< エレミヤ書 8 >

1 ヱホバいひたまふその時人ユダの王等の骨とその牧伯等の骨と祭司の骨と預言者の骨とヱルサレムの民の骨をその墓よりほりいだし
Шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Йәһуданиң падишалириниң устиханлирини, уларниң әмирлириниң устиханлирини, каһинларниң устиханлирини, пәйғәмбәрләрниң устиханлирини вә Йерусалимда турғанларниң устиханлирини гөрлиридин елип чиқириду;
2 彼等の愛し奉へ從ひ求め且祭れるところの日と月と天の衆群の前にこれを曝すべし其骨はあつむる者なく葬る者なくして糞土のごとくに地の面にあらん
шундақ қилип улар буларни қуяш, ай вә асманлардики барлиқ җисимлар астида яйиду; чүнки улар буларни сөйгән, буларниң қуллуғида болған, буларға әгәшкән, буларни издигән, буларға чоқунған; уларниң җәсәтлири бир йәргә һеч жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар зимин йүзидә оғут болуп ятиду.
3 この惡き民の中ののこれる餘遺の者すべてわが逐やりしところに餘れる者皆生るよりも死ぬることを願んと萬軍のヱホバ云たまふ
Мән булардин қалғанлирини һайдиған җайларда, бу рәзил җәмәттин барлиқ тирик қалғанлар һаятниң орниға маматни таллайду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
4 汝また彼らにヱホバかくいふと語るべし人もし仆るれば起きかへるにあらずやもし離るれば歸り來るにあらずや
Әнди сән уларға мундақ дегин: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адәмләр жиқилса қайтидин турмамду? Бириси йолдин чиқип кәтсә қайтип кәлмәмду?
5 何故にヱルサレムにをる此民は恒にわれを離れて歸らざるや彼らは詐僞をかたく執て歸ることを否めり
Немишкә Йерусалимдики бу хәлиқ һемишә йолдин чиқиш биләнла йенимдин жирақлап кетиду? Улар алдамчилиқни чиң тутиду, йенимға қайтип келишни рәт қилиду.
6 われ耳を側てて聽に彼らは善ことを云ず一人もその惡を悔いてわがなせし事は何ぞやといふ者なし彼らはみな戰場に馳入る馬のごとくにその途に歸るなり
Мән көңүл қоюп аңлидим; лекин улар дуруслуқни сөзлимәйду; уларниң рәзилликлиридин: «Мән зади немиләрни қилип қойдум?!» дәп товва қилидиған һеч ким йоқ; ат җәңгә бурулуп етилғандәк һәр бирси өз йолиға бурулуп етилиду.
7 天空の鶴はその定期を知り斑鳩と燕と鴈はそのきたる時を守るされど我民はヱホバの律法をしらざるなり
Һәтта асмандики ләйләкму өзигә бекитилгән вақтилирини билиду; пахтәк, қарлиғач вә турниларму көчүп келидиған вақтилирини есидә тутиду; леким Мениң хәлқим Мән Пәрвәрдигарниң уларға бекиткәнлиримни һеч билмәйду.
8 汝いかで我ら智慧ありわれらにはヱホバの律法ありといふことをえんや視よまことに書記の僞の筆之を僞とせり
Силәр қандақму: «Биз данадурмиз, Пәрвәрдигарниң Тәврат-қануни биздә бардур!» дәйсиләр? Мана, бәрһәқ, өлима-көчүргүчиләрниң ялғанчи қәлими уни бурмилиған.
9 智慧ある者は辱しめられまたあわてて執へらる視よ彼等ヱホバの言を棄たり彼ら何の智慧あらんや
Данишмәнләр хиҗил болиду, улар йәргә қарап қалди; мана, улар Пәрвәрдигарниң сөзини чәткә қаққандин кейин, уларда зади немә даналиқ қалиду?
10 故にわれその妻を他人にあたへ其田圃を他人に嗣しめん彼らは小さき者より大なる者にいたるまで皆貪婪者また預言者より祭司にいたるまで皆詭詐をなす者なればなり
Шуңа Мән уларниң аяллирини башқиларға, уларниң етизлирини йеңи егилиригә тапшуруп беримән; чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси сахта иш көриду.
