< ペテロの手紙第一 4 >

1 このように、キリストは肉において苦しまれたのであるから、あなたがたも同じ覚悟で心の武装をしなさい。肉において苦しんだ人は、それによって罪からのがれたのである。
Әнди Мәсиһ тенидә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзүңларни қуралландуруңлар. (чүнки [Худа йолида] өз тенидә азап-оқубәт чәккән киши гунадин қол үзгән болиду;
2 それは、肉における残りの生涯を、もはや人間の欲情によらず、神の御旨によって過ごすためである。
ундақ киши тенидә қалған һаятини йәнә инсаний нәпс-һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзиду).
3 過ぎ去った時代には、あなたがたは、異邦人の好みにまかせて、好色、欲情、酔酒、宴楽、暴飲、気ままな偶像礼拝などにふけってきたが、もうそれで十分であろう。
Чүнки күнлиримизни ят әллик етиқатсизларниң ирадисигә әмәл қилиш билән, йәни һәртүрлүк бузуқчилиқ-шәһванийлиқ, нәпс-һәвәсләр, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә өткүзгинимиз әнди купайә қилар!
4 今はあなたがたが、そうした度を過ごした乱行に加わらないので、彼らは驚きあやしみ、かつ、ののしっている。
Бу ишларда улар силәрниң уларға һәмраһ болуп шундақ ипласлиққа жүгүрмигәнлигиңларға әҗәблинип, силәрни һақарәтлимәктә.
5 彼らは、やがて生ける者と死ねる者とをさばくかたに、申し開きをしなくてはならない。
Улар һаман һәм тирикләрни вә өлгәнләрни сорақ қилишқа тәйяр Турғучиға һесап бәрмәй қалмайду.
6 死人にさえ福音が宣べ伝えられたのは、彼らは肉においては人間としてさばきを受けるが、霊においては神に従って生きるようになるためである。
Шуңа дәл шу сәвәптин, өлгәнләр әттә яшаватқан инсанлар [сорақ қилинидиған]дәк сорақ қилинип, Худаға нисбәтән роһта яшисун дәп, уларғиму хуш хәвәр йәткүзүлгән.
7 万物の終りが近づいている。だから、心を確かにし、身を慎んで、努めて祈りなさい。
Әнди барлиқ ишларниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта; шуңа, салмақ болуңлар вә дуа қилишқа сәгәк туруңлар.
8 何よりもまず、互の愛を熱く保ちなさい。愛は多くの罪をおおうものである。
Лекин һәммидин муһими, бир-бириңларға қизғин меһир-муһәббәттә турувериңлар. Чүнки «меһир-муһәббәт нурғунлиған гуналарни япар».
9 不平を言わずに、互にもてなし合いなさい。
Бир-бириңлардин ағринмай өз ара меһмандост болуңлар.
10 あなたがたは、それぞれ賜物をいただいているのだから、神のさまざまな恵みの良き管理人として、それをお互のために役立てるべきである。
Худа тәрипидин һәр бириңларға ата қилинған илтипатқа бенаән, униң һәртәрәплик меһри-шәпқитини кишиләргә йәткүзидиған яхши ғоҗидарлар сүпитидә, бу илтипат билән бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
11 語る者は、神の御言を語る者にふさわしく語り、奉仕する者は、神から賜わる力による者にふさわしく奉仕すべきである。それは、すべてのことにおいてイエス・キリストによって、神があがめられるためである。栄光と力とが世々限りなく、彼にあるように、アァメン。 (aiōn g165)
Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун. Ким башқиларға хизмәт қилса, у Худа ата қилған күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Шундақ болғанда, Худа һәммә ишта Әйса Мәсиһ арқилиқ улуқлиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуптур, амин! (aiōn g165)
12 愛する者たちよ。あなたがたを試みるために降りかかって来る火のような試錬を、何か思いがけないことが起ったかのように驚きあやしむことなく、
Сөйүмлүклирим, отлуқ синақниң бешиңларға чүшкәнлигигә қарап, әҗайип ишқа йолуғуп қалдим, дәп һәйран қалмаңлар.
13 むしろ、キリストの苦しみにあずかればあずかるほど、喜ぶがよい。それは、キリストの栄光が現れる際に、よろこびにあふれるためである。
Бәлки, Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә қандақ ортақ болған болсаңлар, силәр шундақ шатлиниңлар. Шуниң билән Униң шан-шәриви аян қилинғинида, силәрму яйрап шатлинисиләр.
14 キリストの名のためにそしられるなら、あなたがたはさいわいである。その時には、栄光の霊、神の霊が、あなたがたに宿るからである。
Силәр Мәсиһниң нами түпәйлидин һақарәткә учрисаңлар, бәхитлик болисиләр! Чүнки шан-шәрәпниң Роһи, йәни Худаниң Роһи вуҗудуңларға чүшкән болиду.
15 あなたがたのうち、だれも、人殺し、盗人、悪を行う者、あるいは、他人に干渉する者として苦しみに会うことのないようにしなさい。
Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатил, оғри, рәзил яки чепилғақ болуш сәвәвидин болмисун.
16 しかし、クリスチャンとして苦しみを受けるのであれば、恥じることはない。かえって、この名によって神をあがめなさい。
Бирақ чәккән азап-оқубити «Мәсиһий» дәп аталғанлиғи сәвәвидин болса, у буниңдин номус қилмисун; әксичә, мошу нам [билән] [аталғанлиғи] үчүн Худаға мәдһийә оқусун.
17 さばきが神の家から始められる時がきた。それが、わたしたちからまず始められるとしたら、神の福音に従わない人々の行く末は、どんなであろうか。
Чүнки сорақниң башлинидиған вақти-саити кәлди; сорақ алди билән Худаниң өйидикилиридин башлиниду; вә әгәр биз билән башланса, у һалда Худаниң хуш хәвиригә қулақ салмиғанларниң ақивити немә болар?
18 また義人でさえ、かろうじて救われるのだとすれば、不信なる者や罪人は、どうなるであろうか。
[Дәл] [муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: — «Әгәр һәққанийларниң қутқузулуши тәс болса, Ихлассизлар һәм гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
19 だから、神の御旨に従って苦しみを受ける人々は、善をおこない、そして、真実であられる創造者に、自分のたましいをゆだねるがよい。
Шуниң үчүн, Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр яхши әмәлләрни давам қилип, җенини вәдисидә туридиған Яратқучиға аманәт қилип тапшурсун.

< ペテロの手紙第一 4 >