< エレミヤ書 34 >
1 バビロンの王ネブカデネザルその全軍および己の手の下に屬するところの地の列國の人および諸の民を率てヱルサレムとその諸邑を攻めて戰ふ時ヱホバの言ヱレミヤに臨みていふ
Бабил падишаси Небоқаднәсар, пүтүн қошуни вә һөкүмранлиғиға беқинған барлиқ падишалиқлар вә әлләрниң һәммиси Йерусалимға вә униң әтрапидики барлиқ шәһәрләргә җәң қилған вақтида, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: —
2 イスラエルの神ヱホバかくいふ汝ゆきてユダの王ゼデキヤに告ていふべしヱホバかくいひたまふ視よわれ此邑をバビロン王の手に付さん彼火をもてこれを焚べし
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зәдәкияниң йениға берип униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән, у униңға от қоюп көйдүриветиду.
3 汝はその手を脱れず必ず擒へられてこれが手に付されん汝の目はバビロン王の目をみ又かれの口は汝の口と語ふべし汝はバビロンにゆくにいたらん
Сән болсаң, униң қолидин қачалмайсән; бәлки сән тутулуп униң қолиға тапшурулисән; сениң көзлириң Бабил падишасиниң көзлиригә қарайду, униң билән йүз туранә сөзлишисән вә сән Бабилға сүргүн болуп кетисән.
4 然どユダの王ゼデキヤよヱホバの言をきけヱホバ汝の事につきてかくいひたまふ汝は劍に死じ
Лекин, и Йәһуда падишаси Зәдәкия, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Пәрвәрдигар сениң туғраңда мундақ дәйду: — Сән қилич билән өлмәйсән;
5 汝は安らかに死なん民は汝の先祖たる汝の先の王等の爲に香を焚しごとく汝のためにも香を焚き且汝のために嘆て嗚呼主よといはん我この言をいふとヱホバいひたまふ
сән аман-течлиқта өлисән; ата-бовилириң болған өзүңдин илгәрки падишалар үчүн матәм тутуп хушбуй яққандәк улар охшашла сән үчүнму [хушбуй] яқиду; улар сән үчүн: «Аһ, шаһим!» дәп матәм тутиду; чүнки Мән шундақ вәдә қилғанмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
6 預言者エレミヤすなはち此言をことごとくヱルサレムにてユダの王ゼデキヤにつげたり
Андин Йәрәмия пәйғәмбәр бу сөзләрниң һәммисини Йәһуда падишаси Зәдәкияға Йерусалимда ейтти.
7 時にバビロン王の軍勢はヱルサレムおよび存れるユダの諸の邑を攻めラキシとアゼカを攻て戰ひをる其はユダの諸邑のうちに是等の城の邑尚存りゐたればなり
Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимда вә Йәһудадики қалған шәһәрләрдә, йәни Лақишта вә Азикаһта җәң қиливататти; чүнки Йәһудадики мустәһкәм шәһәрләр арисидин пәқәт буларла ишғал болмиған еди.
8 ゼデキヤ王ヱルサレムに居る諸の民と契約を立てて彼らに釋放の事を宣示せし後ヱホバの言ヱレミヤに臨めり
Падиша Зәдәкия [қуллиримизға] азатлиқ җакалайли дәп Йерусалимдикиләрниң һәммиси билән әһдини кесип түзгәндин кейин, Пәрвәрдигардин төвәндики бу сөз Йәрәмияға кәлди
9 その契約はすなはち人をしておのおの其僕婢なるヘブルの男女を釋たしめその兄弟なるユダヤ人を奴隸となさざらしむる者なりき
(әһдә бойичә һәр бири өз ибраний қуллирини, әр болсун, қиз-аял болсун, қоюветиши керәк еди; һеч қайсиси өз қериндиши болған Йәһудийни қуллуқта қалдурмаслиғи керәк еди.
10 この契約をなせし牧伯等とすべての民は人おのおのその僕婢を釋ちて再び之を奴隸となすべからずといふをききて遂にそれに聽したがひてこれを釋ちしが
Әһдигә қошулған барлиқ әмирләр вә барлиқ хәлиқ шуниңға, йәни һәр қайсимиз өз қули яки дедигини қоюветәйли, уларни қуллуқта қалдурувәрмәйли дегән сөзигә бойсунди. Улар бойсунуп уларни қоювәтти.
11 後に心をひるがへしてその釋ちし僕婢をひきかへりて再び之を伏從はしめて僕婢となせり
Лекин униңдин кейин улар бу йолдин йенип қоювәткән қул-дедәкләрни өзигә қайтурувалди. Улар буларни қайтидин мәҗбурий қул-дедәк қиливалди).
