< エレミヤ書 32 >
1 ユダの王ゼデキヤの十年即ちネブカデネザルの十八年の頃ヱホバの言ヱレミヤにのぞめり
Йәһуда падишаси Зәдәкияниң онинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз төвәндә хатириләнгән (шу жил Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили еди;
2 その時バビロンの軍勢ヱルサレムを攻環み居て預言者ヱレミヤはユダの王の室にある獄の庭の内に禁錮られたり
Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимни қоршувалған еди; Йәрәмия пәйғәмбәр болса Йәһуда падишасиниң ордисидики қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған еди.
3 ユダの王ゼデキヤ彼を禁錮ていひけるは汝何故に預言してヱホバかく云たまふといふや云く視よ我この邑をバビロン王の手に付さん彼之を取るべし
Чүнки Йәһуда падишаси Зәдәкия уни әйипләп: «Немишкә сән: «Мана, Мән бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уни ишғал қилиду; Йәһуда падишаси Зәдәкия калдийләрниң қолидин қечип қутулалмайду; чүнки у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулмай қалмайду; у униң билән йүз туранә сөзлишиду, өз көзи билән униң көзигә қарайду. У Зәдәкияни Бабилға апириду, у мән униңға йеқинлишип толуқ бир тәрәп қилғичә шу йәрдә туриду, дәйду Пәрвәрдигар; силәр калдийләр билән қаршилашсаңларму ғәлибә қилалмайсиләр! — дәйду Пәрвәрдигар» — дәп бешарәт берисән?» — дәп уни қамап қойған еди).
4 またユダの王ゼデキヤはカルデヤ人の手より脱れず必ずバビロン王の手に付され口と口とあひ語り目と目あひ觀るべし
5 彼ゼデキヤをバビロンに携きゆかんゼデキヤはわが彼を顧る時まで彼處に居んとヱホバいひたまふ汝らカルデヤ人と戰ふとも勝ことを得じと
Йәрәмия: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди — деди: —
7 みよ汝の叔父シヤルムの子ハナメル汝にきたりていはん汝アナトテに在るわが田地を買へそは之を贖ふ事は汝の分なればなりと
Мана, тағаң Шаллумниң оғли Һанамәәл йениңға келип: «Өзүң үчүн Анатоттики етизимни сетивал; чүнки уни сетивелишқа сениң һәмҗәмәтлик һоқуқуң бар» — дәйдиған болиду.
8 かくてヱホバの言のごとく我叔父の子ハナメル獄の庭にて我に來り云けるは願くは汝ベニヤミンの地のアナトテに在るわが田地を買へそは之を嗣ぎこれを贖ふことは汝の分なれば汝みつからこれを買ひとれとここに於てわれ此はヱホバの言なりと知りたれば
Андин Пәрвәрдигарниң дегинидәк тағамниң оғли Һанамәәл, қаравулларниң һойлисида йенимға келип маңа: «Биняминниң зиминидики мениң Анатоттики етизимни сетивалғайсән; чүнки һәмҗәмәт һоқуқи сениңкидур; өзүң үчүн сетивал» — деди; андин мән буниң һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәттим.
9 我叔父の子ハナメルがアナトテにもてる田地をかひて彼に銀十七シケルを稱てあたふ
Шуңа мән тағамниң оғли Һанамәәлдин Анатоттики бу етизни сетивалдим; пулни, йәни он йәттә шәкәл күмүчни гиргә селип өлчидим.
10 すなはち我その契劵を書てこれに封印し證人をたて權衡をもて銀を稱て與ふ
Мән тохтам хетигә имза қоюп, үстигә мөһүрни бесип печәтлидим; буниңға гувачиларни гува бәргүздум, күмүчни таразиға салдим;
11 而してわれその約定をのするところの封印せし買劵とその開きたるものを取り
тохтам хетини қолумға алдим, — бирисидә сода түзүми вә шәртлири хатирилинип печәтләнгән, йәнә бириси печәтләнмигән еди —
12 わが叔父の子ハナメルと買劵に印せし證人の前および獄の庭に坐するユダ人の前にてその買劵をマアセヤの子なるネリヤの子バルクに與へ
вә мән тағамниң оғли Һанамәәлниң көз алдида, бу сода хетигә имза қойған гувачилар вә қаравулларниң һойлисида олтарған Йәһудийларниң һәммиси алдида хәтләрни Маасеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурдум.
