< ローマ人への手紙 7 >
1 兄弟よ、なんぢら知らぬか、(われ律法を知る者に語る)律法は人の生ける間のみ之に主たるなり。
И қериндашлар, мән һазир Тәврат қанунини билгәнләргә сөзләватимән; силәр қанунниң пәқәт һаят вақтидила инсан үстигә һөкүмран болидиғанлиғини билмәмсиләр?
2 夫ある婦は律法によりて夫の生ける中は之に縛らる。然れど夫 死なば夫の律法より解かるるなり。
Мәсилән, ери бар аял, ери һаятла болидикән, қанун бойичә еригә бағланған; лекин ери өлүп кәтсә, [өзини еригә бағлиған] никаһ қанунидин азат қилиниду.
3 されば夫の生ける中に他の人に適かば淫婦と稱へらるれど、夫 死なばその律法より解放さるる故に、他の人に適くとも淫婦とはならぬなり。
Шуниң үчүн, бу аял ери һаят вақтида башқа бир әргә бағланса, зинахор аял дәп атилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, у [никаһ] қанунидин әркин болиду; шу чағда башқа бир әргә тәгсә, зина қилған болмайду.
4 わが兄弟よ、斯くのごとく汝 等もキリストの體により律法に就きて死にたり。これ他の者、すなはち死人の中より甦へらせられ給ひし者に適き、神のために實を結ばん爲なり。
Худди шуниңдәк, қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһниң [қурбанлиқ] тени арқилиқ Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур.
5 われら肉に在りしとき、律法に由れる罪の情は我らの肢體のうちに働きて、死のために實を結ばせたり。
Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди;
6 されど縛られたる所に就きて我等いま死にて律法より解かれたれば、儀文の舊きによらず、靈の新しきに從ひて事ふることを得るなり。
лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида [Худаниң] қуллуғида болимиз.
7 さらば何をか言はん、律法は罪なるか、決して然らず、律法に由らでは、われ罪を知らず、律法に『貪る勿れ』と言はずば、慳貪を知らざりき。
Ундақта немә дегүлүк? Тәврат қануниниң өзи гунаму? Һәргиз ундақ әмәс! Дәрвәқә, қанунниң көрсәтмилири болмиса, гунаниң немә екәнлигини билмәйттим. Қанун «нәпсанийәтчилик қилма» демигән болса, нәпсанийәтчиликниң немә екәнлигини билмигән болаттим.
8 されど罪は機に乘じ誡命によりて各樣の慳貪を我がうちに起せり、律法なくば罪は死にたるものなり。
Лекин гуна қанунниң әмри арқилиқ пурсәт тепип, ичимдә һәр хил нәпсанийәтчиликләрни қозғиди. Тәврат қануни болмиса, гунаму өлүктәк җансиз болатти.
9 われ曾て律法なくして生きたれど、誡命きたりし時に罪は生き、我は死にたり。
Бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда һаят едим, лекин қанун әмрини билишим биләнла, гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди.
10 而して我は生命にいたるべき誡命の反つて死に到らしむるを見出せり。
Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри әксичә маңа өлүм елип кәлди.
11 これ罪は機に乘じ誡命によりて我を欺き、かつ之によりて我を殺せり。
Чүнки гуна қанунниң әмри билән һуҗум пурситини тепип, мени аздурди вә әмир арқилиқ мени өлтүрди.
12 それ律法は聖なり、誡命もまた聖にして正しく、かつ善なり。
Буниңдин қариғанда қанун һәқиқәтән пак-муқәддәстур, униң әмриму муқәддәс, тоғра-адаләтлик вә яхшидур.
13 されば善なるもの我に死となりたるか。決して然らず、罪は罪たることの現れんために、善なる者によりて我が内に死を來らせたるなり。これ誡命によりて罪の甚だしき惡とならん爲なり。
Ундақта, яхши болғини маңа өлүм болдиму? Һәргиз ундақ әмәс! Бәлки, гунаниң қәвәтла қәбиһ екәнлиги әмир арқилиқ очуқ ашкарилиниши үчүн, бу яхши әмирниң вастиси билән гуна мәндә өлүм пәйда қилди.
14 われら律法は靈なるものと知る、されど我は肉なる者にて罪の下に賣られたり。
Тәврат қануниниң «роһқа тәвә» екәнлигини билимиз. Бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән.
15 わが行ふことは我しらず、我が欲する所は之をなさず、反つて我が憎むところは之を爲すなり。
Чүнки немә қиливатқинимни өзүмму билмәймән. Чүнки өзүм нийәт қилған ишларни қилмаймән; әксичә, нәпрәтлинидиғинимни қилимән.
16 わが欲せぬ所を爲すときは律法の善なるを認む。
Лекин әгәр өзүм халимиған ишларни қилсам, өзүм қанунниң яхши екәнлигини етирап қилған болимән.
17 然れば之を行ふは我にあらず、我が中に宿る罪なり。
Шундақ екән, бу ишларни мән әмәс, бәлки ичимдә мәвҗут болған гуна қилдуриду.
18 我はわが中、すなわち我が肉のうちに善の宿らぬを知る、善を欲すること我にあれど、之を行ふ事なければなり。
Ичимдә, йәни мениң әтлиримдә һеч яхшилиқниң мәвҗут әмәслигини билимән; чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, уни қилалмаймән.
19 わが欲する所の善は之をなさず、反つて欲せぬ所の惡は之をなすなり。
Шуниң үчүн өзүм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қилимән.
20 我もし欲せぬ所の事をなさば、之を行ふは我にあらず、我が中に宿る罪なり。
Өзүм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилидиған мән әмәс, бәлки ичимдә макан қилған гунадур.
21 然れば善をなさんと欲する我に惡ありとの法を、われ見出せり。
Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду.
Қәлбимдә Худаниң қанунидин сөйүнимән;
23 わが肢體のうちに他の法ありて、我が心の法と戰ひ、我を肢體の中にある罪の法の下に虜とするを見る。
бирақ тенимдики әзалиримда башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдики қанун билән җәң қилип, мени тенимдики әзалиримдики гуна садир қилдурғучи қанунийәткә әсир қилиду.
24 噫われ惱める人なるかな、此の死の體より我を救はん者は誰ぞ。
Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар?
25 我らの主イエス・キリストに頼りて神に感謝す、然れば我みづから心にては神の律法につかへ、内にては罪の法に事ふるなり。
Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун! Шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән.