< マルコの福音書 9 >

1 また言ひ給ふ『まことに汝らに告ぐ、此處に立つ者のうちに、神の國の、權能をもて來るを見るまでは、死を味はぬ者どもあり』
У уларға йәнә: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.
2 六日の後、イエスただペテロ、ヤコブ、ヨハネのみを率きつれ、人を避けて高き山に登りたまふ。かくて彼らの前にて其の状かはり、
Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип,
3 其の衣かがやきて甚だ白くなりぬ、世の晒布者を爲し得ぬほど白し。
кийимлири йәр йүзидики һеч бир ақартқучиму ақарталмиғидәк дәриҗидә пақирап қардәк аппақ болди.
4 エリヤ、モーセともに彼らに現れて、イエスと語りゐたり。
Уларниң көз алдида Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] туюқсиз көрүнди; улар Әйса билән сөзлишиватқан еди.
5 ペテロ差出でてイエスに言ふ『ラビ、我らの此處に居るは善し。われら三つの廬を造り、一つを汝のため、一つをモーセのため、一つをエリヤのためにせん』
Петрус бу ишқа җававән Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди
6 彼 等いたく懼れたれば、ペテロ何と言ふべきかを知らざりしなり。
(чүнки Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки улар қорқунучқа чөмүп кәткән еди).
7 かくて雲おこり、彼らを覆ふ。雲より聲 出づ『これは我が愛しむ子なり、汝ら之に聽け』
Туюқсиз бир парчә булут уларни қапливалди вә булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур; униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
8 弟子たち急ぎ見囘すに、イエスと己らとの他には、はや誰も見えざりき。
Улар лаппидә әтрапиға қаришивиди, лекин йәнә һеч кимни көрмиди, өз йенида пәқәт Әйсанила көрди.
9 山をくだる時、イエス彼らに、人の子の、死人の中より甦へるまでは、見しことを誰にも語るなと戒め給ふ。
Улар тағдин чүшүватқанда, Әйса уларға, Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни әмир қилип тапилиди.
10 彼ら此の言を心にとめ『死人の中より甦へる』とは、如何なる事ぞと互に論じ合ふ。
Улар униң бу сөзини көңлигә пүкүп, «өлүмдин тирилиш» дегәнниң зади немә екәнлиги һәққидә өз ара мулаһизиләшти.
11 かくてイエスに問ひて言ふ『學者たちは、何 故エリヤまづ來るべしと言ふか』
Улар униңдин йәнә: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс [пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин] авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
12 イエス言ひ給ふ『實にエリヤ先づ來りて、萬の事をあらたむ。さらば人の子につき、多くの苦難を受け、かつ蔑せらるる事の録されたるは何ぞや。
У уларға җававән: — Иляс [пәйғәмбәр] дәрвәқә [Мәсиһтин] авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду; әнди немишкә муқәддәс язмиларда Инсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән?
13 されど我なんぢらに告ぐ、エリヤは既に來れり。然るに彼に就きて録されたる如く、人々 心のままに之を待へり』
Лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс [пәйғәмбәр] дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди.
14 相 共に弟子たちの許に來りて、大なる群衆の之を環り、學者たちの之と論じゐたるを見 給ふ。
Улар мухлисларниң йениға қайтип барғинида, зор бир топ адәмләрниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир нәччә Тәврат устазлириниң улар билән муназирә қилишиватқанлиғини көрди.
15 群衆みなイエスを見るや否や、いたく驚き、御許に走り往きて禮をなせり。
Уни көргән пүтүн халайиқ интайин һәйран болушти вә жүгүрүп келип униң билән саламлашти.
16 イエス問ひ給ふ『なんぢら何を彼らと論ずるか』
У улардин: — Улар билән немә тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр, — дәп сориди.
17 群衆のうちの一人こたふ『師よ、唖の靈に憑かれたる我が子を御許に連れ來れり。
Халайиқтин бирәйлән униңға: — Устаз, мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим, чүнки униңға гача қилғучи бир роһ чаплишивалған.