12 是故にヱホバの言ヱホバよりヱレミヤにのぞみて云
— Шу чағда Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 イスラエルの神ヱホバかくいふ我汝らの先祖をエジプトの地その奴隸たりし宅より導きいだせし時彼らと契約を立ていひけらく
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән ата-бовилириңларни Мисирниң зиминидин, йәни «қуллуқ өйи»дин чиқарғинимда, улар билән әһдә түзгән едим;
14 汝らの兄弟なるヘブル人の身を汝らに賣たる者をば七年の終に汝らおのおのこれを釋つべし彼六年汝につかへたらば之を釋つべしと然るに汝らの先祖等は我に聽ず亦その耳を傾けざりし
[шу әһдә бойичә] һәр бириңлар йәттинчи жилида силәргә өзини сатқан һәр қайси қериндишиңлар болған ибраний кишилирини қоюветишиңлар керәк; у қуллуғуңда алтә жил болғандин кейин, сән уни азатлиққа қоюветишиң керәк, дегән едим. Лекин ата-бовилириңлар буни аңлимай һеч қулақ салмиған.
15 然ど汝らは今日心をあらためておのおの其鄰人に釋放の事を示してわが目に正とみゆる事を行ひ且我名をもて稱へらるる室に於て我前に契約を立たり
Лекин силәр болсаңлар, [шу яман йолдин] йенип, көз алдимда дурус ишни көрүп, һәр бириңлар өз йеқиниға «азат бол» дәп җакалидиңлар, шуниңдәк Өз намим билән аталған өйдә әһдә түзүдиңлар;
16 然るに汝ら再び心をひるがへして我名を汚し各自釋ちて其心に任せしめたる僕婢をひき歸り再び之を伏從はしめて汝らの僕婢となせり
лекин силәр йәнә йенип Мениң намимға дағ кәлтүрүп, һәр бириңлар өз райиға қоювәткән қулни һәм ихтияриға қоювәткән дедәкни қайтурувелип қайтидин өзүңларға қул-дедәк болушқа мәҗбурлидиңлар.
17 この故にヱホバかくいひたまふ汝ら我に聽ておのおの其兄弟とその鄰に釋放の事を示さざりしによりて視よわれ汝らの爲に釋放を示して汝らを劍と饑饉と疫病にわたさん我汝らをして地の諸の國にて艱難をうけしむべし
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр маңа қулақ салмидиңлар, һәр бириңлар өз қериндишиңларға, һәр бириңлар өз йеқиниңларға азат болуңлар дәп һеч җакалимидиңлар; мана, Мән силәргә бир хил азатлиқни — йәни қиличқа, вабаға вә қәһәтчиликкә болған бир азатлиқни җакалаймән; силәрни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға бир вәһшәт басқучи қилимән.
18 ヱホバこれを云ふ犢を兩にさきて其二個の間を過り我前に契約をたてて却つて其言に從はずわが契約をやぶる人々
Шуниң билән Мән әһдәмни бузған, көз алдимда кесип түзгән әһдиниң сөзлиригә әмәл қилмиған кишиләрни болса, улар өзлири союп икки парчә қилип, оттурисидин өткән һелиқи мозайдәк қилимән;
19 即ち兩に分ちし犢の間を過りしユダの牧伯等ヱルサレムの牧伯等と寺人と祭司とこの地のすべての民を
Йәһуданиң әмирлири вә Йерусалимниң әмирлири, ордидики әләмдарлар, каһинлар, шуниңдәк мозайниң икки парчисиниң оттурисидин өткән барлиқ хәлиқни болса,
20 われ其敵の手とその生命を索る者の手に付さんその屍體は天空の鳥と野の獸の食物となるべし
Мән уларни дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; шуниң билән җәсәтлири асмандики учар-қанатларға вә зиминдики һайванларға озуқ болиду;
21 且われユダの王ゼデキヤとその牧伯等をその敵の手其生命を索むる者の手汝らを離れて去しバビロン王の軍勢の手に付さん
Йәһуда падишаси Зәдәкия вә униң әмирлириниму дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға, шундақла силәргә һуҗум қилиштин чикинип турған Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшуримән.
22 ヱホバいひたまふ視よ我彼らに命じて此邑に歸らしめん彼らこの邑を攻て戰ひ之を取り火をもて焚くべしわれユダの諸邑を住人なき荒地となさん
Мана, Мән әмир қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, вә улар бу шәһәр алдиға йәнә келиду; улар униңға һуҗум қилип от қоюп көйдүриветиду; вә Мән Йәһуданиң шәһәрлирини вәйранә, һеч адәмзатсиз қилимән.