< 出エジプト記 4 >
1 モーセ對へていひけるは然ながら彼等我を信ぜず又わが言に聽したがはずして言んヱホバ汝にあらはれたまはずと
Муса җавап берип: — Мана, улар маңа ишәнмәй туруп, сөзүмгә қулақ салмайду, бәлки: «Пәрвәрдигар саңа көрүнмиди», дейиши мүмкин, деди.
2 ヱホバかれにいひたまひけるは汝の手にある者は何なるや彼いふ杖なり
Пәрвәрдигар униңға: — Қолуңдики бу немә? — дәп сориди. У: — Бу бир һаса, дәп җавап бәрди.
3 ヱホバいひたまひけるは其を地に擲よとすなはち之を地になぐるに蛇となりければモーセその前を避たり
У: — Уни йәргә ташла, деди. Уни йәргә ташливиди, у бир иланға айланди; Муса униң алдидин қачти.
4 ヱホバ、モーセにいひたまひけるは汝の手をのべて其尾を執れとすなはち手をのべて之を執ば手にいりて杖となる
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни узитип, уни қуйруғидин тут, девиди, у қолини узитип, уни тутти. У йәнә униң қолида һасиға айланди.
5 ヱホバいひたまふ是は彼らの先祖等の神アブラハムの神イサクの神ヤコブの神ヱホバの汝にあらはれたることを彼らに信ぜしめんためなり
[Пәрвәрдигар йәнә]: — Буниң билән улар ата-бовилириниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң саңа көрүнгинигә ишиниду, — деди.
6 ヱホバまたかれに言たまひけるは汝の手を懐に納よとすなはち手を懐にいれて之を出し見るにその手癩病を生じて雪のごとくなれり
Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Қолуңни қойнуңға салғин, девиди, у қолини қойниға селип чиқиривиди, мана, қоли песә-мохо кесилигә гириптар болуп қардәк ақирип кәтти.
7 ヱホバまた言たまひけるは汝の手をふたたび懐にいれよと彼すなはちふたたび其手を懐にいれて之を懐より出し見るに變りて他處の肌膚のごとくになる
Андин униңға: — Қолуңни йәнә қойнуңға салғин, девиди, қолини қойниға салди. Уни йәнә қойнидин чиқиривиди, мана, өз әксигә келип әтлириниң башқа йәрлиридәк болди.
8 ヱホバいひたまふ彼等もし汝を信ぜずまたその最初の徴の聲に聽從はざるならば後の徴の聲を信ぜん
Пәрвәрдигар йәнә: — Шундақ болидуки, әгәр улар саңа ишәнмәй, алдинқи мөҗизилик аламәтгә көңүлшимисә, улар иккинчи мөҗизилик аламәткә ишиниду.
9 彼らもし是ふたつの徴をも信ぜすして汝の言に聽從はざるならば汝河の水をとりて之を陸地にそそげ汝が河より取たる水陸地にて血となるべし
Һалбуки, улар бу икки мөҗизигә йәнила ишәнмисә вә я сөзүңгә қулақ салмиса, ундақта сән [Нил] дәриясиниң сүйидин елип, қуруқ йәргә төккин. Шуниң билән сән дәриядин алған су қуруқ йәр үстидә қанға айлиниду, деди.
10 モーセ、ヱホバにいひけるはわが主よ我は素言辭に敏き人にあらず汝が僕に語りたまへるに及びても猶しかり我は口重く舌重き者なり
Андин Муса Пәрвәрдигарға: — Әй Егәм, мән әслидинла гәпкә уста әмәстим, сән қулуңға сөз қилғандин кейинму йәнила шундақ; чүнки мән ағзим калва вә тилим еғир адәммән, — деди.
11 ヱホバかれにいひたまひけるは人の口を造る者は誰なるや唖者聾者目明者瞽者などを造る者は誰なるや我ヱホバなるにあらずや
Пәрвәрдигар униңға: — Ким инсанға еғиз бәргән? Ким адәмни гача яки гас, көргүчи яки кор қилған? Шундақ қилғучи Мән Пәрвәрдигар әмәсму?
12 然ば往けよ我なんぢの口にありて汝の言ふべきことを敎へん
Әнди сән барғин, Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә болимән, немә сөзләйдиғиниңни саңа үгитип туримән, — деди.
13 モーセいひけるはわが主よ願くは遣すべき者をつかはしたまへ
Лекин у: — Әй Егәм! Сәндин өтүнүп қалай, Сән [бу ишқа] халиған [башқа] бирисини әвәтип, шуниң қоли билән қилғин! — деди.
14 是においてヱホバ、モーセにむかひ怒を發していひたまひけるはレビ人アロンは汝の兄弟なるにあらずや我かれが言を善するを知るまた彼なんぢに遇んとていで來る彼汝を見る時心に喜ばん
Буни аңлап Пәрвәрдигарниң ғәзиви Мусаға тутишип: — Лавийлардин болған акаң Һарун бар әмәсму? Униң гәпни убдан қилалайдиғинини билимән. Мана, у әнди сениң алдиңға чиқишқа аллиқачан йолға чиқти; у сени көрсә, көңли толиму хуш болиду.
15 汝かれに語りて言をその口に授くべし我なんぢの口と彼の口にありて汝らの爲べき事を敎へん
Әнди дәйдиған гәпләрни униңға ейт; Мән Өзүм сениң ағзиң билән биллә вә униң ағзи билән биллә болимән, немә қилиш керәклигиңларни силәргә үгитимән.
