Рәһобоам вә әмәлдарларниң йениға келип уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр мениңдин ваз кәчкиниңлар үчүн, Мәнму силәрдин ваз кечип Шишакниң қолиға тапшурдум» дәйду, деди.
6 そこでイスラエルのつかさたち、および王はへりくだって、「主は正しい」と言った。
Шуни аңлап, Исраил әмәлдарлири билән падиша өзлирини төвән қилип: — Пәрвәрдигар адилдур, дейишти.
7 主は彼らのへりくだるのを見られたので、主の言葉がシマヤにのぞんで言った、「彼らがへりくだったから、わたしは彼らを滅ぼさないで、間もなく救を施す。わたしはシシャクの手によって、怒りをエルサレムに注ぐことをしない。
Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду.
8 しかし彼らはシシャクのしもべになる。これは彼らがわたしに仕えることと、国々の王たちに仕えることとの相違を知るためである」。
Һалбуки, уларниң Маңа беқиниш билән дуниядики падишалиқларға беқинишниң қандақ пәрқи барлиғини билип йетиши үчүн, улар Шишакқа беқинди болиду» — дейилди.
9 エジプトの王シシャクはエルサレムに攻めのぼって、主の宮の宝物と、王の家の宝物とを奪い去った。すなわちそれらをことごとく奪い去り、またソロモンの造った金の盾をも奪い去った。
Шуниң билән Мисир падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилип, Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзнә-байлиқлар билән падишаниң ордисидики ғәзнә-байлиқларни елип кәтти. У һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипар-қалқанларни қоймай елип кәтти.
10 それでレハベアム王は、その代りに青銅の盾を造って、王の家の門を守る侍衛長たちの手に渡した。
Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди.
11 王が主の宮にはいるごとに侍衛は来て、これを負い、またこれを侍衛のへやへ持って帰った。
Падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у қалқанларни елип тутуп туратти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкелип қоюшатти.
12 レハベアムがへりくだったので主の怒りは彼を離れ、彼をことごとく滅ぼそうとはされなかった。またユダの事情もよくなった。
Шуниң билән падиша өзини төвән қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң ғәзиви униңдин йенип, уни тамамән йоқитивәтмиди; Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди.
13 レハベアム王はエルサレムで自分の地位を確立し、世を治めた。すなわちレハベアムは四十一歳のとき位につき、十七年の間エルサレムで世を治めた。エルサレムは主がその名を置くためにイスラエルのすべての部族のうちから選ばれた町である。彼の母はアンモンの女で、名をナアマといった。
Падиша Рәһобоам Йерусалимда аста-аста қудрәт тепип, өз сәлтәнитини сүрәтти. Рәһобоам тәхткә чиққан чеғида қириқ бир яшта еди; у Йерусалимда, йәни Пәрвәрдигар Өз намини тикләш үчүн пүткүл Исраил қәбилилири ичидин таллиған шәһәрдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди; Рәһобоамниң анисиниң исми Наамаһ болуп, у Аммоний еди.
14 レハベアムは主を求めることに心を傾けないで、悪い事を行った。
Рәһобоам көңлидә Пәрвәрдигарни издәшни нийәт қилмиғанлиғи түпәйлидин рәзиллик қилди.
15 レハベアムの始終の行為は、預言者シマヤおよび先見者イドの書にしるされているではないか。レハベアムとヤラベアムとの間には絶えず戦争があった。
Рәһобоамниң барлиқ қилған ишлири баштин-ахириғичә нәсәб хатирилиридики «Шимая пәйғәмбәрниң сөзлири» вә «Алдин көргүчи Иддониң сөзлири»дә пүтүлгән әмәсмиди? Рәһобоам билән Йәробоам оттурисида урушлар тохтимай болуп туратти.
16 レハベアムはその先祖たちと共に眠って、ダビデの町に葬られ、その子アビヤが彼に代って王となった。
Рәһобоам ата-бовилири арисида ухлиди, «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди. Оғли Абия униң орниға падиша болди.