< 使徒の働き 5 >
1 一方,アナニアという名の人が,その妻サフィラと共に資産を売り,
Әнди Ананияс исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сафира билән бир парчә йерини сатти.
2 代金の一部を隠しておき,それについては妻も気づいていたのだが,一部分だけを持って来て使徒たちの足もとに置いた。
Ананияс пулниң бир қисмини өзигә қалдурди, йәни бир қисмини елип келип, расулларниң айиғи алдиға қойди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.
3 しかしペトロは言った,「アナニアよ,どうしてサタンがあなたの心を満たして,聖霊を欺かせ,土地の代金の一部を隠しておかせたのか。
Бирақ Петрус униңға: — Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?
4 売らないでおけば,それはあなたのものだったのではないか。売ってしまっても,それはあなたの自由になったのではないか。どうしてこんなことを心の中で企てたのか。あなたは人ではなく,神を欺いたのだ」。
Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди.
5 アンナスはこれらの言葉を聞くと,倒れて死んだ。これらのことを聞いたすべての者の上に大きな恐れが臨んだ。
Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти.
Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
7 三時間ほどたってから,彼の妻が,起きたことを知らずに入って来た。
Тәхминән үч сааттин кейин, [Ананиясниң] аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди.
8 ペトロは彼女に答えた,「わたしに告げなさい。あなた方は土地をこれだけの値段で売ったのか」。 彼女は言った,「そうです,それだけの値段です」。
Петрус униңдин: — Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди. — Шундақ, мошунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у.
9 そこでペトロは彼女に尋ねた,「どうしてあなた方は示し合わせて主の霊を試みたのか。見よ,あなたの夫を葬った人たちの足が戸口のところにあり,彼らはあなたを運び出すだろう」。
Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди.
10 彼女はすぐに彼の足もとに倒れて死んだ。若者たちは入って来て,彼女が死んでいるのを見つけた。そこで彼女を運び出して,その夫のそばに葬った。
Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди.
11 集会全体およびこれらのことを聞いたすべての者の上に大きな恐れが臨んだ。
Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти.
12 使徒たちの手によって,多くのしるしや不思議な業が民の間で行なわれた。みんなは心を合わせてソロモンの回廊にいた。
Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ [етиқатчилар] бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти.
13 ほかの者たちはだれも彼らに加わる勇気はなかったが,民は彼らを尊敬していた。
Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти.
14 信じる者たち,すなわち大勢の男女が主のもとに加えられていった。
Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди).
15 人々は病気の者たちを大通りに運び出し,寝台や寝床の上に横たえて,ペトロが通るときに,せめて彼の影がそのうちのだれかにかかるようにした。
Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һеч болмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти.
16 エルサレムの周囲の町々からも群衆が集まって来て,病気の者たちや汚れた霊に苦しめられている者たちを連れて来たが,彼らは皆いやされた。
Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.
17 しかし,大祭司および共にいた者たち全員(すなわちサドカイ人の党派)は立ち上がり,ねたみに満たされて,
Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип,
18 使徒たちに手をかけ,彼らを公共の留置場に入れた。
расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди.
19 ところが,主のみ使いが夜にろうやの戸を開け,彼らを連れ出して言った,
Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:
20 「行きなさい。そして,神殿で立ち,この命の言葉をすべて民に語りなさい」。
— Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди.
21 彼らはこれを聞くと,夜明けごろ神殿に入って教え始めた。一方,大祭司および共にいた者たちがやって来て,最高法院,またイスラエルの子らの長老会議全体を招集し,彼らを連れて来させるためにろうやに人を遣わした。
Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин [расулларни] елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти.
22 しかし,出かけて行った役人たちは,ろうやの中に彼らがいなかったので,戻って来て報告した。
Лекин сипаһлар зинданға йетип барғанда, расулларниң у йәрдә йоқлуғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:
23 「わたしたちは,ろうやが閉まっていて,かぎがかけられており,それぞれの戸口の前には番人が立っているのを見ました。ところが,開けてみると,中にはだれもいなかったのです!」
— Биз барсақ, зиндан мәһкәм тақақлиқ турупту, қаравулларму дәрвазилирида күзәттә турупту. Лекин дәрвазиларни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.
24 そこで,大祭司,神殿の指揮官,および祭司長たちは,これらの言葉を聞いて,これはいったいどんなことになるのかと,彼らのことで途方に暮れていた。
Бу хәвәрни аңлиған ибадәтханидики [мәсъул] каһин һәм қаравулларниң башлиғи вә баш каһинлар: — «Әнди бу иш зади қандақ болуп кетәр?» дейишип алақзадиликкә чөмди.
25 ある人が来て,みんなに告げた,「ご覧なさい,あなた方がろうやに入れた人たちは神殿にいて,立って民を教えています」。
Дәл шу чағда, бир киши кирип: — Қараңлар, силәр зинданға қамиған адәмләр ибадәтхана һойлисида туруп халайиққа тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.
26 それで指揮官は役人たちと一緒に出て行って,彼らを連れて来たが,手荒なことはしなかった。民に石打ちにされるのを恐れていたからである。
Буниң билән, һелиқи қаравуллар башлиғи сипаһлирини башлап берип, [расулларни] елип кәлди. Бирақ улар халайиқ бизни чалма-кесәк қилиши мүмкин дәп қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.
