< マタイの福音書 21 >

1 彼らエルサレムに近づき、オリブ山の邊なるベテパゲに到りし時、イエス二人の弟子を遣さんとして言ひ給ふ、
Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги йезисиға кәлгинидә, Әйса икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти:
2 『向の村にゆけ、やがて繋ぎたる驢馬のその子とともに在るを見ん、解きて我に牽ききたれ。
— Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Барсаңларла, бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар.
3 誰かもし汝らに何とか言はば「主の用なり」と言へ、さらば直ちに之を遣さん』
Әгәр бириси силәргә бир немә десә, «Рәбниң буларға һаҗити чүшти» дәңлар, у дәрһал уларни қоюп бериду.
4 此の事の起りしは、預言者によりて云はれたる言の成就せん爲なり。曰く、
Бу пүтүн вақиә пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөзләрни әмәлгә ашуруш үчүн болди: —
5 『シオンの娘に告げよ、「視よ、汝の王、なんぢに來り給ふ。柔和にして驢馬に乘り、軛を負ふ驢馬の子に乘りて」』
«Зион қизиға ейтиңлар: — Мана, Падишасиң келиватиду, Кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә, Боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә, Келиватиду йениңға сениң».
6 弟子たち往きて、イエスの命じ給へる如くして、
Әнди һелиқи икки мухлис берип Әйсаниң тапилиғинидәк қилди.
7 驢馬とその子とを牽ききたり、己が衣をその上におきたれば、イエス之に乘りたまふ。
Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстигә йепинча-чапанлирини салди вә у үстигә минди.
8 群衆の多くはその衣を途にしき、或 者は樹の枝を伐りて途に敷く。
Әнди топ-топ кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; йәнә бир қисми дәрәқ шахлирини кесип йолға яятти.
9 かつ前にゆき後にしたがふ群衆よばはりて言ふ『ダビデの子にホサナ、讃むべきかな、主の御名によりて來る者。いと高き處にてホサナ』
Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән топ-топ халайиқ: — «Давутниң оғлиға һосанна болғай! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.
10 遂にエルサレムに入り給へば、都 擧りて騷 立ちて言ふ『これは誰なるぞ』
У Йерусалимға киргәндә, пүткүл шәһәр ләрзигә кәлди. Кишиләр: — Бу зади кимду? — дейишәтти.
11 群衆いふ『これガリラヤのナザレより出でたる預言者イエスなり』
Халайиқ: — Бу Галилийә өлкисидики Насарәтлик пәйғәмбәр Әйса, дәп җавап беришәтти.
12 イエス宮に入り、その内なる凡ての賣買する者を逐ひいだし、兩替する者の臺、鴿を賣る者の腰掛を倒して言ひ給ふ、
Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң ширәлирини вә пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп,
13 『「わが家は祈の家と稱へらるべし」と録されたるに、汝らは之を強盜の巣となす』
уларға: — [Муқәддәс язмиларда] [Худаниң]: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
14 宮にて盲人・跛者ども御許に來りたれば、之を醫したまへり。
Ибадәтхана һойлилирида болғанда қариғу вә токурлар униң алдиға кәлди, у уларни сақайтти.
15 祭司長・學者らイエスの爲し給へる不思議なる業と、宮にて呼はり『ダビデの子にホサナ』と言ひをる子 等とを見、憤ほりて、
Лекин баш каһинлар билән Тәврат устазлири униң яратқан мөҗизилирини көрүп вә балиларниң ибадәтханида: «Давутниң оғлиға һосанна-тәшәккүрләр болғай!» дәп товлиғинини аңлап ғәзәпләнди.
16 イエスに言ふ『なんぢ彼らの言ふところを聞くか』イエス言ひ給ふ『然り「嬰兒 乳兒の口に讃美を備へ給へり」とあるを未だ讀まぬか』
Улар униңға: — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди. У уларға: — Аңлаватимән! Силәр [муқәддәс язмилардин] шуни оқуп бақмиғанки, «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң»» деди.
17 遂に彼らを離れ、都を出でてベタニヤにゆき、そこに宿り給ふ。
Андин у улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйт-Ания йезисиға берип, шу йәрдә қонди.
18 朝 早く都にかへる時、イエス飢ゑたまふ。
Әнди сәһәрдә, шәһәргә қайтип кетиватқанда, униң қосиғи ачқан еди.
19 路の傍なる一もとの無花果の樹を見て、その下に到り給ひしに、葉のほかに何をも見出さず、之に對ひて『今より後いつまでも果を結ばざれ』と言ひ給へば、無花果の樹たちどころに枯れたり。 (aiōn g165)
У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Лекин дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти. (aiōn g165)
20 弟子たち之を見、怪しみて言ふ『無花果の樹の斯く立刻に枯れたるは何ぞや』
Мухлислар буни көрүп тәәҗүплинип: — Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти! — деди.
21 イエス答へて言ひ給ふ『まことに汝らに告ぐ、もし汝ら信仰ありて疑はずば、啻に此の無花果の樹にありし如きことを爲し得るのみならず、此の山に「移りて海に入れ」と言ふとも亦 成るべし。
Әйса уларға җавап бәрди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, әгәр һеч гуман болмай ишәшиңлар бар болса, әнҗир дәриғидә болған ишлар болупла қалмай, бәлки силәр һәтта бу таққа: «Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десәңлар, у шундақ болиду, деди.
22 かつ祈のとき何にても信じて求めば、ことごとく得べし』
Дуа қилип немини тилисәңлар, ишәшиңлар болсила, шуларға еришисиләр.
23 宮に到りて教へ給ふとき、祭司長・民の長老ら御許に來りて言ふ『何の權威をもて此 等の事をなすか、誰がこの權威を授けしか』
У ибадәтхана һойлилириға киргәндин кейин, кишиләргә тәлим бериватқанда, баш каһинлар вә ақсақаллар униң алдиға келип: — Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти.
24 イエス答へて言ひたまふ『我も一言なんぢらに問はん、もし夫を告げなば、我もまた何の權威をもて此 等のことを爲すかを告げん。
Әйса уларға җавап берип: — Мән авал силәргә бир соал қояй. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтимән.
25 ヨハネのバプテスマは何處よりぞ、天よりか、人よりか』かれら互に論じて言ふ『もし天よりと言はば「何 故かれを信ぜざりし」と言はん。
Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди. Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн униңға ишәнмидиңлар?» дәйду.
26 もし人よりと言はんか、人みなヨハネを預言者と認むれば、我らは群衆を恐る』
Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, хәлиқтин қорқимиз, чүнки улар һәммиси Йәһяни пәйғәмбәр дәп билиду — дейишти.
27 遂に答へて『知らず』と言へり。イエスもまた言ひたまふ『我も何の權威をもて此 等のことを爲すか汝らに告げじ。
Буниң билән, улар Әйсаға: Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.
28 なんぢら如何に思ふか、或 人ふたりの子ありしが、その兄にゆきて言ふ「子よ、今日、葡萄園に往きて働け」
Әнди бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У биринчи оғлиниң йениға келип: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиғимға берип ишлигин» дәпту.
29 答へて「主よ、我ゆかん」と言ひて終に往かず。
«Бармаймән» дәпту у, лекин кейин пушайман қилип йәнила берипту.
30 また弟にゆきて同じやうに言ひしに、答へて「往かじ」と言ひたれど、後くいて往きたり。
У иккинчи оғлиниң йениға келип униңғиму шундақ дәпту. У: «Хоп әпәндим, барай» дәпту-ю, лекин бармапту.
31 この二人のうち孰か父の意を爲しし』彼らいふ『後の者なり』イエス言ひ給ふ『まことに汝らに告ぐ、取税人と遊女とは汝らに先だちて神の國に入るなり。
Бу иккиләнниң қайсиси атисиниң ирадисини ада қилған болиду? — Биринчи оғли, — дәп җавап бәрди улар. Әйса уларға мундақ деди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә.
