< 歴代誌Ⅰ 18 >

1 この後ダビデはペリシテびとを撃ってこれを征服し、ペリシテびとの手からガテとその村々を取った。
Шу иштин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип уларни бойсундуруп, уларниң қолидин Гатни вә униңға тәвә йеза-кәнтләрни тартивалди.
2 彼はまたモアブを撃った。モアブびとはダビデのしもべとなって、みつぎを納めた。
У йәнә Моабийларға һуҗум қилди; Моабийлар униңға беқинип, олпан төләйдиған болди.
3 ダビデはまた、ハマテのゾバの王ハダデゼルがユフラテ川のほとりに、その記念碑を建てようとして行ったとき彼を撃った。
Зобаһниң падишаси Һададезәр өз тәвәсини Әфрат дәриясиғичә кеңәйтишкә атлинип чиққанда, Давут таки Хаматқа қәдәр униңға һуҗум қилди.
4 そしてダビデは彼から戦車一千、騎兵七千人、歩兵二万人を取った。ダビデは一百の戦車の馬を残して、そのほかの戦車の馬はみなその足の筋を切った。
Давут униң миң җәң һарвусини олҗа алди, йәттә миң атлиқ ләшкирини, жигирмә миң пиядә ләшкирини әсир алди. Давут барлиқ җәң һарвулириниң атлириниң пейини қирқитиветип, пәқәт йүз һарвуға қошқидәк атнила елип қалди.
5 その時ダマスコのスリヤびとがゾバの王ハダデゼルを助けるために来たので、ダビデはそのスリヤびと二万二千人を殺した。
Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм беришкә кәлди; Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң әскәрни өлтүрди.
6 そしてダビデはダマスコのスリヤに守備隊を置いた。スリヤびとはみつぎを納めてダビデのしもべとなった。主はダビデにすべてその行く所で勝利を与えられた。
Давут Сурийәдики Дәмәшқ райониға қаравул әтрәтлирини турғузувиди, Сурийләр Давутқа беқинип, униңға олпан төләйдиған болди. Давут қәйәргә [җәңгә] чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди.
7 ダビデはハダデゼルのしもべらが持っていた金の盾を奪って、エルサレムに持ってきた。
Давут Һададезәрниң хизмәткарлири ишлитидиған алтун қалқанларниң һәммисини Йерусалимға елип қайтти.
8 またハダデゼルの町テブハテとクンからダビデは非常に多くの青銅を取った。ソロモンはそれを用いて青銅の海、柱および青銅の器を造った。
У йәнә Һададезәргә тәвә Тибһат билән кундин ибарәт икки шәһәрдин нурғун мис олҗа алди; кейинки заманларда Сулайман мошу мисларни ишлитип мис көл, мис түврүкләр вә башқа барлиқ мис әсвапларни ясатқан.
9 時にハマテの王トイはダビデがゾバの王ハダデゼルのすべての軍勢を撃ち破ったことを聞き、
Хамат падишаси Тов Давутниң Зобаһ падишаси Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қиғанлиғини аңлап,
10 その子ハドラムをダビデ王につかわして、彼にあいさつさせ、かつ祝を述べさせた。ハダデゼルはかつてしばしばトイと戦いを交えたが、ダビデはハダデゼルと戦って、これを撃ち破ったからである。ハドラムは金、銀および青銅のさまざまの器を贈ったので、
Өз оғли Һадорамни Давутқа салам берип, униң Һададезәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилған ғәлибисини тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Тов әслидә Һададезәр билән дайим урушуп туратти. Һадорам һәр хил алтун, күмүч, мис әсвап-җабдуқларни соға қилип әкәлди.
11 ダビデ王はこれをエドム、モアブ、アンモンの人々、ペリシテびと、アマクレなどの諸国民のうちから取ってきた金銀とともに、主にささげた。
Давут падиша бу әсвап-җабдуқларни һәр қайси әлләрдин, җүмлидин Едом, Моаб, Аммонлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләр билән қошуп һәммисини Пәрвәрдигарға беғишлиди.
12 ゼルヤの子アビシャイは塩の谷で、エドムびと一万八千を撃ち殺した。
Зәруияниң оғли Абишай «Шор вадиси»да Едомийлардин он сәккиз миң адәмни өлтүрди.
13 ダビデはエドムに守備隊を置き、エドムびとは皆ダビデのしもべとなった。主はダビデにすべてその行く所で勝利を与えられた。
Давут Едомда қаравул әтрәтлирини турғузди; Едомларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә җәңгә чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди.
14 こうしてダビデはイスラエルの全地を治め、そのすべての民に公道と正義を行った。
Давут падиша болуп пүтүн Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилип, барлиқ хәлқигә адаләт вә һәққанийлиқ билән муамилә қилди.
15 ゼルヤの子ヨアブは軍の長、アヒルデの子ヨシャパテは史官、
Зәруияниң оғли Йоаб қошунға сәрдар, Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза,
16 アヒトブの子ザドクとアビヤタルの子アビメレクは祭司、シャウシャは書記官、
Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Абимәләк [баш] каһин, Шавша катип,
17 エホヤダの子ベナヤはケレテびととペレテびとの長、ダビデの子たちは王のかたわらにはべる大臣であった。
Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси еди; Давутниң оғуллири униң йенидики әмәлдарлар болди.

< 歴代誌Ⅰ 18 >