< 申命記 32 >

1 天よ耳を傾むけよ我語らん地よ吾口の言を聽け
«Қулақ селиңлар, әй асманлар, мән сөзләй; Ағзимниң сөзлирини аңла, и йәр-зимин!
2 わが敎は雨の降るがごとし吾言は露のおくがごとく靀の若艸の上にふるごとく細雨の靑艸の上にくだるが如し
Тәлимим болса ямғурдәк яғиду, Сөзлирим шәбнәмдәк тамиду, Юмран от-чөп үстигә чүшкән сим-сим ямғурдәк, Көкзарлиқниң үстигә чүшкән хасийәтлик ямғурдәк болиду.
3 我はヱホバの御名を頌揚ん我らの神に汝ら榮光を歸せよ
Чүнки мән Пәрвәрдигарниң намини баян қилимән; Әнди Худайимизни улуқ дәп җакалаңлар!
4 ヱホバは磐にましましてその御行爲は完くその道はみな正しまた眞實ある神にましまして惡きところ無し只正くして直くいます
У қорам таштур, Униң әмәллири мукәммәлдур; Униң барлиқ йоллири һәққанийдур. У наһәқлиғи йоқ, вападар бир Худа, Адил вә диянәтликтур.
5 彼らはヱホバにむかひて惡き事をおこなふ者にてその子にはあらず只これが玷となるのみ其人と爲は邪僻にして曲れり
Амма [Өз хәлқи] униңға бузуқлуқ қилди; Уларниң қилмишлири Униң Өз балилириниңкидәк болмиди — мана бу уларниң әйивидур! Улар әгир вә иплас бир нәсилдур!
6 愚にして智慧なき民よ汝らがヱホバに報ゆること是のごとくなるかヱホバは汝の父にして汝を贖ひまた汝を造り汝を建たまはずや
Әй ахмақ вә надан хәлиқ, Пәрвәрдигарниң яхшилиғини шундақ яндурамсән? У сени бәдәл төләп һөр қилған атаң әмәсму? У сени яритип, сени тиклигән әмәсму?
7 昔の日を憶え過にし世代の年を念へよ汝の父に問べし彼汝に示さん汝の中の年老に問べし彼ら汝に語らん
Өткән күнләрни есиңгә алғин, Дәвирдин-дәвиргичә өткән жилларни ойлиғин; Атаңдин сора, у саңа дәп бериду; Ақсақаллириңға соал қой, улар сени хәвәрләндүриду.
8 至高者人の子を四方に散して萬の民にその產業を分ちイスラエルの子孫の數に照して諸の民の境界を定めたまへり
Һәммидин алий болғучи әлләрниң үлүшини уларға үләштүргәндә, Адәм атиниң пәрзәнтлирини бир-биридин бөлгинидә, У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән.
9 ヱホバの分はその民にしてヤユブはその產業たり
Чүнки Пәрвәрдигарниң несивиси болса униңға хас болған хәлқидур; Яқуп худди чәк ташлинип чиққандәк, Униң мирасидур.
10 ヱホバこれを荒野の地に見これに獣の吼る曠野に遇ひ環りかこみて之をいたはり眼の珠のごとくにこれを護りたまへり
У уни чөл бир зиминда, Шамал һувлайдиған дәһшәтлик бир баяванда уни тапти; Уни орап әтрапида қоғдап турди, Уни көз қаричуқидәк сақлиди;
11 鵰のその巣雛を喚起しその子の上に翺翔ごとくヱホバその羽を展て彼らを載せその翼をもてこれを負たまへり
Худди бүркүт өз чаңгисини тәвритип, Балилириниң үстидә пәрваз қилип, Қанатлирини йейип уларни пәйлириниң үстигә елип көтәргинидәк,
12 ヱホバは只独にてかれを導きたまへり別神はこれとともならざりき
Пәрвәрдигарму униңға шундақ ялғуз йетәкчилик қилди; Һеч қандақ ят илаһ униң билән биллә әмәс еди.