16 彼なんぢに代て民に語らん彼は汝の口に代らん汝は彼のために神に代るべし
Һарун сениң орнуңда хәлиққә сөзләйду; шундақ болидуки, у саңа еғиз болиду, сән униңға Худадәк болисән.
17 なんぢこの杖を手に執り之をもて奇蹟をおこなふべし
Бу һасини қолуңға елип, униң билән шу мөҗизилик аламәтләрни көрситисән, — деди.
18 是においてモーセゆきてその妻の父ヱテロの許にかへりて之にいふ請ふ我をして往てわがエジプトにある兄弟等の所にかへらしめ彼等のなほ生ながらへをるや否を見さしめよヱテロ、モーセに安然に往くべしといふ
Шуниң билән Муса қейинатиси Йәтрониң қешиға йенип берип, униңға: — Маңа иҗазәт бәргәйла, Мисирдики қериндашлиримниң қешиға барай, улар һаятму, әмәсму көрүп келәй, деди. Йәтро Мусаға: — Аман-есән берип кәлгин, — деди.
19 爰にヱホバ、ミデアンにてモーセにいひたまひけるは往てエジプトにかへれ汝の生命をもとめし人は皆死たりと
Муса техи Мидияндики вақтида, Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Мисирға йенип барғин! Чүнки сениң җениңни истигән кишиләр өлүп кәтти, — деди.
20 モーセすなはちその妻と子等をとり之を驢馬に乗てエジプトの地にかへるモーセは神の杖を手に執り
Шуниң билән Муса аяли вә оғуллирини елип, уларни бир ешәккә миндүрүп, Мисир зиминиға беришқа йолға чиқти. Маңғанда Муса Худаниң һасисини алғач кәтти.
21 ヱホバ、モーセにいひたまひけるは汝エジプトにかへりゆける時はかならず我がなんぢの手に授けたるところの奇跡を悉くパロのまへにおこなふべし但し我かれの心を剛愎にすれば彼民を去しめざるべし
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисирға йенип барғиниңда сән агаһ бол, Мән қолуңға тапшурған барлиқ карамәтләрни Пирәвнниң алдида көрсәткин. Лекин Мән униң көңлини хәлиқни қоюп бәрмигидәк қаттиқ қилимән.
22 汝パロに言べしヱホバかく言ふイスラエルはわが子わが冢子なり
Сән Пирәвнгә: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраил Мениң оғлум, Мениң тунҗа оғлум болиду.
23 我なんぢにいふ我が子を去らしめて我に事ふることをえせしめよ汝もし彼をさらしむることを拒ば我なんぢの子なんぢの冢子を殺すべしと
Шуниң үчүн Мән саңа: Оғлумни Өзүмгә ибадәт қилишқа қоюп бәр, дедим. Униңға йол қоюшни рәт қилидиған болсаң, сениң тунҗа оғлуңни өлтүримән» — дегин, — деди.
24 モーセ途にある時ヱホバかれの宿所にて彼に遇てころさんとしたまひければ
Амма Муса сәпәр қилип бир қоналғуға кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға учрап, уни өлтүрүвәтмәкчи болди.
25 チツポラ利き石をとりてその男子の陽の皮を割りモーセの足下になげうちて言ふ汝はまことにわがためには血の夫なりと
Шуниң билән Зиппораһ бир чақмақ тешини елип, оғлиниң хәтнилигини кесип, уни ериниң айиғиға ташлап: — Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән! — деди.
26 是においてヱホバ、モーセをゆるしたまふ此時チツポラが血の夫といひしは割禮の故によりてなり
Шуниң билән Пәрвәрдигар уни қоюп бәрди (бу чағда Зиппораһ униңға: «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр бир әр екәнсән!» — деди. Бу сөзини у хәтнә түпәйлидин ейтти).
27 爰にヱホバ、アロンにいひたまひけるに曠野にゆきてモーセを迎へよと彼すなはちゆきて神の山にてモーセに遇ひ之に接吻す
Пәрвәрдигар Һарунға: — Сән чөл-баяванға берип, Муса билән көрүшкин, девиди, у берип Худаниң теғида униң билән учришип, уни сөйди.
28 モーセ、ヱホバがおのれに言ふくめて遣したまへる諸の言とヱホバのおのれに命じたまひし諸の奇跡とをアロンにつげたり
Муса өзини әвәткән Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлири билән қилишқа буйруған барлиқ мөҗизилик аламәтләрни Һарунға дәп бәрди.
29 斯てモーセとアロン往てイスラエルの子孫の長老を盡く集む
Андин Муса билән Һарун берип, Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини жиғди.
30 而してアロン、ヱホバのモーセにかたりたまひし言を盡くつぐ又彼民の目のまへにて奇蹟をなしければ
Һарун Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқан һәммә сөзлирини баян қилди вә хәлиқниң көз алдида шу мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
31 民すなはち信ず彼等ヱホバがイスラエルの民をかへりみその苦患をおもひたまふを聞て身をかがめて拝をなせり
Буни көрүп, хәлиқ ишәнди; Пәрвәрдигарниң Исраилларни йоқлап, улар учриған харлиқларни көргәнлигини аңлиған һаман, башлирини егип сәҗдә қилишти.