< 民数記 13 >
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 汝人を遣して我がイスラエルの子孫に與ふるカナンの地を窺はしめよ即ち支派ごとに一人を取て之を遣すべし其人々は皆かれらの中の牧伯たる者なるべし
Мән Исраилларға мирас қилип бәргән Қанаан зиминини чарлап келишкә адәмләрни әвәткин; һәр бир ата җәмәткә тәвә қәбилидин бирдин адәм чиқирилсун, улар өз қәбилисидики әмир болсун, — деди.
3 モーセすなはちヱホバの命にしたがひてバランの曠野よりこれを遣せりその人等は皆イスラエルの子孫の領袖たる者なり
Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, уларни Паран чөлидин йолға салди; уларниң һәммиси Исраилларниң башлири еди.
4 その名は是のごとしルベンの支派にてはザックルの子シヤンマ
Төвәндикиләр уларниң исимлири: — Рубән қәбилисидин Заккурниң оғли Шаммуя,
Шимеон қәбилисидин Хориниң оғли Шафат,
Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб,
Иссакар қәбилисидин Йүсүпниң оғли Игал,
Әфраим қәбилисидин Нунниң оғли Һошия,
Бинямин қәбилисидин Рафуниң оғли Палти,
Зәбулун қәбилисидин Содиниң оғли Гаддийәл,
11 ヨセフの支派すなはちマナセの支派にてはスシの子ガデ
Йүсүп қәбилисидин, йәни Манассәһ қәбилисидин Сусиниң оғли Гадди,
Дан қәбилисидин Гималлиниң оғли Аммийәл,
Ашир қәбилисидин Микаилниң оғли Сәтур,
Нафтали қәбилисидин Вофсиниң оғли Наһби,
Гад қәбилисидин Макиниң оғли Геуәл.
16 是すなはちモーセがその地を窺はしめんとて遣したる人々の名なり時にモーセ、ヌンの子ホセアをヨシユアと名けたり
Мана булар Муса чарлап келиңлар дәп Қанаан зиминиға әвәткән адәмләрниң исми. Муса Нунниң оғли Һошияни Йәһошуя дәп атиди.
17 モーセかれらを遣はしてカナンの地を窺はしめんとして之に言けるは汝等その南の方に赴きて山に登り
Муса уларни чарлап келишкә Қанаанға сәпәрвәр қилип: — Силәр мошу йәрдин Нәгәв чөли тәрәпкә қарап меңиңлар, андин тағлиқ районға чиқиңлар.
18 その地の如何と其處に住む民の強か弱か多か寡かを觀
У йәрниң қандақ екәнлигини, у йәрдикиләрниң күчлүк-аҗизлиғини, аз яки көплүгини көрүп беқиңлар;
19 またその住ところの地は善か惡か其住ところの邑々は如何なるものなるか彼等は天幕に住をるか城の邑に住をるかを觀
улар туруватқан йәрниң қандақ екәнлигини, яхши-яманлиғини көрүңлар; улар туруватқан шәһәрләрниң қандақ екәнлигини, баргаһлиқ шәһәр яки сепил-қәлъәлик шәһәр екәнлигини;
20 またその地は腴なるか痩たるか其中に樹あるや否を觀よ汝等勇しかれその地の果物を携へきたれよとこの時は葡萄の熟し始むる時なりき
у йәрниң мунбәт яки мунбәтсиз екәнлигини, дәл-дәрәқлириниң бар-йоқлуғини көрүп келиңлар. Жүрәкликрәк болуп, мевә-чивилиридин алғач келиңлар, — деди. Бу чағ дәл үзүм пишип қалған вақит еди.
21 是において彼等上りゆきてその地を窺ひチンの曠野よりレホブにおよべり是はハマテに近し
Улар шу тәрәпләргә чиқип, зиминни Зин чөлидин тартип таки Һамат еғизиниң йенидики Рәһобқичә берип чарлашти.
22 彼等すなはち南の方に上りゆきてヘブロンにいたれり此にはアナクの子アヒマン、セシヤイおよびタルマイあり(ヘブロンはエジプトのゾアンよりも七年前に建たる者なり)
Улар җәнуп тәрәптә Һебронға барди, у йәрләрдә Анақийларниң әвлатлиридин Аһиман, Шишай, Талмай дегәнләр олтиришлиқ еди. Әслидә Һеброн шәһири Мисирдики Зоан шәһиридин йәттә жил илгири ясалған еди.