32 それヨハネ義の道をもて來りしに、汝らは彼を信ぜず、取税人と遊女とは信じたり。然るに汝らは之を見し後も、なほ悔改めずして信ぜざりき。
Чүнки гәрчә Йәһя [пәйғәмбәр] силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, һәтта кейинки вақитларда йолуңлардин пушайман қилмай униңға ишәнмидиңлар.
33 また一つの譬を聽け、ある家主、葡萄園をつくりて籬をめぐらし、中に酒槽を掘り、櫓を建て、農夫どもに貸して遠く旅立せり。
Йәнә бир тәмсилни аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту. У униңда бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунари ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту.
34 果期ちかづきたれば、その果を受取らんとて僕らを農夫どもの許に遣ししに、
Үзүм пәсли йеқинлашқанда, өзигә тегишлик һосулни еливелиш үчүн қуллирини бағвәнләрниң йениға әвәтипту.
35 農夫どもその僕らを執へて、一人を打ちたたき、一人をころし、一人を石にて撃てり。
Лекин бағвәнләр қуллирини тутуп, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту.
36 復ほかの僕らを前よりも多く遣ししに、之をも同じやうに遇へり。
У йәнә бир қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ бағвәнләр уларғиму охшаш муамилә қипту.
37 「わが子は敬ふならん」と言ひて、遂にその子を遣ししに、
Ахирда, у «Оғлумниғу һөрмәт қилар» дәп, оғлини әвәтипту.
38 農夫ども此の子を見て互に言ふ「これは世嗣なり、いざ殺して、その嗣業を取らん」
Лекин бағвәнләр оғулни көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип мирасини егиливалайли» дейишипту.
39 かくて之をとらへ、葡萄園の外に逐ひ出して殺せり。
Шуниң билән улар уни тутуп үзүмзарлиқниң сиртиға ташлап өлтүрүветипту.
40 さらば葡萄園の主人きたる時、この農夫どもに何を爲さんか』
Әнди үзүмзарлиқниң егиси кәлгәндә, шу бағвәнләрни қандақ қилар?
41 かれら言ふ『その惡人どもを飽くまで滅し、果期におよびて果を納むる他の農夫どもに葡萄園を貸し與ふべし』
Улар униңға: — Бу рәзил адәмләрни вәһшийлик билән йоқитиду. Үзүмзарлиқни болса мевилирини өз вақтида өзигә тапшуридиған башқа бағвәнләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти.
42 イエス言ひたまふ『聖書に、「造家者らの棄てたる石は、これぞ隅の首石となれる、これ主によりて成れるにて、我らの目には奇しきなり」とあるを汝ら未だ讀まぬか。
Әйса улардин сориди: — Муқәддәс язмилардики муну сөзләрни оқуп бақмиғанмусиләр?: — «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди. Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Бу көзимиз алдида карамәт бир иштур».
43 この故に汝らに告ぐ、汝らは神の國をとられ、其の果を結ぶ國人は、之を與へらるべし。
Шу сәвәптин силәргә шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғи силәрдин тартивелинип, униңға мувапиқ мевиләрни беридиған башқа бир әлгә ата қилиниду.
44 この石の上に倒るる者はくだけ、又この石、人のうへに倒るれば、其の人を微塵とせん』
Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.
45 祭司長・パリサイ人ら、イエスの譬をきき、己らを指して語り給へるを悟り、
Баш каһинлар вә Пәрисийләр униң ейтқан тәмсиллирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди.
46 イエスを執へんと思へど群衆を恐れたり、群衆かれを預言者とするに因る。
Уни тутуш йолини издигән болсиму, лекин халайиқ уни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улардин қорқушти.

< マタイの福音書 21 >