27 彼らを連れて来て,最高法院の前に立たせた。大祭司が彼らを尋問して
Улар [расулларни] елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмидикиләр алдида турғузди. Баш каһин уларни сорақ қилип:
28 言った,「我々は,この名において教えないようにと,お前たちに厳しく命じておいたではないか。見よ,お前たちはエルサレムをお前たちの教えで満たしてしまい,しかも,あの男の血を我々に負わせようと企んでいる」。
— Биз әсли силәрни бу намда кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ агаһландурған едуқ. Лекин мана, силәр йәнә шу тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни қаплидиңлар һәмдә бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.
29 それに対して,ペトロと使徒たちは答えた,「わたしたちは,人間より神に従わなければなりません。
Лекин Петрус вә [башқа] расуллар җавап берип мундақ деди: — Инсанға әмәс, Худаға итаәт қилиш керәк!
30 わたしたちの父祖たちの神は,あなた方が木に掛けて殺したイエスを生き返らされました。
Силәр тутуп яғачқа есип өлтүргән Әйсани, ата-бовимизниң Худаси тирилдүрди.
31 神はこの方を,イスラエルに悔い改めと罪の許しとを与えるために,君主また救い主としてご自分の右に高められました。
Худа Исраил хәлқини товва қилишқа вә гуналириниң кәчүрүлишикә муйәссәр қилиш үчүн, уни улуқлап Йетәкчи һәм Қутқузғучи сүпитидә Өзиниң оң йениға көтирип олтарғузди.
32 わたしたちは,これらの事に関してこの方の証人です。神がご自分に従う人たちに与えられた聖霊もまたそうです」。
Биз бу ишларға гувачилармиз; шундақла Худа Өзигә итаәт қилғучиларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларға гувачидур.
33 さて,これを聞くと,人々は心を刺され,彼らを殺そうと決心した。
Улар бу сөзләрни аңлап қәлбигә санҗилғандәк болуп [расулларни] өлтүрүшкә мәслиһәтләшти.
34 しかし,ガマリエルという名のファリサイ人で,民のすべてから尊敬されていた律法の教師が,最高法院の中で立ち上がり,使徒たちをしばらく外に出すよう命じた。
Лекин кеңәшмә ичидә пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған Пәрисий мәзһипидики Гамалийәл исимлиқ бир Тәврат өлимаси бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бирдәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйруди.
35 人々に言った,「イスラエルの皆さん,あの者たちについては,自分が何をしようとしているのかに注意しなさい。
Андин у [кеңәшмидикиләргә] мундақ деди: — Әй Исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта өзүңларға еһтият қилиңлар!
36 というのは,以前にテウダスが立ち上がり,自分を何者かのように見せかけて,多数の男たち,およそ四千人が仲間に加わりましたが,彼は殺され,彼に従った者たちもみな散らされて,失敗に終わったからです。
Илгири, һелиқи Тәвдас исимлиқ өзини чоң тутуп оттуриға чиққан еди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм қошулди. Бирақ у өзи өлтүрүлди вә барлиқ әгәшкүчилири тарқилип кетип, униң иши йоққа чиқти.
37 その男の後で,ガリラヤのユダが登録のころに立ち上がり,かなりの民を離反させて自分の側に付けましたが,彼も滅び,彼に従っていた者たちもみなほうぼうに追い散らされたのです。
Андин кейин нопус тизимлаш күнлиридә, Галилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму йоқитилип, барлиқ әгәшкүчилириму тарқитиветилгән.
38 それで今,あなた方に告げますが,あの者たちから手を引き,彼らをそのままにしておきなさい。この企てや業が人から出たものであれば,それは覆されるからです。
Әнди силәргә нәсиһитим шуки: Бу кишиләр билән кариңлар болмисун! Уларни ихтияриға қоюп бериңлар. Чүнки әгәр бу еқим яки бу иш пәқәт инсандин кәлгән болса, җәзмән йоққа чиқиду.
39 しかし,もしも神から出たものであれば,あなた方はそれを覆すことはできないばかりか,神に対して闘うことになってしまうかも知れません!」
Лекин әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр! Һәтта өзүңлар Худаға һуҗум қилғучилар болуп чиқисиләр!
40 彼らは彼に同意した。使徒たちを呼び入れて,むち打ち,イエスの名において語らないよう命じてから,釈放した。
Алий кеңәшмидикикиләр несиһәтни қобул қилди; улар расулларни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, уларға һәргиз Әйсаниң намида сөзлимәсликни агаһландурди. Андин уларни қоюп бәрди.
41 それで彼らは,イエスの名のために辱めを受けるに値する者とされたことを喜びつつ,最高法院の面前から立ち去った。
Расуллар әнди кеңәшминиң оттурисидин чиқип, өзлириниң мубарәк нам үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көрүлгәнлигидин шатланди.
42 毎日,神殿や家で,教えたり,イエスすなわちキリストについて宣教したりし,決してやめることはなかった。
Улар йәнила һәр күни ибадәтхана һойлисида вә өйму-өй берип тәлим бериштин вә «Әйса — Мәсиһдур!» дегән хуш хәвәрни җакалаштин һеч тохтимиди.