< ヨシュア記 3 >

1 ヨシユア朝はやく起いでてイスラエルの人々とともにシツテムを打發てヨルダンにゆき之を濟らずして其處に宿りぬ
Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп, пүткүл Исраил билән Шиттимдин айрилип Иордан дәриясиға кәлди; улар дәриядин өткичә шу йәрдә баргаһ тикип турди.
2 斯て三日の後有司ら陣營の中をめぐり
Үч күн тошуп, сәрдарлар чедиргаһтин өтүп,
3 民に命じて曰ふ汝ら祭司等レビ人がなんぢらの神ヱホバの契約の櫃を舁出すを見ば其處を發出てその後に從がへ
хәлиққә әмир қилип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғини, йәни Лавийларниң уни көтирип маңғинини көргән һаман, турған орнуңлардин қозғилип, әһдә сандуғиниң кәйнидин әгишип меңиңлар.
4 されど汝らとその櫃との間には量りて凡そ二千キユビト許の隔離あるべし之に近づく勿れなんぢらその行べき途を知んためなり汝らは未だこの途を經しことなかりき
Лекин униң билән силәрниң арилиғиңларда икки миң гәз арилиқ қалсун; қайси йол билән маңидиғиниңларни билишиңлар үчүн, униңға йеқинлашмаңлар; чүнки силәр илгири мошу йол билән меңип бақмиғансиләр, — деди.
5 ヨシユアまた民に言ふ汝ら身を潔めよヱホバ明日なんぢらの中に妙なる事を行ひたまふべしと
Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларни пак-муқәддәс қилиңлар, чүнки әтә Пәрвәрдигар араңларда мөҗизә-карамәтләрни көрситиду, — деди.
6 ヨシユア祭司等に告ていふ契約の櫃を舁き民に先だちて濟れと則ち契約の櫃を舁き民に先だちて進めり
Андин Йәшуа каһинларға: — Әһдә сандуғини көтирип хәлиқниң алдида дәриядин өтүңлар, дәп буйрувиди, улар әһдә сандуғини елип хәлиқниң алдида маңди.
7 ヱホバ、ヨシユアに言たまひけるは今日よりして我イスラエルの衆の目の前に汝を尊くし我がモーセと偕にありし如く汝と偕にあることを之に知せん
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Һәммә Исраилниң Мениң Муса билән биллә болғинимдәк, сениң биләнму биллә болидиғанлиғимни билиши үчүн бүгүндин етиварән сени уларниң нәзиридә чоң қилимән.
8 なんぢ契約の櫃を舁ところの祭司等に命じて言へ汝らヨルダンの水際にゆかばヨルダンにいりて立べしと
Әнди сән әһдә сандуғини көтәргән каһинларға: — Силәр Иордан дәриясиниң сүйиниң бойиға йетип кәлгәндә, Иордан дәрияси ичидә туруңлар, — дегин, — деди.
9 ヨシユアでイスラエルの人々にむかひて汝ら此に近づき汝らの神ヱホバの言を聽けと
Йәшуа Исраилларға: — Бу яққа келиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң сөзини аңлаңлар, деди.
10 而してヨシユア語りけらく活神なんぢらの中に在してカナン人ヘテ人ヒビ人ペリジ人ギルガジ人アモリ人ヱブス人を汝らの前より必ず逐はらひたまふべきを左の事によりてなんぢら知るべし
Андин Йәшуа: — Мана, силәр шу иш арқилиқ мәңгүлүк һаят Тәңриниң араңларда екәнлигини, шундақла Униң силәрниң алдиңлардин Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни һайдиветидиғанлиғини билисиләр — пүткүл йәр-зиминниң егисиниң әһдә сандуғи силәрниң алдиңларда Иордан дәрияси ичидин өткүзүлиду.
11 視よ全地の主の契約の櫃なんぢらに先だちてヨルダンにすすみ入る
12 然ば今イスラエルの支派の中より支派ごとに一人づつ合せて十二人を擧よ
әнди Исраилниң қәбилилиридин он икки адәмни таллаңлар, һәр қайси қәбилидин бирдин болсун;
13 全地の主ヱホバの櫃を舁ところの祭司等の足の蹠ヨルダンの水の中に踏とどまらばヨルダンの水上より流れくだる水きれとどまり立てうづだかくならん
шундақ болидуки, пүткүл йәр-зиминниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң тапини Иордан дәриясиниң сүйигә тәккәндә, Иордан дәриясиниң сүйи, йәни баш еқинидин еқип кәлгән сулар үзүп ташлинип, дәрия көтирилип дөң болиду, — деди.
14 かくて民はヨルダンを濟らんとてその幕屋を立出祭司等は契約の櫃を舁て之に先だちゆく
Әнди шундақ болдики, хәлиқ чедирлиридин чиқип Иордан дәриясидин өтмәкчи болғанда, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар хәлиқниң алдида маңди;
15 抑々ヨルダンは収穫の頃には絶ずその岸にことごとく溢るるなれど櫃を舁く者等ヨルダンに到り櫃を舁ける祭司等の足水際に浸ると斉しく
әһдә сандуғини көтәргүчиләр Иордан дәриясиға йетип келип, путлири суға тегиши биләнла (орма вақтида Иордан дәриясиниң сүйи дәрияниң икки қирғиқидин тешип чиқиду),
16 上より流れくだる水止まりて遥に遠き處まで涸れザレタンに近きアダム邑の邊にて積り起て堆かくなりアラバの海すなはち鹽海の方に流れくだる水まつたく截止りたれば民ヱリコにむかひて直に濟れり
жуқури еқиндики сулар хелә жирақтила, Зарәтанниң йенидики Адәм шәһириниң йенида тохтап, дөң болди; Арабаһ түзләңлиги бойидики деңизға, йәни «Шор Деңизи»ға еқип чүшүватқан кейинки еқими үзүлүп қалди; хәлиқ болса Йерихо шәһириниң удулидин [дәриядин] өтүп маңди.
17 即ちヱホバの契約の櫃を舁る祭司等ヨルダンの中の乾ける地に堅く立をりてイスラエル人みな乾ける地を渉りゆき遂に民ことごとくヨルダンを濟りつくせり
Пүткүл Исраил қуруқ йәрни дәссәп, барлиқ хәлиқ Иордан дәриясидин пүтүнләй өтүп болғичилик, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида қуруқ йәрдә мәзмут турди.

< ヨシュア記 3 >