< サムエル記Ⅱ 18 >
1 爰にダビデ己とともにある民を核べて其上に千夫の長百夫の長を立たり
Давут өзи билән болған хәлиқни жиғип едитлиди вә уларниң үстигә миң беши билән йүз беши қойди.
2 しかしてダビデ民を三に分ちて其一をヨアブの手に託け一をゼルヤの子ヨアブの兄弟アビシヤイの手に託け一をガテ人イツタイの手に託けたりかくして王民にいひけるは我もまた必ず汝らとともに出んと
Андин Давут хәлиқни үч бөләккә бөлүп җәңгә чиқарди; биринчи бөләкни Йоабниң қол астида, иккинчи бөләкни Зәруияниң оғли, Йоабниң иниси Абишайниң қол астида вә үчинчи бөләкни Гатлиқ Иттайниң қол астида қойди. Падиша хәлиққә: Бәрһәқ, мәнму силәр билән җәңгә чиқимән, деди.
3 されど民いふ汝は出べからず我儕如何に逃るとも彼等は我儕に心をとめじ又我儕半死とも我儕に心をとめざるべしされど汝は我儕の一萬に等し故に汝は城邑の中より我儕を助けなば善し
Лекин хәлиқ: Сили чиқмисила, әгәр биз қачсақ дүшмән бизгә пәрва қилмайду; һәтта йеримимиз өлүп кәтсәкму бизгә пәрва қилмайду. Чүнки өзлири бизниң он миңимизгә баравәр болила. Яхшиси сили шәһәрдә туруп бизгә һәмдәм болушқа тәйяр турғайла, деди.
4 王かれらにいひけるは汝等の目に善と見ゆるところを爲すべしとかくて王門の傍に立ち民皆或は百人或は千人となりて出づ
Падиша уларға: Силәргә немә лайиқ көрүнсә, шуни қилимән, — деди. Шуниң билән хәлиқ йүздин, миңдин болуп шәһәрдин чиқиватқанда, падиша дәрвазиниң йенида турди.
5 王ヨアブ、アビシヤイおよびイツタイに命じてわがために少年アブサロムを寛に待へよといふ王のアブサロムの事について諸の將官に命を下せる時民皆聞り
Падиша Йоаб билән Абшай вә Иттайға: Мән үчүн Абшаломға яхши муамилидә болуп аяңлар, деди. Падишаһниң [һәммә сәрдарлириға] Абшалом тоғрисида шундақ тапилиғинида, барлиқ хәлиқ тапилиғинини аңлиди.
6 爰に民イスラエルにむかひて野に出でエフライムの叢林に戰ひしが
Андин хәлиқ Исраил билән соқушқили мәйданға чиқти; соқуш Әфраимниң орманлиғида болди.
7 イスラエルの民其處にてダビデの臣僕のまへに敗る其日彼處の戰死大にして二萬にいたれり
У йәрдә Исраил Давутниң адәмлиридин мәғлуп болди. У күни улар қаттиқ қирғин қилинди — жигирмә миңи өлди.
8 しかして戰徧く其地の表に廣がりぬ是日叢林の滅ぼせる者は刀劒の滅ぼせる者よりも多かりき
Соқуш шу зиминға йейилди; орманлиқ йәвәткәнләр қиличта өлгәнләрдин көп болди.
9 爰にアブサロム、ダビデの臣僕に行き遭り時にアブサロム騾馬に乗居たりしが騾馬大なる橡樹の繁き枝の下を過ければアブサロムの頭其橡に繋りて彼天地のあひだにあがれり騾馬はかれの下より行過たり
Абшалом Давутниң ғуламлири билән туюқсиз учришип қалди; Абшалом өз қечириға минип, чоң дуб дәриғиниң қоюқ шахлириниң тегидин өткәндә, униң беши дәрәқ шехиға кәплишип қелип, у есилип қалди; у мингән қечир болса алдиға кетип қалди.
10 一箇の人見てヨアブに告ていひけるは我アブサロムが橡樹に懸りをるを見たりと
Бириси буни көрүп Йоабқа хәвәр берип: Мана, мән Абшаломниң бир дуб дәриғидә саңгилап турғинини көрдүм, деди.
11 ヨアブ其告たる人にいひけるはさらば爾見て何故に彼を其處にて地に撃落さざりしや我爾に銀十枚と一本の帶を與へんものを
Йоаб хәвәр бәргән адәмгә: Немә! Сән уни көрүп туруп, немишкә уни уруп өлтүрүп йәргә чүшүрмидиң? Шундақ қилған болсаң, саңа он күмүч тәңгә вә бир кәмәр берәттим, — деди.
