< 民数記 18 >

1 斯てヱホバ、アロンに告て言たまはく汝と汝の子等および汝の父祖の家の者は聖所に關れる罪をその身に擔當べしまた汝と汝の子等は汝らがその祭司の職について獲ところの罪をその身に擔當べし
Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Сән, оғуллириң вә ата җәмәтиңдикиләр сениң билән бирликтә муқәддәс җайға мунасивәтлик болған гунани, шуниңдәк сән вә оғуллириң бирликтә каһинлиқ вәзиписигә мунасивәтлик болған гунани үстүңләргә алисиләр.
2 汝また汝の兄弟たるレビの支派の者すなはち汝の父祖の支派の者等をも率て汝に合せしめ汝に事しむべし但し汝と汝の子等は律法の幕屋の前に侍るべきなり
Сән қериндашлириң болған Лавий қәбилисидикиләрни, йәни ата-бовилириңниң қәбилисидикиләрни өзүң билән бирләштүр һәм уларни хизмитиңни қилиши үчүн башлап елип кәл; бирақ сән билән оғуллириң сениң билән бирликтә һөкүм-гувалиқ чедири алдида хизмәтләрни қилсун.
3 彼らは汝の職守と聖所の職守とを守るべし只聖所の器具と壇とに近くべからず恐くは彼等も汝等も死るならん
Улар сениң буйруқлириңға тәйяр туруп, шундақла чедирдики барлиқ хизмәт-вәзиписини өтәйду; пәқәт муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға вә қурбангаһқа йеқинлашмисун; ундақ қилса, уларму, силәрму өлүп кетисиләр.
4 彼等は汝に合して集合の幕屋の職守を守り幕屋の諸の役事をなすべきなり外人は汝らに近づく可らず
Улар сениң билән бирлишип, җамаәт чедиридики вәзипини өтәп, қилидиған һәр бир ишини қилсун; пәқәтла һеч ят кишиләр силәргә йеқинлашмисун.
5 斯なんぢらは聖所の職守と祭壇の職守を守るべし然せばヱホバの震怒かさねてイスラエルの子孫に及ぶこと有じ
Қәһр-ғәзәп йәнә Исраилларниң бешиға чүшмисун үчүн, силәр муқәддәс җайдики вәзипә билән қурбангаһдики вәзипини өтәшкә мәсъул болуңлар.
6 視よ我なんぢらの兄弟たるレビ人をイスラエルの子孫の中より取りヱホバのために之を賜物として汝らに賜ふて集會の幕屋の役事を爲しむ
Мана, Мән Өзүм силәрниң қериндашлириңлар болған Лавийларни Исраиллар ичидин таллап чиқтим; улар җамаәт чедириниң ишлирини қилишқа Пәрвәрдигарға тәқдим қилинған болуп, силәргә соға сүпитидә ата қилинған.
7 汝と汝の子等は祭司の職を守りて祭壇の上と障蔽の幕の内の一切の事を執おこなひ斯ともに勤むべし我祭司の職の勤務と賜物として汝らに賜ふ外人の近く者は殺されん
Лекин сән вә оғуллириң сениң билән бирликтә каһинлиқ вәзипәңләрдә туруп, қурбангаһтики барлиқ ишларни һәм пәрдә ичидики ишларни беҗириңлар; силәрниң вәзипәңләр шундақ болсун. Каһинлиқ вәзиписини, хизмитимдә болушуңлар үчүн силәргә соға қилип бәрдим; ят адәмләр йеқинлашса, өлтүрүветилсун.
8 ヱホバ又アロンに言たまはく我イスラエルの子孫の諸の聖禮物の中我に擧祭とするところの者をもて汝に賜ひて得さす即ち我これを汝と汝の子等にあたへてその分となさしめ是を永く例となす
Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Мән Маңа сунулған көтәрмә һәдийәләрни, йәни Исраиллар Маңа муқәддәс дәп атиған барлиқ нәрсиләрни үлүшүңлар болсун дәп, мана мәңгүлүк бәлгүлимә билән саңа вә сениң әвлатлириңға тәқдим қилдим.