23 彼らつひにエシコルの谷にいたり其處より一球の葡萄のなれる枝を砍とりてこれを杠に貫き二人してこれを擔へりまた石榴と無花果を取り
Улар «Әшкол җилғиси»ға кәлди, у йәрдә бир сап үзүми бар бир үзүм шехини кесип, бир балдаққа есип икки адәмгә көтәргүзүп маңди; улар азрақ анар билән әнҗирму елип қайтип кәлди.
24 イスラエルの子孫其處より葡萄一球を砍とりしが故にその處をエシコル(一球の葡萄)の谷と稱ふ
Исраиллар шу йәрдә кесивалған әшу үзүм сәвәвидин у йәр «Әшкол җилғиси» («[үзүм сапиғи җилғиси]») дәп аталди.
Улар қириқ күндин кейин у йәрләрни чарлап түгитип, қайтип кәлди.
26 パランの曠野なるカデシに至りてモーセとアロンおよびイスラエルの子孫の全會衆に就きかれらと全會衆にその復命を申しその地の果物をこれに見せり
Улар келип, Паран чөллүгидики Қадәштә Муса, Һарун вә пүтүн Исраил җамаити билән көрүшти. Улар иккиләнгә һәм пүткүл Исраил җамаитигә мәлумат бәрди һәм зиминниң мевилирини уларға көрсәтти.
27 彼等すなはちモーセに語りて言ふ我等は汝が遣しし地にいたれり誠に其處は乳と蜜とながる是その果物なり
Улар Мусаға мәлумат берип: — Биз өзлири бериңлар дегән йәрләргә бардуқ, растинла сүт билән һәсәл еқип туридиған йәр екән, мана булар шу йәрниң мевилири.
28 然ながらその地に住む民は猛くその邑々は堅固にして甚だ大なり我等またアナクの子孫の其處にをるを見たり
Бирақ у йәрдикиләр бәк күчтүңгүр екән, шәһәрләр сепиллиқ болуп һәм пухта-һәйвәтлик екән. Униң үстигә, биз у йәрдә Анақийларниң әвлатлириниму көрдуқ.
29 またアマレキ人その南の地に住みヘテ人エブス人およびアモリ人その山々に住みカナン人その海邊とヨルダンの邊に住をると
Амаләкләр җәнуп тәрәптә туридикән; Һиттийлар, Йәбусийлар, Аморийлар тағларда туридикән; Ⱪананийлар деңиз бойлирида вә Иордан дәрияси бойлирида туридикән, — деди.
30 時にカルブ、モーセの前に民を靜めて言けるは我等直に上りゆきて之を攻取ん我等は必ずこれに勝ことを得ん
Каләб Мусаниң алдида көпчиликни тиничлитип: — Биз дәрһал атлинип берип у йәрни егиләйли! Чүнки биз чоқум ғалип келимиз — деди.
31 然ど彼とともに往たる人々は言ふ我等はかの民の所に攻上ることを得ず彼らは我らよりも強ければなりと
Лекин униң билән биллә чиққан башқилар болса: — Улар биздин күчлүк екән, шуңа уларға һуҗум қилсақ болмайду, — дейишти.
32 彼等すなはちその窺ひたりし地の事をイスラエルの子孫の中に惡く言ふらして云く我等が行巡りて窺ひたる地は其中に住む者を呑ほろぼす地なり且またその中に我等が見し民はみな身幹たかき人なりし
Андин чарлиғучилар өзлири чарлап кәлгән зиминниң әһвалидин Исраилларға яман мәлумат берип: — Биз кирип чарлап өткән зимин болса өз аһалисини йәйдиған зимин екән; биз у йәрдә көргәнләрниң һәммиси йоған адәмләр екән.
33 我等またアナクの子ネピリムを彼處に見たり是ネピリムより出たる者なり我儕は自ら見るに蝗のごとくまた彼らにも然見なされたり
Биз у йәрләрдә «Нәфилийләр» дегән [гигант] адәмләрни көрдуқ (дәрвәқә Анақийларниң әвлатлири Нәфилийләрдин чиққандур); биз өзимизгә қарисақ чекәткидәк туридикәнмиз, биз уларғиму шундақ көринидикәнмиз, — деди.