13 ヱホバかれに地の高處を乗とほらせ田園の產物を食はせ石の中より蜜を吸しめ磐の中より油を吸しめ
У уни йәр йүзиниң егиз җайлириға миндүрди, Вә у етизлиқниң мәһсулатидин йеди, У униңға қия таштин һәсәл шоритип, Чақмақ тешидин зәйтун мейи шоратти;
14 牛の乳 羊の乳 羔羊の脂 バシヤンより出る牡羊 牡山羊および小麥の最も佳き者をこれに食はせたまひき汝はまた葡萄の汁の紅き酒を飮り
Саңа кала қаймиғи билән қой сүтини ичкүзүп, Қозиларниң йеғини, Башандики қочқарлар вә текиләрниң гөшини йегүзүп, Есил буғдайниң есил данлиридин йегүзди, Сән болсаң үзүм қени болған сап шарапни ичтиң.
15 然るにヱシユルンは肥て踢ことを爲す汝は肥太りて大きくなり己を造りし神を棄て己が救拯の磐を軽んず
Лекин Йәшурун сәмрип тәпкәк болуп қалди; Бәрһәқ, сән сәмрип кәттиң, Бордилип кәттиң, Тоюнуп кәттиң! У өзини яратқан Тәңрини ташлап, Өз ниҗатиниң Қорам Тешини көзгә илмиди.
16 彼らは別神をもて之が嫉妬をおこし憎むべき者をもて之が震怒を惹く
Улар болса ят илаһларға әгишип Униң вапасизлиққа болған һәситини қозғиди, Жиргиничлик ишлар билән Униң ғәзивини кәлтүрди.
17 彼らが犠牲をささぐる者は鬼にして神にあらず彼らが識ざりし鬼神近頃新に出たる者汝らの遠つ親の畏まざりし者なり
Улар Егә-Тәңриси әмәс җинларға, Өзи билмәйдиған илаһларға, Ата-бовилириму қорқмайдиған, Йеңи пәйда болуп қалған илаһларға қурбанлиқ қилди.
18 汝を生し磐をば汝これを棄て汝を造りし神をば汝これを忘る
Сән өзүңни төрәлдүргән Қорам Ташни көңлүңдин чиқардиң, Сени апиридә қилған Тәңрини унтудуң.
19 ヱホバこれを見その男子女子を怒りてこれを棄たまふ
Пәрвәрдигар буни көрүп, Оғул-қизлириниң Униң аччиғини кәлтүргинидин, улардин бизар болуп мундақ деди: —
20 すなはち曰たまはく我わが面をかれらに隱さん我かれらの終を觀ん彼らはみな背き悖る類の者眞實あらざる子等なり
«Мән улардин йүзүмни йошуримән, Уларниң ақивитини көрүп бақай; Чүнки улар иплас бир нәсилдур, Қәлбидә вападарлиғи йоқ балилардур.
21 彼らは神ならぬ者をもて我に嫉妬を起させ虚き者をもて我を怒らせたれば我も民ならぬ者をもて彼らに嫉妬を起させ愚なる民をもて彼らを怒らせん
Егә-тәңриси әмәсләр билән һәситимни кәлтүрди, Әрзимәс мәбудлири билән қәһримни қозғиди; Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ уларниң һәситини қозғаймән, Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән.
22 即ちわが震怒によりて火燃いで深き陰府に燃いたりまた地とその產物とを燒つくし山々の基をもやさん (Sheol h7585)
Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти; У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду, У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду, Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду. (Sheol h7585)
23 我禍災をかれらの上に積かさね吾矢をかれらにむかひて射つくさん
Мән уларниң үстигә балаю-апәтләрни догилаймән; Я-оқлиримни бирни қоймай уларға атимән.
24 彼らは饑て痩おとろへ熱の病患と惡き疫とによりて滅びん我またかれらをして獣の歯にかからしめ地に匍ふ者の毒にあたらしめん
Улар ачарчилиқтин йегиләп кетиду, Томуз иссиқ вә вабаниң нәштәрлири тәрипидин йәп кетилиду; Уларға қарши житқуч һайванларниң чишлирини, Топида өмилигүчиләрниң зәһирини әвәтимән.
25 外には劒内には恐惶ありて少き男をも少き女をも幼兒をも白髮の人をも滅ぼさん
Ташқирида қилич уларни мусибәткә салиду, Ичкиридә вәһимә басиду; У жигит билән қизни, Әмчәктики бала билән ақ чачлиқни һәммисини йоқитиду.