Уларниң алдида мән Баруққа мундақ тапилап дедим: —
14 萬軍のヱホバ、イスラエルの神かく云たまふ汝これらの契劵すなはち此買劵の封印せし者と開きたるものを取り之を瓦器の中に貯へて多くの日の間保たしめよ
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу хәтләрни, йәни печәтләнгән вә печәтләнмигән бу тохтам хәтлирини елип, булар узун вақитқичә сақлансун дәп сапал идиш ичигә салғин;
15 萬軍のヱホバ、イスラエルの神かくいひたまふそは此地に於て人復屋と田地と葡萄園を買ふにいたらんと
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Кәлгүсидә бу зиминда һәм өйләр, һәм етизлар, һәм үзүмзарлар қайтидин сетивелиниду.
16 われ買契をネリヤの子バルクに付せしのちヱホバに祈りて云ひけるは
Мән тохтам хетини Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурғандин кейин, Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ дедим: —
17 嗚呼主ヱホバよ汝はその大なる能力と伸たる腕をもて天と地を造りたまへり汝には爲す能はざるところなし
«Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Мана, Сән асман-зиминни Өзүңниң зор қудритиң вә созулған билигиң билән ясиғансән; Саңа һеч қандақ иш тәс әмәстур;
18 汝は恩寵を千萬人に施し又父の罪をその後の子孫の懷に報いたまふ汝は大なる全能の神にいまして其名は萬軍のヱホバとまうすなり
Сән миңлиған кишиләргә рәһим-шәпқәт көрситисән һәмдә атиларниң қәбиһлигиниң җазасиниму кейин балилириниң қойниға қайтурисән; аһ Сән улуқ, Қудрәт Егиси Тәңридурсән — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Сениң намиңдур;
19 汝の謀略は大なり汝は事をなすに能あり汝の目は人のこどもらの諸の途を鑒はしおのおのの行に循ひその行爲の果によりて之に報いたまふ
ой-нишанлириңда улуқ, қилған ишлириңда қудрәтликсән; көзлириң билән инсан балилириниң өз йоллири вә қилғанлириниң мевиси бойичә һәр биригә [инам яки җаза] қайтуруш үчүн, уларниң барлиқ йоллирини көзлигүчидурсән;
20 汝休徴と奇跡をエジプトの地に行ひたまひて今日にまでいたるまたイスラエルと他の民の中にも然りかくして今日のごとくに汝の名を揚たまへり
— Сән бүгүнки күнгичә Мисир зиминида, Исраил ичидә һәм барлиқ инсанлар арисида мөҗизилик аламәтләрни һәм карамәтләрни аян қилип кәлгәнсән; шуңлашқа бүгүнгичә Сениң намиң еғиздин-еғизға тарқилип кәлмәктә.
21 汝は休徴と奇跡と強き手と伸たる腕と大なる怖しき事をもて汝の民イスラエルをエジプトの地より導きいだし
Сән мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр қудрәтлик қолуң, созулған билигиң вә дәһшәтлик вәһшәт арқилиқ Өз хәлқиң Исраилни Мисир зиминидин чиқарғансән;
22 この地を彼らにたまへり是即ち汝がかれらの先祖等に與へんと誓ひたまひし乳と蜜の流るる地なり
Сән уларға ата-бовилириға тәқдим қилимән дәп қәсәм қилған, сүт һәм бал еқип туридиған бу зиминни тәқдим қилғансән.
23 彼等すなはち入てこれを獲たりしかども汝の聲に遵はず汝の例典を行はず凡て汝がなせと命じたまひし事を爲ざりしによりて汝この災を其上にくだらしむ
Улар дәрвәқә зиминға кирип униңға егә болған; лекин улар Сениң авазиңға қулақ салмиған, Тәврат-қанунуңда маңмиған; уларға әмир қилғанларниң һеч қайсисиға әмәл қилмиған; шуңа Сән бу күлпәтләрниң һәммисини уларниң бешиға чүшүргәнсән.