18 靈いづこにても彼に憑けば、痙攣け泡をふき、齒をくひしばり、而して痩せ衰ふ。御弟子たちに之を逐ひ出すことを請ひたれど能はざりき』
Һәр қетим роһ уни чирмивалса, уни тартиштуруп жиқитиду, шуниң билән балиниң ағзи көпүклишип, чишлири киришип кетиду; қақшал болуп қалиду. Мухлислириңдин җинни һайдивәткәйсиләр дәп тилидим, бирақ улар қилалмиди, — деди.
19 ここに彼らに言ひ給ふ『ああ信なき代なるかな、我いつまで汝らと偕にをらん、何時まで汝らを忍ばん。その子を我が許に連れきたれ』
У җававән: — Әй етиқатсиз дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
20 乃ち連れきたる。彼イエスを見しとき、靈ただちに之を痙攣けたれば、地に倒れ、泡をふきて轉び廻る。
Улар балини униң алдиға елип кәлди. Әйсани көрүш биләнла роһ балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көпүк чиққан пети йәрдә жумилап кәтти.
21 イエスその父に問ひ給ふ『いつの頃より斯くなりしか』父いふ『をさなき時よりなり。
У балиниң атисидин: — Бу иш бешиға кәлгинигә қанчә узун болди? — дәп сориди. У: — Кичигидин тартип шундақ,
22 靈しばしば彼を火のなか水の中に投げ入れて亡さんとせり。されど汝なにか爲し得ば、我らを憫みて助け給へ』
җин уни һалак қилиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Әнди бир амал қилалисаң, бизгә ич ағритип шапаәт қилғайсән! — деди.
23 イエス言ひたまふ『爲し得ばと言ふか、信ずる者には、凡ての事なし得らるるなり』
Әйса униңға: — «Қилалисаң!» дәйсәнғу! Ишәштә болған адәмгә һәммә иш мүмкиндур! — деди.
24 その子の父ただちに叫びて言ふ『われ信ず、信仰なき我を助け給へ』
Балиниң атиси дәрһал: — Мән ишинимән; ишәшсизлигимгә мәдәт қилғайсән! — деди жиғлап нида қилип.
25 イエス群衆の走り集るを見て、穢れし靈を禁めて言ひたまふ『唖にて耳聾なる靈よ、我なんぢに命ず、この子より出でよ、重ねて入るな』
Әнди Әйса көпчиликниң жүгүрүшүп кәлгәнлигини көрүп, һелиқи напак роһқа тәнбиһ берип: — Әй адәмни гас вә гача қилғучи роһ! Буйруқ қилимәнки, униңдин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди.
26 靈さけびて甚だしく痙攣けさせて出でしに、その子、死人の如くなりたれば、多くの者これを死にたりと言ふ。
Шу һаман җин бир чирқириди-дә, балини дәһшәтлик тартиштуруп, униңдин чиқип кәтти. Бала өлүктәк йетип қалди, халайиқниң көпинчиси «У өлди!» дейишти.
27 イエスその手を執りて起し給へば立てり。
Лекин Әйса балини қолидин тутуп йөлиди, бала орнидин турди.
28 イエス家に入り給ひしとき、弟子たち竊に問ふ『我等いかなれば逐ひ出し得ざりしか』
Әйса өйгә киргәндин кейин, мухлислири униң билән ялғуз қалғанда униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдиветәлмидуқ? — дәп сорашти.
29 答へ給ふ『この類は祈に由らざれば、如何にすとも出でざるなり』
У уларға: — Бу хил [җин] дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас, — деди.
30 此處を去りてガリラヤを過ぐ。イエス人の此の事を知るを欲し給はず。
Улар шу йәрдин айрилип, Галилийәдин өтүп кетивататти. Бирақ у буни һеч кимниң билишини халимайтти.
31 これは弟子たちに教をなし、かつ『人の子は人々の手にわたされ、人々これを殺し、殺されて三日ののち甦へるべし』と言ひ給ふが故なり。
Чүнки у мухлислириға: — Инсаноғли инсанларниң қолиға тапшурулуп, улар уни өлтүриду. Өлтүрүлүп үч күндин кейин у тирилиду, — дегән тәлимни беривататти.
