< サムエル記Ⅱ 24 >

1 ヱホバ復イスラエルにむかひて怒を發しダビデを感動して彼等に敵對しめ往てイスラエルとユダを數へよと言しめたまふ
Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға йәнә қозғалди. Шуниң билән У уларни җазалаш үчүн Давутни қозғивиди, у адәм чиқирип, уларға: — Исраиллар билән Йәһудалиқларниң санини ал, деди.
2 王乃ちヨアブおよびヨアブとともにある軍長等にいひけるは請ふイスラエルの諸の支派の中をダンよりベエルシバに至るまで行めぐりて民を核べ我をして民の數を知しめよ
Падиша өз йенида турған қошун сәрдари Йоабқа: Барғин, Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Исраилниң һәммә қәбилилириниң жутлирини кезип, хәлиқни санап чиққин, мән хәлиқниң санини биләй, деди.
3 ヨアブ王にいひけるは幾何あるともねがはくは汝の神ヱホバ民を百倍に増たまへ而して王わが主の目それを視るにいたれ然りといへども王わが主の此事を悦びたまふは何故ぞやと
Йоаб падишаға: Бу хәлиқ һазир мәйли қанчилик болсун, Пәрвәрдигар Худайиң уларниң санини йүз һәссә ашурғай. Буни ғоҗам падиша өз көзи билән көргәй! Лекин ғоҗам падиша немишкә бу иштин хуш болидикин? — деди.
4 されど王の言ヨアブと軍長等に勝ければヨアブと軍長等王の前を退きてイスラエルの民を核べに往り
Амма Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири унимисиму, падишаниң ярлиғи улардин күчлүк еди; шуниң билән Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири Исраилниң хәлқини саниғили падишаниң қешидин чиқти.
5 かれらヨルダンを濟りアロエルより即ち河の中の邑より始めてガドにいたりヤゼルにいたり
Улар Иордан дәриясидин өтүп Яазәргә йеқин Гад вадисида Ароәрдә, йәни шәһәрниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти.
6 ギレアデにいたりタテムホデシの地にいたり又ダニヤンにいたりてシドンに旋り
Андин улар Гилеадқа вә Тахтим-Һодшиниң жутиға кәлди. Андин Дан-Яанға келип айлинип Зидонға барди.
7 またツロの城にいたりヒビ人とカナン人の諸の邑にいたりユダの南に出てベエルシバにいたれり
Андин улар Тур дегән қорғанлиқ шәһәргә, шундақла Һивийлар билән Ⱪананийларниң һәммә шәһәрлиригә кәлди; андин улар Йәһуда жутиниң җәнуп тәрипигә, шу йәрдики Бәәр-Шебағичә барди.
8 彼等國を徧く行めぐり九月と廿日を經てルサレムに至りぬ
Шундақ қилип улар пүткүл зиминни кезип, тоққуз ай жигирмә күн өткәндин кейин, Йерусалимға йенип кәлди.
9 ヨアブ人口の數を王に告たり即ちイスラエルに劍を抜く壯士八十萬ありき又ユダの人は五十萬ありき
Йоаб падишаға хәлиқниң санини мәлум қилип: Исраилда қилич көтирәләйдиған батурдин сәккиз йүз миңи, Йәһудада бәш йүз миңи бар екән, деди.
10 ダビデ民の數を書し後其心自ら責む是においてダビデ、ヱホバにいふ我これを爲して大に罪を犯したりねがはくはヱホバよ僕の罪を除きたまへ我甚だ愚なる事を爲りと
Давут хәлиқниң санини алғандин кейин, виҗдани азапланди вә Пәрвәрдигарға: Бу қилғиним еғир гуна болупту. И Пәрвәрдигар, қулуңниң қәбиһлигини көтиривәткәйсән; чүнки мән толиму ахмақанилик қиптимән, деди.
11 ダビデ朝興し時ヱホバの言ダビデの先見者なる預言者ガデに臨みて曰く
Давут әтигәндә турғанда Пәрвәрдигарниң сөзи Давутниң алдин көргүчиси болған Гад пәйғәмбәргә келип:
12 往てダビデに言へヱホバ斯いふ我汝に三を示す汝其一を擇べ我其を汝に爲んと
— «Берип Давутқа ейтқин, Пәрвәрдигар: — Мән үч [бала-қазани] алдиңға қойимән, уларниң бирини талливалғин, мән шуни үстүңгә чүшүримән, дәйду — дегин» — дейилди.
13 ガデ、ダビデの許にいたりこれに告てこれにいひけるは汝の地に七年の饑饉いたらんか或は汝敵に追れて三月其前に遁んか或は爾の地に三日の疫病あらんか爾考へてわが如何なる答を我を遣はせし者に爲べきかを決めよ
Шуниң билән Гад Давутниң қешиға келип буни униңға деди. У униңға: «Йәттә жилғичә зиминиңда ачарчилиқ саңа болсунму? Яки дүшмәнлириң үч айғичә сени қоғлап, сән улардин қачамсән? Вә яки үч күнгичә зиминиңда ваба тарқалсунму? Әнди сән убдан ойлап, бир немә дегин, мән мени Әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» — деди.