24 みよ壘成れり是この邑を取んとて來れるなり劍と饑饉と疫病のためにこの邑は之を攻むるカルデヤ人の手に付さる汝のいひたまひしことば旣に成れり汝之を見たまふなり
Мана, шәһәрни бесип кириш үчүн сепилға селип чиқирилған дөңлүк-потәйләргә қариғайсән! Қилич, қәһәтчилик вә ваба түпәйлидин шәһәр һуҗум қиливатқан калдийләрниң қолиға тапшурулмай қалмайду; Сән алдин-ала ейтқиниң һазир әмәлгә ашурулди; мана, Өзүң көрисән.
25 主ヱホバよ汝われに銀をもて田地を買へ證人を立よといひたまへり然るにこの邑はカルデヤ人の手に付さる
Лекин Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, гәрчә шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулидиған болсиму, маңа: «Өзүң үчүн етизни күмүчкә сетивал вә буни гувачиларға көргүзгин!?» — дедиң».
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
27 みよ我はヱホバなりすべて血氣ある者の神なり我に爲す能はざるところあらんや
Мана, Мән Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң Худасидурмән; Маңа тәс чүшидиған бирәр иш бармиду?
28 故にヱホバかくいふ視よわれ此邑をカルデヤ人の手とバビロンの王ネブカデネザルの手に付さん彼これを取るべし
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәрни калдийләрниң қолиға вә Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән; улар уни егиливалиду.
29 この邑を攻るところのカルデヤ人きたり火をこの邑に放ちて之を焚ん屋蓋のうへにて人がバアルに香を焚き他の神に酒をそそぎて我を怒らせしその屋をも彼ら亦焚ん
Бу шәһәргә һуҗум қиливатқан калдийләр униңға бесип кирип от қоюп уни көйдүриветиду; улар шәһәрдикиләрниң өйлириниму көйдүриветиду; улар бу өйләрниң өгүзлири үстидә Мени ғәзәпләндүрүп Баалға исриқ яққан, ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйған.
30 そはイスラエルの子孫とユダの子孫はその幼少時よりわが前に惡き事のみをなしまたイスラエルの民はその手の作爲をもて我をいからする事のみをなしたればなりヱホバ之をいふ
Чүнки Исраиллар вә Йәһудалар яшлиғидин тартип көз алдимда пәқәт рәзилликла қилип кәлмәктә; Исраиллар пәқәтла өз қоллири ясиғанлар билән ғәзивимни қозғиғандин башқа иш қилмиған, — дәйду Пәрвәрдигар.
31 此邑はその建し日より今日にいたるまで我震怒を惹き我憤恨をおこすところの者なれば我前よりわれ之を除かんとするなり
Чүнки бу шәһәр қурулған күнидин тартип бүгүнки күнгичә Мениң ғәзивим вә қәһримни шундақ қозғиғучи болуп кәлдики, Мән уни Өз йүзүм алдидин йоқатмисам болмайду.
32 こはイスラエルの民とユダの民諸の惡を行ひて我を怒らせしによりてなり彼らその王等その牧伯等その祭司その預言者およびユダの人々とヱルサレムに住る者皆然なせり
Исраиллар вә Йәһудалар — улар вә уларниң падишалири, әмирлири каһинлири, пәйғәмбәрлири, Йәһуда адәмлири вә Йерусалимда туруватқанларниң мени ғәзәпләндүргән барлиқ рәзиллиги түпәйлидин [шәһәрни йоқитимән].
33 彼ら背を我にむけて面を我にむけずわれ彼らををしへ頻に敎ふれどもかれらは敎をきかずしてうけざるなり
Улар Маңа йүзини қаратқан әмәс, бәлки Маңа арқисини қилип тәтүр қариған; гәрчә Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларға үгәткән болсамму, улар аңлимай тәлим-тәрбийини қобул қилишни рәт қилған.