32 弟子たちはその言を悟らず、また問ふ事を恐れたり。
Лекин [мухлислар] бу сөзни чүшәнмиди һәмдә униңдин сорашқиму петиналмиди.
33 かくてカペナウムに到る。イエス家に入りて弟子たちに問ひ給ふ『なんぢら途すがら何を論ぜしか』
У КәпәрНаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә у улардин: — Йолда немә тоғрисида мулаһизиләштиңлар? — дәп сориди.
34 弟子たち默然たり、これは途すがら、誰か大ならんと、互に爭ひたるに因る。
Лекин улар шүк турди, чүнки улар йолда қайсимиз әң улуқ дәп бир-бири билән мулаһизиләшкән еди.
35 イエス坐して十二 弟子を呼び、之に言ひたまふ『人もし頭たらんと思はば、凡ての人の後となり、凡ての人の役者となるべし』
У олтирип, он иккәйләнни йениға чақирип, уларға: — Ким биринчи болушни истигән болса, шу һәммәйләнниң әң ахирқиси вә һәммәйләнниң хизмәткари болсун, — деди.
36 かくてイエス幼兒をとりて彼らの中におき、之を抱きて言ひ給ふ、
Андин у кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди:
37 『おほよそ我が名のために斯かる幼兒の一人を受くる者は、我を受くるなり。我を受くる者は、我を受くるにあらず、我を遣しし者を受くるなり』
— Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду. Ким мени қобул қилса, у мени әмәс, бәлки мени әвәткүчини қобул қилған болиду.
38 ヨハネ言ふ『師よ、我らに從はぬ者の、御名によりて惡鬼を逐ひ出すを見しが、我らに從はぬ故に、之を止めたり』
Юһанна униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшкәнләрдин болмиғачқа, уни тостуқ, — деди.
39 イエス言ひたまふ『止むな、我が名のために能力ある業をおこなひ、俄に我を譏り得る者なし。
Лекин Әйса: — Уни тосмаңлар. Чүнки мениң намим билән бир мөҗизә яратқан бириси арқидинла мениң үстүмдин яман гәп қилиши мүмкин әмәс.
40 我らに逆はぬ者は、我らに附く者なり。
Чүнки бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур.
41 キリストの者たるによりて、汝らに一杯の水を飮まする者は、我まことに汝らに告ぐ、必ずその報を失はざるべし。
Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Мәсиһкә мәнсуп болғанлиғиңлар үчүн, мениң намимда силәргә һәтта бирәр пиялә су бәргән кишиму өз инъамиға еришмәй қалмайду.
42 また我を信ずる此の小き者の一人を躓かする者は、寧ろ大なる碾臼を頸に懸けられて、海に投げ入れられんかた勝れり。
Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
43 もし汝の手なんぢを躓かせば、之を切り去れ、不具にて生命に入るは、兩手ありてゲヘナの消えぬ火に往くよりも勝るなり。 (Geenna g1067)
Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna g1067)
44 [なし]
Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
45 もし汝の足なんぢを躓かせば、之を切り去れ、蹇跛にて生命に入るは、兩足ありてゲヘナに投げ入れらるるよりも勝るなり。 (Geenna g1067)
Әгәр әнди путуң сени [гунаға] путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл. (Geenna g1067)
46 [なし]
Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
47 もし汝の眼なんぢを躓かせば、之を拔き出せ、片眼にて神の國に入るは、兩眼ありてゲヘナに投げ入れらるるよりも勝るなり。 (Geenna g1067)
Әгәр көзүң сени [гунаға] путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишалиғиға киргиниң әвзәл. (Geenna g1067)
48 「彼處にては、その蛆つきず、火も消えぬなり」
Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
49 それ人はみな火をもて鹽つけらるべし。
Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду.
50 鹽は善きものなり、されど鹽もし其の鹽 氣を失はば、何をもて之に味つけん。汝ら心の中に鹽を保ち、かつ互に和ぐべし』
Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар.

< マルコの福音書 9 >