11 彼ら我民の女の傷を淺く醫し平康からざる時に平康平康といへり
Улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
12 彼ら憎むべき事をなして恥辱らる然れど毫も恥ずまた恥を知らずこの故に彼らは仆るる者と偕に仆れんわが彼らを罰するときかれら躓くべしとヱホバいひたまふ
Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 ヱホバいひたまふ我彼らをことごとく滅さん葡萄の樹に葡萄なく無花果の樹に無花果なしその葉も槁れたり故にわれ殲滅者を彼らにつかはす.
Мән уларниң һосулини елип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; үзүм телида үзүмләр, әнҗир дәриғидә әнҗирләр һеч қалмиди; йопурмақлири солишип кәтти; Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду.
14 我ら何ぞ此にとどまるやあつまれよ我ら堅き城邑にゆきて其處に滅ん我儕ヱホバに罪を犯せしによりて我らの神ヱホバ我らを滅し毒なる水を飮せたまへばなり
«Биз немишкә мошу йәрдә бекар олтириверимиз? Жиғилайли, мустәһкәм шәһәрләргә кирип шу йәрләрдә [күрәш қилип] түгишәйли! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз бизни түгәштүрүп, бизгә өт сүйини бәрди; чүнки биз Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ.
15 われら平康を望めども善こと來らず慰めらるる時を望むにかへつて恐懼きたる
Аман-течлиқни үмүт қилип күтүп кәлдуқ, лекин һеч яхшилиқ болмиди; шипа вақтини күттуқ, лекин мана, вәһимә басти!
16 その馬の嘶はダンよりきこえこの地みなその強き馬の聲によりて震ふ彼らきたりて此地とその上にある者および邑とその中に住る者を食ふ
Дүшмән атлириниң хартилдашлири Дан зиминидин тартип аңланмақта; айғирлириниң кишнәшлири пүткүл зиминни қорқитип тәврәтмәктә. Улар зимин вә униңда туруватқан һәммини, шәһәрни вә униңда туруватқанларниң һәммисини йоқитишқа келиду!».
17 視よわれ呪詛のきかざる蛇蝮を汝らのうちに遣はさん是汝らを嚙べしとヱホバいひたまふ
— Мана, Мән араңларға иланларни, йәни һеч ким сеһирләлмәйдиған зәһәрлик иланларни әвәтимән, улар силәрни чақиду» — дәйду Пәрвәрдигар.
18 嗚呼われ憂ふいかにして慰藉をえんや我衷の心惱む
[Мән]: «Мениң дәрд-әлимим давалиғусиз! Жүригим зәйиплишип кәтти!» — [дедим].
19 みよ遠き國より我民の女の聲ありていふヱホバはシオンに在さざるか其王はその中に在ざるかと(ヱホバいひたまふ)彼らは何故にその偶像と異邦の虛き物をもて我を怒らせしやと
«Мана, хәлқимниң қизиниң интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси! [Улар] — «Пәрвәрдигар Зионда әмәсму? Зионниң падишаси у йәрдә турмамду?!» — [дәйду]». «Немишкә әнди улар Мени ойма мәбудлири билән, әрзимәс ят нәрсиләр билән ғәзәпләндүриду?!»
20 收穫の時は過ぎ夏もはや畢りぬされど我らはいまだ救はれず
— «Орма вақти өтүп кәтти, яз түгиди, лекин биз болсақ йәнила қутқузулмидуқ!»
21 我民の女の傷によりて我も傷み且悲しむ恐懼我に迫れり
«Хәлқимниң қизиниң сунуқ яриси түпәйлидин өзүм сунуқмән; матәм тутимән; Дәккә-дүккә мени бесивалди, —
22 ギレアデに乳香あるにあらずや彼處に醫者あるにあらずやいかにして我民の女はいやされざるや
Гилеадта тутия тепилмамдикән? У йәрдә тевип йоқмикән? Немишкә әнди мениң хәлқимниң қизиға дава тепилмайду?!».

< エレミヤ書 8 >