12 其人ヨアブにいひけるは假令わが手に銀千枚を受べきも我は手をいだして王の子に敵せじ其は王我儕の聞るまへにて爾とアビシヤイとイツタイに命じて爾ら各少年アブサロムを害するなかれといひたまひたればなり
У адәм Йоабқа: Қолумға миң күмүч тәңгә тәгсиму, қолумни падишаниң оғлиға узатмайттим! Чүнки падишаниң һәммимиз алдида саңа, Абишайға вә Иттайға: Мениң үчүн һәр бириңлар Абшаломни аяңлар, дәп буйруғинини аңлидуқ.
13 我若し反いてかれの生命を戕賊はば何事も王に隱るる所なければ爾自ら立て我を責んと
Әгәр мән өз җенимни тәвәккул қилип, шундақ қилған болсам (һәр қандақ иш падишадин йошурун қалмайду!) сән мени ташлап, дүшминиң қатарида көрәттиң, — деди.
14 時にヨアブ我かく爾とともに滞るべからずといひて手に三本の槍を携へゆきて彼の橡樹の中に尚生をるアブサロムの胸に之を衝通せり
Йоаб: Сениң билән бундақ дейишишкә чолам йоқ! — деди-дә, қолиға үч нәйзини елип дәрәқтә саңгилақлиқ һалда тирик турған Абшаломниң жүригигә санҗиди.
15 ヨアブの武器を執る十人の少者繞きてアブサロムを撃ち之を死しめたり
Андин Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған он ғулам Абшаломниң чөрисигә жиғилип, уни уруп өлтүрди.
16 かくてヨアブ喇叭を吹ければ民イスラエルの後を追ふことを息てかへれりヨアブ民を止めたればなり
Андин Йоаб канай чалди; хәлиқ Исраилни қоғлаштин янди; чүнки Йоаб қошунни чекинишкә чақирди.
17 衆アブサロムを將て叢林の中なる大なる穴に投げいれ其上に甚だ大きく石を疊あげたり是においてイスラエル皆おのおの其天幕に逃かへれり
Улар Абшаломни орманлиқтики чоң бир азгалға ташлап үстигә нурғун ташларни догилап қойди. Исраиллар болса қечип һәр бири өз маканиға кәтти.
18 アブサロム我はわが名を傳ふべき子なしと言て其生る間に己のために一の表柱を建たり王の谷にあり彼おのれの名を其表柱に與たり其表柱今日にいたるまでアブサロムの碑と稱らる
Абшалом тирик вақтида падиша вадисида өзигә бир абидә турғузған еди. Чүнки у: Мениң намимни қалдурдиғанға оғлум йоқ дәп, у таш абидини өз нами билән атиған еди. Шуниң билән бу таш бүгүнгә қәдәр «Абшаломниң ядикари» дәп атилиду.
19 爰にザドクの子アヒマアズいひけるは請ふ我をして趨りて王にヱホバの王をまもりて其敵の手を免かれしめたまひし音信を傳へしめよと
Задокниң оғли Ахимааз [Йоабқа]: Пәрвәрдигар сени дүшмәнлириңдин қутқузуп сән үчүн интиқам алди, дәп падишаға хәвәр беришкә мени дәрһал маңғузғин, — деди.
20 ヨアブかれにいひけるは汝は今日音信を傳ふるものとなるべからず他日に音信を傳ふべし今日は王の子死たれば汝音信を傳ふべからず
Лекин Йоаб униңға: Сән бүгүн хәвәр бәрмәйсән, бәлки башқа бир күни хәвәр берисән; падишаниң оғли өлгини түпәйлидин, бүгүн хәвәр бәрмәйсән, деди.
21 ヨアブ、クシ人にいひけるは往て爾が見たる所を王に告よクシ人ヨアブに禮をなして走れり
Шуниң билән Йоаб Кушийға: Берип падишаға көргиниңни дәп бәргин, деди. Кушийлиқ Йоабқа тазим қилип жүгүрүп кәтти.
22 ザドクの子アヒマアズ再びヨアブにいひけるは請ふ何にもあれ我をも亦クシ人の後より走ゆかしめよヨアブいひけるは我子よ爾は充分の音信を持ざるに何故に走りゆかんとするや
Лекин Задокниң оғли Ахимааз Йоабқа йәнә: Қандақла болмисун бу Кушийниң кәйнидин жүгүрүшкә маңа иҗазәт бәргин, — деди. Йоаб: И оғлум, саңа һеч қандақ сөйүнчи бәргидәк хәвәр болмиса, немишкә жүгүрүшни халайсән? — деди.
