< サムエル記Ⅰ 11 >

1 アンモニ人ナハシ、ギレアデのヤベシにのぼりて之を圍むヤベシの人々ナハシにいひけるは我らと約をなせ然らば汝につかへん
Шу вақитта Аммоний Наһаш чиқип Ябәш-Гилеадни муһасиригә алди. Ябәшниң һәммә адәмлири Наһашқа: — Әгәр биз билән әһдә түзсәң, саңа бойсунимиз, деди.
2 アンモニ人ナハシこれに答へけるは我かくして汝らと約をなさん即ち我汝らの右の目を抉りてイスラエルの全地に恥辱をあたへん
Лекин Аммоний Наһаш уларға: — Пүткүл Исраилға дәшнәм қилиш үчүн һәр бириңларниң оң көзини оюп андин силәр билән әһдә қилай, деди.
3 ヤベシの長老これにいひけるは我らに七日の猶予をあたへて使をイスラエルの四方の境におくることを得さしめよ而して若し我らを救ふ者なくば我ら汝にくだらん
Ябәшниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күн мөһләт бәргин; биз Исраилниң пүткүл жутиға әлчиләрни маңдуруп андин кейин бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, өзимиз чиқип саңа тәслим болимиз, деди.
4 斯て使サウルのギベアにいたり此事を民の耳に告しかば民皆聲をあげて哭きぬ
Әнди әлчиләр Саулниң шәһири Гибеаһға келип мошу сөзләрни хәлиқниң қулиқиға йәткүзди; һәммә хәлиқ пәряд көтирип жиғилди.
5 爰にサウル田より牛にしたがひて來るサウルいひけるは民何によりて哭くやと人々これにヤベシ人の事を告ぐ
Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди.
6 サウル之を聞るとき神の霊これに臨みてその怒甚だしく燃えたち
Саул бу сөзләрни аңлиғанда Худаниң Роһи униң үстигә келип, униң ғәзиви қаттиқ қозғалди.
7 一軛の牛をころしてこれを切り割き使の手をもてこれをイスラエルの四方の境にあまねくおくりていはしめけるは誰にてもサウルとサムエルにしたがひて出ざる者は其牛かくのごとくせらるべしと民ヱホバを畏み一人のごとく均くいでたり
У бир җүп уйни чепип парчилап, парчилирини әлчиләрниң қоли арқилиқ пүткүл Исраил зиминиға тарқитип: — Һәр ким келип Саул билән Самуилға әгәшмисә, уларниң уйлириму мошуниңға охшаш қилиниду, деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қорқунучи хәлиқниң үстигә чүшти; шундақ болдики, улар иттипақлишип бир адәмдәк җәңгә чиқти.
8 サウル、ベゼクにてこれを數ふるにイスラエルの子孫三十萬ユダの人三萬ありき
Саул уларни Безәк [дегән җайда] саниғанда Исраиллар үч йүз миң, Йәһуданиң адәмлири болса оттуз миң чиқти.
9 斯て人々來れる使にいひけるはギレアデのヤベシの人にかくいへ明日日の熱き時汝ら助を得んと使かへりてヤベシ人に告げければ皆よろこびぬ
Улар кәлгән әлчиләргә: — Гилеадтики Ябәшниң адәмлиригә шундақ ейтиңларки, әтә күн чүш болғанда ниҗат силәргә келиду, деди. Әлчиләр берип шуни Гилеадтики Ябәшлиқларға йәткүзди; улар интайин хошал болушти.
10 是をもてヤベシの人云けるは明日汝らに降らん汝らの善と思ふところを爲せ
Шуниң билән Ябәштикиләр: — Әтә биз қешиңларға чиқип [тәслим болимиз], силәр бизни қандақ қилишқа лайиқ көрсәңлар, шундақ қилиңлар, деди.
11 明日サウル民を三隊にわかち暁更に敵の軍の中にいりて日の熱くなる時までアンモニ人をころしければ遺れる者は皆ちりぢりになりて二人倶にあるものなかりき
Әтиси шундақ болдики, Саул хәлиқни үч бөләк қилди; улар кечә төртинчи җесәктә ләшкәргаһға кирип Аммонийларни күн чүш болғичә уруп қирди. Тирик қалғанлар болса шундақ паракәндә болдики, улардин икки адәмму бир йәргә келәлмиди.
12 民サムエルにいひけるはサウル豈我らの王となるべけんやと言しは誰ぞや其人を引き來れ我ら之をころさん
Хәлиқ әнди Самуилға: — Бизниң үстимизгә Саул падиша болмисун дәп ейтқанлар кимләр? Бу кишиләрни кәлтүрүп, уларни өлтүрәйли, деди.
13 サウルいひけるは今日ヱホバ救をイスラエルに施したまひたれば今日は人をころすべからず
Лекин Саул: — Бүгүн һеч ким өлтүрүлмисун. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға нусрәт бәрди, деди.
14 茲にサムエル民にいひけるはいざギルガルに往て彼處にて王國を新にせんと
Самуил хәлиққә: — Қени, Гилеадқа берип у йәрдә падишалиқни йеңибаштин тикләйли, дәп ейтти.
15 民みなギルガルにゆきて彼處にてヱホバのまへにサウルを王となし彼處にて酬恩祭をヱホバのまへに献げサウルとイスラエルの人々皆かしこにて大に祝へり
Шуни девиди, һәммә хәлиқ Гилеадқа берип Гилеадта Пәрвәрдигарниң алдида Саулни падиша қилди; улар у йәрдә Пәрвәрдигарниң алдида енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрди. Саул һәм шуниңдәк барлиқ Исраил шу йәрдә зор хошаллиққа чөмди.

< サムエル記Ⅰ 11 >