< イザヤ書 42 >

1 わが扶くるわが僕わが心よろこぶわが撰人をみよ 我わが靈をかれにあたへたり かれ異邦人に道をしめすべし
Қараңлар, мана Мән йөләйдиған Өз қулумға! Җенимниң хошаллиғи болған Мениң таллиғиним; Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән, Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни йәткүзүп бериду.
2 かれは叫ぶことなく聲をあぐることなくその聲を街頭にきこえしめず
У нә вақирап-җақиримайду, нә чуқан көтәрмәйду нә авазини кочиларда аңлатмайду.
3 また傷める蘆ををることなくほのくらき燈火をけすことなく 眞理をもて道をしめさん
Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә, Янҗилған қомушни сундурмайду, Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;
4 かれは衰へず喪膽せずして道を地にたてをはらん もろもろの島はその法言をまちのぞむべし
Һөкүм-һәқиқәтни йәр йүзидә тиклимигичә, У һалсизланмайду, көңли янмайду; Аралларму униң пәрман-қанунини тәлмүрүп кутиду.
5 天をつくりてこれをのべ 地とそのうへの產物とをひらき そのうへの民に息をあたへ その中をあゆむものに靈をあたへたまふ神ヱホバかく言給ふ
Асманларни яритип уларни кәргән, Йәр-зиминни һәм униңдин чиққанларни яйған, Униңда туруватқан хәлиққә нәпәс, Униң үстидә меңиватқанларға роһ бәргүчи Тәңри Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
6 云くわれヱホバ公義をもてなんぢを召たり われなんぢの手をとり汝をまもり なんぢを民の契約とし異邦人のひかりとなし
Мәнки Пәрвәрдигар сени һәққанийлиқ билән шуниңға чақирғанмәнки, — Сениң қолуңни тутимән, Сени қоғдап сақлаймән, Һәм сени хәлиққә әһдә сүпитидә, Әлләргә бир нур қилип беримән;
7 而して瞽の目を開き俘囚を獄よりいだし 暗にすめるものを檻のうちより出さしめん
Қариғу көзләрни ечишқа, Зиндандин мәһбусларни, Түрмидә қараңғулуқ ичидә олтарғанларни қутқузушқа сени [әвәтимән].
8 われはヱホバなり是わが名なり 我はわが榮光をほかの者にあたへず わがほまれを偶像にあたへざるなり
Мән Пәрвәрдигардурмән; Мениң намим шудур; Шан-шәривимни башқа бирисигә, Маңа тәвә болған мәдһийини ойма мәбудларға бәрмәймән.
9 さきに預言せるところはや成れり 我また新しきことをつげん 事いまだ兆さざるさきに我まづなんぢらに聞せんと
Мана, алдинқи ишлар болса әмәлгә ашурулған; Силәргә йеңи ишларни җакалаймән; Улар техи йүз бәрмигичә, Мән уларни силәргә баян қилимән.
10 海にうかぶもの 海のなかに充るもの もろもろの島およびその民よ ヱホバにむかひて新しき歌をうたひ 地の極よりその頌美をたたへまつれ
— Пәрвәрдигарға йеңи нахша ейтиңлар, И деңизда жүргәнләр һәм униң ичидики һәммә мәвҗудатлар, Араллар һәм уларда турғанларму, Җаһанниң чәт-чәтлиридин Уни мәдһийиләңлар!
11 荒野とその中のもろもろの邑とケダル人のすめるもろもろの村里はこゑをあげよ セラの民はうたひて山のいただきよりよばはれ
Дала һәм униңдики шәһәрләр, Кедар қәбилисидикиләр турған кәнтләр авазини көтәрсун, Селадикиләр жуқури авазда нахша ейтсун, Тағларниң чоққилиридин тәнтәнә қилсун!
12 榮光をヱホバにかうぶらせ その頌美をもろもろの島にて語りつげよ
Улар Пәрвәрдигарни улуқлисун, Униң мәдһийилири араллардиму җакалансун.
13 ヱホバ勇士のごとく出たまふ また戰士のごとく熱心をおこし 聲をあげてよばはり大能をあらはして仇をせめ給はん
Пәрвәрдигар палвандәк чиқиду, Батур ләшкәрдәк отлуқ муһәббитини қозғайду; У вақирайду, бәрһәқ ширдәк һөкирәйду; Дүшмәнлири үстигә зор күч-қудритини көрситиду.