23 かれいふ何れにもあれ我をして走りゆかしめよとヨアブかれにいふ走るべし是においてアヒマアズ低地の路をはしりてクシ人を走越たり
У йәнә: Қандақла болмисун, мени жүгүргүзгин, деди. Йоаб униңға: Маң, жүгүр, девиди, Ахимааз Иордан дәриясидики түзләңлик билән жүгүрүп Кушийгә йетишип униңдин өтүп кәтти.
24 時にダビデは二の門の間に坐しゐたり爰に守望者門の蓋上にのぼり石墻にのぼりて其目を擧て見るに視よ獨一人にて走きたる者あり
Давут ички-ташқи дәрвазиниң оттурисида олтиратти. Күзәтчи дәрвазиниң өгүзидин сепилниң үстигә чиқип, бешини көтирип қаривиди, мана бир адәмниң жүгүрүп келиватқинини көрди.
25 守望者呼はりて王に告ければ王いふ若し獨ならば口に音信を持つならんと其人進み來りて近づけり
Күзәтчи вақирап падишаға хәвәр бәрди. Падишаһ: Әгәр у ялғуз болса униңда чоқум хәвәр бар, деди. Хәвәрчи болса йеқинлишип келивататти.
26 守望者復一人の走りきたるを見しかば守望者守門者に呼はりて言ふ獨一人にて走きたる者あり王いふ其人もまた音信を持ものなり
Андин күзәтчи йәнә бир адәмниң жүгүрүп кәлгинини көрди. Күзәтчи дәрвазивәнгә: Мана йәнә бир адәм ялғуз жүгүрүп келиватиду, — деди. Падишаһ: Буму хәвәрчи екән, деди.
27 守望者言ふ我先者の走を見るにザドクの子アヒマアズの走るが如しと王いひけるは彼は善人なり善き音信を持來るならん
Күзәтчи: Авалқисиниң жүгүрүши маңа Задокниң оғли Ахимаазниң жүгүршидәк көрүнди, — деди. Падишаһ: У яхши адәм, хуш хәвәр йәткүзиду, — деди.
28 アヒマアズ呼はりて王にいひけるはねがはくは平安なれとかくて王のまへに地に伏していふ爾の神ヱホバは讃べきかなヱホバかの手をあげて王わが主に敵したる人々を付したまへり
Ахимааз падишаға товлап: Салам! дәп падишаға йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилип: Ғоҗам падишаға зиян йәткүрүшкә қоллирини көтәргән адәмләрни мәғлубийәткә муптила қилған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! — деди.
29 王いひけるは少年アブサロムは平安なるやアヒマアズこたへけるは王の僕ヨアブ僕を遣はせし時我大なる噪を見たれども何をも知らざるなり
Падишаһ: Абшалом саламәтму? — дәп сориди. Ахимааз җавап берип: Йоаб падишаниң қули вә пеқирлирини маңдурғанда, пеқир кишиләрниң чоң қалаймиқанчилиғини көрдум, лекин немә иш болғанлиғини билмидим, — деди.
30 王いひけるは側にいたりて其處に立よと乃ち側にいたりて立つ
Падишаһ: Болди, буяқта туруп турғин, деди. У бир тәрәпкә берип турди.
31 時に視よクシ人來れりクシ人いひけるはねがはくは王音信を受たまへヱホバ今日爾をまもりて凡て爾にたち逆ふ者の手を免かれしめたまへり
Вә мана, Куший йетип кәлди; Куший: Ғоҗам падиша хуш хәвәрни аңлиғайла. Пәрвәрдигар бүгүн асийлиқ қилип қозғалған һәммисидин силини қутқузуп, улардин интиқам алди, деди.
32 王クシ人にいひけるは少年アブサロムは平安なるやクシ人いひけるはねがはくは王わが主の敵および凡て汝に起ち逆ひて害をなさんとする者は彼少年のごとくなれと
Падиша Кушийға: Жигит Абшалом саламәтму? дәп сориди. Куший: Ғоҗам падишаниң дүшмәнлири вә силини қәстләшкә қозғалғанларниң һәммиси у жигиткә охшаш болсун! — деди.
33 王大に感み門の樓にのぼりて哭り彼行ながらかくいへりわが子アブサロムよわが子わが子アブサロムよ鳴呼われ汝に代りて死たらん者をアブサロムわが子よわが子よ
Падиша толиму азаплинип, дәрвазиниң төписидики балиханиға жиғлиған пети чиқти; у маңғач: И оғлум Абшалом! И оғлум, оғлум Абшалом! Кашки, мән сениң орнуңда өлсәм болмасмиди! И Абшалом, мениң оғлум, мениң оғлум! деди.