9 斯のごとく至聖禮物の中火にて燒ざる者は汝に歸すべし即ちその我に献る諸の禮物素祭罪祭愆祭等みな至聖くして汝と汝らの子等に歸すべし
Исраиллар отта сунидиған, «әң муқәддәс» нәрсиләрдин силәргә мунулар қалдуруп берилиду: — уларниң Маңа атап сунған барлиқ нәрсилири, йәни барлиқ ашлиқ һәдийәләрдин, барлиқ гуна қурбанлиқлиридин, барлиқ итаәтсизлик қурбанлиқлиридин «әң муқәддәс» һесапланғанлири, саңа вә әвлатлириңға ата қилиниду.
10 至聖所にて汝これを食ふべし男子等はみなこれを食ふことを得是は汝に歸すべき聖物たるなり
Сән шу [үлүшүңни] «әң муқәддәс» сүпитидә йегин, силәрдин болған һәр бир әр киши уни йесун; у саңа «әң муқәддәс» дәп билинсун.
11 汝に歸すべき物は是なり即ちイスラエルの子孫の献る擧祭と搖祭の物我これを汝と汝の男子と女子に與へ是を永く例となす汝の家の者の中潔き者はみな之を食ふことを得るなり
Мунуларму сениң болиду: — Исраилларниң соғатлири ичидин көтәрмә һәдийәләр, барлиқ пулаңлатма һәдийәләр сениң; Мән уларни саңа, шундақла оғуллириң билән қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим; сениң өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
12 油の嘉者酒の嘉者穀物の嘉者など凡てヱホバに献るその初の物を我なんぢに與ふ
Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим.
13 最初に成る國の產物の中ヱホバに携へたる者は皆なんぢに歸すべし汝の家の者の中潔き者はみな之を食ふことを得るなり
Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
14 イスラエルの人の献納る物は皆汝に歸すべし
Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.
15 凡そ血肉ある者の首出子にしてヱホバに献らるる者は人にもあれ畜にもあれ皆なんぢに歸すべし但し人の首出子は必ず贖ふべくまた汚れたる畜獣の首出子も贖ふべきなり
Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.
16 之を贖ふにはその人の生れて一箇月に至れる後に汝その估價に依り聖所のシケルに循ひて銀五シケルに之を贖ふべし一シケルはすなはち二十ゲラなり
Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.
17 然ど牛の首出子羊の首出子山羊の首出子は贖ふべからず是等は聖しその血を壇の上に灑ぎまたその脂を焚て火祭となしてヱホバに馨しき香をたてまつるべし
Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин.
18 その肉は汝に歸すべし搖る胸と右の腿とおなじく是は汝に歸するなり
Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду.
19 イスラエルの子孫がヱホバに献て擧祭とする所の聖物はみな我これを汝と汝の男子女子に與へこれを永く例となす是はヱホバの前において汝と汝の子孫に對する鹽の契約にして變らざる者なり
Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған муқәддәс нәрсиләр ичидики көтәрмә һәдийә-қурбанлиқниң һәммисини Мән саңа вә сениң билән биллә туруватқан оғул-қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим. Бу Пәрвәрдигар алдида саңа вә сениң билән биллә туруватқан әвлатлириң үчүн мәңгүлүк тузлуқ әһдә болиду.
20 ヱホバまたアロンに告たまはく汝はイスラエルの子孫の地の中に產業を有べからずまた彼等の中に何の分をも有べからず彼らの中において我は汝の分汝の產業たるなり
Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — [Исраил] зиминида сениң һеч қандақ мирасиң болмайду, уларниң арисидиму һеч қандақ несивәң болмайду; Исраиллар арисида мана Мән Өзүм сениң несивәң, сениң мирасиңдурмән.
21 またレビの子孫たる者には我イスラエルの中において物の十分の一を與へて之が產業となし其なすところの役事すなはち集會の幕屋の役事に報ゆ
Лавийларға болса, уларниң өтәйдиған хизмәтлири, йәни җамаәт чедиридики хизмити үчүн, мана Мән Исраилда тәқдим қилинған барлиқ «ондин бир үлүш»ниң һәммисини уларға мирас қилип бәргәнмән.