14 ダビデ、ガデにいひけるは我大に苦しむ請ふ我儕をしてヱホバの手に陷らしめよ其憐憫大なればなり我をして人の手に陷らしむるなかれ
Давут Гадқа: Мән толиму тәңликтә қалдим! Сәндин өтүнәйки, биз Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәйли; чүнки Униң рәһимдиллиғи зордур; инсанниң қолиға пәқәт чүшүп қалмиғаймән! — деди.
15 是においてヱホバ朝より集會の時まで疫病をイスラエルに降したまふダンよりベエルシバまでに民の死る者七萬人なり
Шуниң билән Пәрвәрдигар әтигәндин тартип бекитилгән вақитқичә ваба чүшүрди. Дандин тартип Бәәр-Шебағичә йәтмиш миң адәм өлди.
16 天の使其手をエルサレムに伸てこれを滅さんとしたりしがヱホバ此害惡を悔て民を滅す天使にいひたまひけるは足り今汝の手を住めよと時にヱホバの使はヱブス人アラウナの禾場の傍にあり
Әнди пәриштә қолини Йерусалимға узутуп шәһәрни һалак қилай дегәндә, Пәрвәрдигар еғир һөкүмидин пушайман қилип, хәлиқни һалак қиливатқан Пәриштигә: Әнди болди қилғин; қолуңни жиққин, — деди. У вақитта Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Аравнаһниң хамининиң йенида еди.
17 ダビデ民を撃つ天使を見し時ヱホバに申していひけるは嗚呼我は罪を犯したり我は惡き事を爲たり然ども是等の羊群は何を爲たるや請ふ爾の手を我とわが父の家に對たまへと
Давут хәлиқни йоқитиватқан пәриштини көргәндә Пәрвәрдигарға: Мана, гуна қилған мән, қәбиһлик қилғучи мәндурмән. Лекин бу қойлар болса немә қилди? Сениң қолуң мениң үстүмгә вә атамниң җәмәтиниң үстигә чүшсун! — деди.
18 此日ガデ、ダビデの所にいたりてかれにいひけるは上りてヱブス人アラウナの禾場にてヱホバに壇を建よ
Шу күни Гад Давутниң қешиға келип униңға: Берип Йәбусий Аравнаһниң хаминиға Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиғин, деди.
19 ダビデ、ガデの言に隨ひヱホバの命じたまひしごとくのぼれり
Давут Гадниң сөзи бойичә Пәрвәрдигар буйруғандәк қилди.
20 アラウナ觀望て王と其臣僕の己の方に進み來るを見アラウナ出て王のまへに地に伏て拝せり
Аравнаһ қарап падиша билән хизмәткарларниң өз тәрипигә келиватқинини көрүп, алдиға чиқип падишаниң алдида йүзини йәргә тәккүзүп, тазим қилди.
21 かくてアラウナいひけるは何に因てか王わが主僕の所にきませるやダビデひけるは汝より禾場を買ひとりヱホバに壇を築きて民に降る災をとどめんとてなり
Аравнаһ: Ғоҗам падиша немә иш билән қуллириниң алдиға кәлдилигин? — дәп сориди. Давут: Хәлиқниң арисида вабани тохтитиш үчүн, бу хаманни сәндин сетивелип, бу йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиғили кәлдим, — деди.
22 アラウナ、ダビデにいひけるはねがはくは王わが主其目に善と見ゆるものを取て献げたまへ燔祭には牛あり薪には打禾車と牛の器ありと
Аравнаһ Давутқа: Ғоҗам падиша өзлири немини халисила шуни елип қурбанлиқ қилсила. Мана бу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ үчүн калилар бар, отун қилишқа хаман тепидиған тирнилар билән калиларниң боюнтуруқлири бар.
23 アラリナこれを悉く王に奉呈ぐアラウナ又王にねがはくは爾の神ヱホバ爾を受納たまはんことをといふ
И падиша, буниң һәммисини мәнки [Аравнаһ] падишаға тәқдим қилай, деди. У йәнә падишаға: Пәрвәрдигар Худалири силини қобул қилип шәпқәт көрсәткәй, деди.
24 王アラウナにいひけるは斯すべからず我必ず値をはらひて爾より買とらん我費なしに燔祭をわが神ヱホバに献ぐることをせじとダビデ銀五十シケルにて禾場と牛を買とれり
Падиша Аравнаһға: Яқ, қандақла болмисун буларни сәндин өз нәрхидә сетивалмисам болмайду. Мән бәдәл төлимәй Пәрвәрдигар Худайимға көйдүрмә қурбанлиқларни һәргиз сунмаймән, — деди. Андин Давут хаман билән калиларни әллик шәкәл күмүчкә сетивалди.
25 ダビデ其處にてヱホバに壇を築き燔祭と酬恩祭を献げたり是においてヱホバ其地のために祈祷を聽たまひて災のイスラエルに降ること止りぬ
Андин Давут у йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлири қилди. Пәрвәрдигар зимин үчүн қилған дуаларни қобул қилип, ваба Исраилниң арисида тохтиди.

< サムエル記Ⅱ 24 >