34 彼らは憎むべき物をわが名をもて稱へらるる室にたてて之を汚し
Улар Өз намим билән аталған өйдә жиркиничлик бутлирини селип уни булғиған;
35 又ベンヒンノムの谷にあるバアルの崇邱を築きその子女をモロクに献げたりわれは彼らにこの憎むべきことを行ひてユダに罪を犯さしむることを命ぜず斯る事は我心におこらざりしなり
улар өз оғул-қизлирини оттин өткүзүп «Моләк»кә атап қурбанлиқ қилиш үчүн «Һинномниң оғлиниң җилғиси»дики, Баалға беғишланған «жуқури җайлар»ни қуруп чиққан; Мән уларниң бундақ иш қилишини зади буйруп бақмиғанмән; уларниң Йәһудани гунаға патқузуп, мошундақ ләнәтлик иш қилсун дегән ой-нийәттә һеч қачан болуп бақмиғанмән.
36 いまイスラエルの神ヱホバこの邑すなはち汝らが劍と饑饉と疫病のためにバビロン王の手に付されんといひしところの邑につきて斯いひたまふ
Силәр мошу шәһәр тоғрилиқ: «Дәрһәқиқәт, у қилич, қәһәтчилик вә ваба арқилиқ Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду!» — дәватисиләр; лекин Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мошу шәһәр тоғрилиқ һазир мундақ дәйду: —
37 みよわれ我震怒と憤恨と大なる怒をもて彼らを逐やりし諸の國より彼らを集め此處に導きかへりて安然に居らしめん
Мана Мән, Мән уларни ғәзивим, қәһрим вә зор аччиғим билән һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән; Мән уларни қайтидин мошу йәргә епкелимән, уларни аман-течлиқта турғузимән.
Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
39 われ彼らに一の心と一の途をあたへて常に我を畏れしめんこは彼らと其子孫とに福をえせしめん爲なり
Мән улар вә улардин кейин болған балилирини барлиқ күнлиридә Мәндин әйминип яхшилиқ көрсун дәп, уларға бир қәлб, бир йолни ата қилимән.
40 われ彼らを棄ずして恩を施すべしといふ永遠の契約をかれらにたて我を畏るるの畏をかれらの心におきて我を離れざらしめん
Мән уларға илтипат қилиштин қолумни иккинчи үзмәслигим үчүн улар билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән; уларниң қайтидин йенимдин чәтлимәслиги үчүн Мән қәлбигә қорқунучумни салимән.
41 われ悦びて彼らに恩を施し心を盡し精神をつくして誠に彼らを此地に植べし
Мән уларға яхшилиқ ата қилиштин һозур елип шатлинимән вә пүтүн қәлбим, пүтүн җеним билән уларни мошу зиминға тикип турғузимән!
42 ヱホバかくいひたまふわれ此諸の大なる災をこの民に降せしごとくわがかれらに言し諸の福を彼等に降さん
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән худди бу хәлиқниң бешиға бу дәһшәтлик күлпәтниң һәммисини чүшүргинимдәк, Мән улар тоғрилиқ вәдә қилған барлиқ бәхит-бәрикәтләрни уларниң үстигә чүшүримән;
43 人衆この地に田野を買はん是汝等が荒て人も畜もなきにいたりカルデヤ人の手に付されしといへる地なり
Силәр мошу зимин тоғрилиқ: «У вәйранә, адәмзатсиз вә һайванатсиздур; калдийләрниң қолиға тапшурулған!» дәйсиләр. Лекин кәлгүсидә униңда етизлар қайтидин сетивелиниду!
44 人衆ベニヤミンの地とヱルサレムの四周とユダの邑々と山の邑々と平地の邑々と南の方の邑々において銀をもて田野をかひ契劵を書きてこれに封印し又證人をたてんそは我かの俘囚者を歸らしむればなりとヱホバいひたまふ
Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида, Йәһуданиң шәһәрлиридә, [җәнуптики] тағлиқ шәһәрлиридә, ғәриптики «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, [Йәһуданиң] җәнубий баяванлиридики шәһәрләрдиму кишиләр қайтидин күмүчкә етизларни сетивалиду, тохтам хәтлиригә имза қойиду, мөһүрләп, гувачиларни гуваға һазир қилиду; чүнки Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән — дәйду Пәрвәрдигар.