14 われ久しく聲をいださず默して己をおさへたり 今われ子をうまんとする婦人のごとく叫ばん 我いきづかしくかつ喘がん
— «Мән әбәдил-әбәт сүкүттә туруп кәлдим; Җим туруп өзүмни бесивелип кәлдим; Бирақ һазир толғиғи тутқан аялдәк инчиқлап товлаймән; Һәм һасираймән һәм иңраймән!
15 われ山と岡とをあらし且すべてその上の木草をからし もろもろの河を島としもろもろの池を涸さん
Мән тағларни һәм дөңләрни чөлдәритимән, Уларниң һәммә йешиллиқлирини қурутиветимән; Дәрияларни аралларға айландуруветимән; Көлчәкләрниму қағҗиритимән.
16 われ瞽者をその未だしらざる大路にゆかしめ その未だしらざる徑をふましめ 暗をその前に光となし 曲れるをその前になほくすべし 我これらの事をおこなひて彼らをすてじ
Қариғуларни өзи билмигән бир йол билән апирип қойимән, Уларни улар билмигән йолларда йетәкләймән; Уларниң алдида қараңғулуқни нур, Әгир-тоқай йәрләрни түптүз қилимән. Мән мошу ишларни қилмай қалмаймән, Улардин һеч ваз кәчмәймән.
17 刻みたる偶像にたのみ鑄たる偶像にむかひて汝等はわれらの神なりといふものは退けられて大に恥をうけん
Ойма мәбудларға таянғанлар, Қуйма мәбудларға: «Силәр илаһлиримиздур» дегәнләр болса, Улар йолдин яндурулмай қалмайду, Қаттиқ шәрмәндә қилиниду.
18 聾者よきけ 瞽者よ眼をそそぎてみよ
— «Аңлаңлар, и гаслар! Қариғулар, көрүш үчүн қараңлар!
19 瞽者はたれぞ わが僕にあらずや 誰かわがつかはせる使者の如き瞽者あらんや 誰かわが友の如きめしひあらんや 誰かヱホバの僕のごときめしひあらんや
Мениң қулумдин башқа йәнә ким қариғу? Мениң әвәткән «әлчим»дин башқа йәнә ким гас? Ким Мән билән әһдиләшкәндәк шунчә қариғуду? Ким Пәрвәрдигарниң қулидәк шунчә қариғуду?
20 汝おほくのことを見れども顧みず 耳をひらけども聞ざるなり
Сән нурғун ишларни көргиниң билән, Бирақ нәзириңгә һеч алмайсән; Униң қулиқи ечилғини билән, У аңлимайду».
21 ヱホバおのれ義なるがゆゑに大にしてたふとき律法をたまふをよろこび給へり
Пәрвәрдигар Өз һәққанийлиғи үчүн лайиқ көрдики, Тәврат-қанунини улуқ һәм шан-шәрәплик дәп көрсәтти.
22 然るにこの民はかすめられ奪はれて みな穴中にとらはれ獄のなかに閉こめらる 斯てその掠めらるるを助くる者なく その奪はれたるを償へといふ者なし
Бирақ шулар болса олҗа елинған һәм булаң-талаң қилинған бир хәлиқтур; Уларниң һәммиси ора-қапқанта тутулған, Гүндиханиларда қамилип ғайип болиду; Улар ғәниймәт болиду, Һеч ким қутқузмайду; Улар олҗа болиду, Һеч ким: «Қайтуруп бериш!» демәйду.
23 なんぢらのうち誰かこのことに耳をかたぶけん たれか心をもちゐて後のために之をきかん
Бирақ араңларда ким буниңға қулақ салсун? Ким буларни аңлап кәлгүси заманларға көңүл қойсун?
24 ヤコブを奪はせしものは誰ぞ かすむる者にイスラエルをわたしし者はたれぞ 是ヱホバにあらずや われらヱホバに罪ををかし その道をあゆまず その律法にしたがふことを好まざりき
Әнди ким Яқупни олҗа қилған? Ким Исраилни булаңчиларға тапшуруп бәргән? Буни қилғини болса, биз гуна қилип кәмситкән Пәрвәрдигар әмәсму? Чүнки улар Униң йоллирида меңишни халимайтти; Яки Униң қануниға итаәт қилмайтти.
25 この故にヱホバ烈しき怒をかたぶけ 猛きいくさをきたらせ その烈しきこと火の如く四圍にもゆれども彼しらず その身に焚せまれども心におかざりき
Шуңа У улар үстигә ғәзәп-қәһрини, Урушниң зораванлиғини төкүп чүшүрди; Булар униң әтрапиға от туташтурди; Бирақ у тонуп йәтмиди; Булар уни көйдүрди, бирақ у һеч савақ алмиди.

< イザヤ書 42 >