22 イスラエルの子孫はかさねて集會の幕屋に近づくべからず恐くは罪を負て死ん
Буниңдин кейин, гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн, Исраиллар җамаәт чедириға йеқинлашмисун.
23 第レビ人集會の幕屋の役事をなすべしまた彼らはその罪な自己の身に負べし彼等はイスラエルの子孫の中に產業の地を有ざる事をもてその例となして汝らの世代の子孫の中に永く之を守るべきなり
Җамаәт чедиридики хизмәтни болса, уни өтигүчиләр пәқәт Лавийларла болиду вә шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду, бу силәр үчүн әвлатму-әвлат мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду; уларниң Исраилларниң ичидә һеч қандақ мираси болмайду.
24 イスラエルの子孫が十に一を取り擧祭としてヱホバに献るところの物を我レビ人に與へてその產業となさしむるが故に我かれらにつきて言り彼等はイスラエルの子孫の中に產業の地を得べからずと
Чүнки Исраилларниң Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунған «ондин бир үлүш»ни Лавийларға мирас қилип тәқдим қилидиған болдум; шуңа Мән улар тоғрилиқ: Исраиллар ичидә һеч қандақ мираси болса болмайду, — дедим.
25 ヱホバ、モーセに告て言たまはく
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
26 汝かくレビ人に告て之に言べし我がイスラエルの子孫より取て汝等に與へて產業となさしむるその什一の物を汝ら之より受る時はその什一の物の十分の一を献てヱホバの擧祭となすべし
Сән Лавийларға ейтқин: «Силәр Исраилларниң қолидин Мән силәргә мирас болсун дәп тәқдим қилған «ондин бир үлүш»ни алған екәнсиләр, силәр шу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип, уни Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунуңлар.
27 汝等の擧祭の物品は禾場よりたてまつる穀物の如く酒醡の内よりたてまつる酒のごとくに見做れん
Бу йол билән силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар силәргә «хамандики ашлиғиңлар»дин һәм «шарап көлчигидики толуп ташқан шарабиңлар»дин аталғанлар һесаплиниду.
28 此のごとく汝等もまたイスラエルの子孫より受る一切の什一の物の中よりヱホバに擧祭を献げそのヱホバの擧祭を祭司アロンに與ふべし
Бундақ болғанда, силәр Исраилларниң қолидин алған ондин бир үлүшниң һәммисидин Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сунисиләр; силәр Пәрвәрдигарға атиған шу «көтәрмә һәдийә»ни каһин Һарунға бериңлар.
29 汝らの受る一切の禮物の中より汝らはその嘉ところ即ちその聖き分を取てヱホバの擧祭を献べし
Силәргә тәқдим қилинған барлиқ нәрсиләрдин әң есилини елип шуларни муқәддәс һесаплап «Пәрвәрдигарға аталған толуқ көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунуңлар».
30 汝かく彼等に言べし汝らその中より嘉ところを取て献るに於てはその殘餘の物は汝等レビ人におけること禾場より取る物のごとく酒醡より取る物のごとくならん
Шуңа сән Лавийларға ейтқинки, «Силәр шулардин әң есилини көтирип сунсаңлар, бу силәр Лавийларниң хамандики ашлиғиңлар вә шарап көлчигидики шарабиңларға охшаш һесаплиниду.
31 汝等と汝らの眷屬何處にても之を食ふことを得べし是は汝らが集會の幕屋に於て爲す役事の報酬たればなり
Шундақ қилғандин кейин силәр вә өйдикилириңлар шу «ондин бир үлүш»ләрни халиған йәрдә йесәңлар болиду, чүнки бу силәрниң җамаәт чедиридики хизмитиңларниң инъами болиду;
32 汝らその嘉ところを献るに於ては之がために罪を負こと有じ汝らはイスラエルの子孫の聖別て献る物を汚すべからず恐くは汝ら死ん
Силәр [шу үлүшләрдин] әң есилини көтирип сунсаңлар, мошу ишиңлар сәвәвидин гунакар болмайсиләр. Ундақ қилсаңлар силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр».

< 民数記 18 >