26 我は曰ふ我彼等を吹掃ひ彼らの事をして世の中に記憶らるること無らしめんと
Мән: «Уларни чепиветимән, Инсанларниң арисидин уларниң намини өчүримән» — дәйттим,
27 然れども我は敵人の怒を恐る即ち敵人どれを見あやまりて言ん我らの手能くこれを爲り是はすべてヱホバの爲るにあらずと
Бирақ дүшмәнниң мәсқирә қилишидин қорқтум; Исраилниң рәқиплири бу ишни хата чүшинип: — Бу иш бизниң қолимизниң күчлүклүгидин болған болса керәк, Пәрвәрдигар буни һеч қилмиди» демисун дәп, [бу ишни қилмидим].
28 彼らはまつたく智慧なき民なりその中には知識ある者なし
Исраил несиһәттин мәһрум болған бир әл, Уларниң һеч әқил-пәми йоқтур.
29 嗚呼彼らもし智慧あらば之を了りてその身の終を思慮らんものを
Аһ, улар дана болсиди! Шундақ болса буни чүшинип, Өз ақивити қандақ болидиғинини ойлайтти!
30 彼らの磐これを賣ずヱホバごれを付さずば爭か一人にて千人を逐ひ二人にて萬人を敗ることを得ん
Әгәр уларниң Қорам Теши уларни сетивәтмигән болса, Пәрвәрдигар уларни [дүшмәнлиригә] ташлап бәрмигән болса, Бир киши қандақму миң кишини өз алдидин һайдийалайтти?, Икки киши қандақму он миң кишини қачуралайтти?
31 彼らの磐は我らの磐にしかず我らの敵たる者等も然認めたり
Чүнки башқиларниң қорам теши болса бизниң Қорам Тешимиздәк әмәстур. Буниңға дүшмәнлиримиз өзлири гувалиқ бәрсун!
32 彼らの葡萄の樹はソドムの葡萄の樹またゴモラの野より出たる者その葡萄は毒葡萄その球は苦し
Чүнки уларниң үзүм тели Содомниң үзүм телидин, Гоморраниң етизлиқлиридин чиққандур; Үзүмлири зәһәрлик үзүмләрдур, Уларниң һәр бир сапиғи аччиқтур,
33 その葡萄酒は蛇の毒のごとく蝮の惡き毒のごとし
Шараби болса әҗдиһаларниң зәһиридур, Кобраларниң әҗәллик зәһиридур.
34 是は我の許に蓄へあり我の庫に封じこめ有にあらずや
[Пәрвәрдигар]: «Буларниң [һәммиси] Мениңкидә сақлақлиқ әмәсму? Өз ғәзнилиримдә мөһүрләнгән әмәсму?
35 彼らの足の躚かん時に我仇をかへし應報をなさんその災禍の日は近く其がために備へられたる事は迅速にいたる
Интиқам Мениңкидур, Яманлиқни қайтурушму шундақ, Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду, Чүнки уларниң балаю-апәтлик күни йеқинлашмақта, Уларниң бешиға чүшидиған ишлар болса тез келиватиду.
36 ヱホバつひにその民を鞫きまたその僕に憐憫をくはへたまはん其は彼らの力のすでに去うせて繋がれたる者も繋がれざる者もあらずなれるを見たまへばなり
Чүнки Пәрвәрдигар уларниң күчи түгәп кәткәнлигини, уларниң [азийип], һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә, У Өз хәлқиниң үстигә һөкүм чиқириду, Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду.
37 ヱホバ言たまはん彼らの神々は何處にをるや彼らが賴める磐は何處ぞや
У вақитта У мундақ дәйду: «Қени, уларниң илаһлири? Өзигә таянч қилған қорам теши әнди қәйәрдидур?
38 即ちその犠牲の膏油を食ひその灌祭の酒を飮たる者は何處にをるや其等をして起て汝らを助けしめ汝らを護しめよ
Уларниң өткүзгән қурбанлиқлириниң йеғини йегән, Уларниң шарап һәдийәлиридики шарабини ичкәнләр қәйәргә кәтти? Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!
39 汝ら今觀よ我こそは彼なり我の外には神なし殺すこと活すこと撃こと愈すことは凡て我是を爲す我手より救ひ出すことを得る者あらず
Әнди Мән Өзүм, пәқәт Мәнла «Шу»дурмән, Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар. Мән өлтүрүп тирилдүримән, Зәхимләндүрүп сақайтимән; Вә һеч ким Мениң қолумдин қутқузалмайду.
40 我天にむかひて手をあげて言ふ我は永遠に活く
Чүнки Мән қолумни асманларға көтирип: — «Әбәткичә һаяттурмән» дәп ейтип,
41 我わが閃爍く刃を磨ぎ審判をわが手に握る時はかならず仇をわが敵にかへし我を惡む者に返報をなさん
Чақнап туридиған қиличимни иштик қилимән, Мениң қолум адаләтни қурал қилип тутиду, Дүшмәнлиримдин интиқам алимән, Мәндин нәпрәтләнгүчиләрниң қилғанлирини уларға яндуримән!
42 我わが箭をして血に酔しめ吾劍をして肉を食しめん即ち殺るる者と擄らるる者の血を之に飮せ敵の髮おほき首の肉をこれに食はせん
Мән я оқлиримни қан ичкүзүп мәс қилимән, Мениң қиличим гөш йәйду, Мән уларни өлтүрүлгәнләр билән әсирләрниң қенини, Дүшмәнниң сәрдарлириниң башлирини йәп-ичидиған қилимән».
43 國々の民よ汝らヱホバの民のために歓悦をなせ其はヱホバその僕の血のために返報をなしその敵に仇をかへしその地とその民の汚穢をのぞきたまへばなり
Әй әлләр, Униң хәлқи билән биллә шатлиниңлар, Чүнки У Өз бәндилириниң қениниң интиқамини алиду, Өз дүшмәнлиригә қисас яндуриду, Өз зимини билән хәлқи үчүн кәчүрүм-кафарәт кәлтүрүп бериду».
44 モーセ、ヌンの子ヨシユアとともに到りてこの歌の言をことごとく民に誦きかせたり
Әнди Муса билән Нунниң оғли Йәшуа келип бу ғәзәлниң барлиқ сөзлирини хәлиқниң алдида оқуп бәрди.
45 モーセこの言語をことごとくイスラエルの一切の人に告をはりて
Андин Муса бу һәммә сөзләрни барлиқ Исраил алдида ахирлаштуруп
46 これに言けるは我が今日なんぢらに對ひて證するこの一切の言語を汝ら心に蔵め汝らの子等にこの律法の一切の言語を守りおこなふことを命ずべし
уларға сөз қилип: «Мән бүгүн оттураңларда силәрни агаһландуруп гувалиқ бәргән бу барлиқ сөзләргә көңүл бөлүңлар; силәр буларни балилириңларға тапилап: «Бу қанунниң һәммә сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар» дәп буйрушуңлар керәк.
47 抑この言は汝らには虚しき言にあらず是は汝らの生命なりこの言によりて汝らはそのヨルダンを濟りゆきて獲ところの地にて汝らの生命を永うすることを得るなり
Чүнки бу сөз силәргә мунасивәтсиз, қуруқ сөз әмәс, бәлки силәрниң һаятиңлардур! Силәр у зиминни егиләшкә Иордан дәриясидин өтисиләр; өткәндин кейин у зиминда бу сөз арқилиқ узун өмүр көрисиләр» — деди.
48 この日にヱホバ、モーセに告て言たまはく
Йәнә шу күни Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
49 汝ヱリコに對するモアブの地のアバリム山に登りてネボ山にいたり我がイスラエルの子孫にあたへて產業となさしむるカナンの地を觀わたせよ
Сән ушбу Абарим теғиға, йәни Йерихониң уттуридики, Моабниң зиминидики Небо теғиға чиққин вә шу йәрдә Мән Исраилларға өз тәвәлиги болуш үчүн беридиған Қанаан зиминини көргин.
50 汝はその登れる山に死て汝の民に列ならん是汝の兄弟アロンがホル山に死てその民に列りしごとくなるべし
Андин акаң Һарун Һор теғида өлүп өз хәлиқлиригә қошулғандәк, сәнму чиқидиған шу тағда өлүп хәлиқлириңгә қошулғин;
51 是は汝らチンの曠野なるカデシのメリバの水の邊においてイスラエルの子孫の中間にて我に悖りイスラエルの子孫の中に我の聖きことを顯さざりしが故なり
чүнки силәр Зин чөлидики Мәрибаһ-Қадәшниң сулириниң йениға барғанда, иккиңлар Исраилларниң арисида Маңа вапасизлиқ көрситип, Исраилларниң арисида Мени «муқәддәс» дәп һөрмәтлимидиңлар.
52 然ども汝は我がイスラエルの子孫に與ふる地を汝の前に觀わたすことを得ん但しその地には汝いることを得じ
Шуңа сән Исраилларға беридиған шу зиминни удулуңда көрисән, лекин униңға кирәлмәйсән.

< 申命記 32 >