< Salmi 110 >
1 Oracolo del Signore al mio Signore: «Siedi alla mia destra, finché io ponga i tuoi nemici a sgabello dei tuoi piedi». Di Davide. Salmo.
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Оң йенимда олтарғин» — деди.
2 Lo scettro del tuo potere stende il Signore da Sion: «Domina in mezzo ai tuoi nemici.
Пәрвәрдигар қудритиңни көрситидиған шаһанә һасаңни Зиондин узитиду; Дүшмәнлириң арисида һөкүм сүргин!
3 A te il principato nel giorno della tua potenza tra santi splendori; dal seno dell'aurora, come rugiada, io ti ho generato».
Күчүңни көрситидиған күндә, Өз хәлқиң халис қурбанлиқ кәби пида болиду; Муқәддәс һәйвитиңдә, Шу яшлиқ дәвриңдикидәк, Саңа һазирму шәбнәмләр сәһәрниң балиятқусидин йеңи чиққандәк чүшиду;
4 Il Signore ha giurato e non si pente: «Tu sei sacerdote per sempre al modo di Melchisedek».
Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, Һәм буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән».
5 Il Signore è alla tua destra, annienterà i re nel giorno della sua ira.
Оң тәрипиңдә болған Рәб ғәзивини көрсәткән күндә падишаларни уруп парә-парә қиливетиду;
6 Giudicherà i popoli: in mezzo a cadaveri ne stritolerà la testa su vasta terra.
У әлләр арисида сотлайду; Җай-җайларни җәсәтләр билән толдуриду; Кәң зиминниң бешини яриду;
7 Lungo il cammino si disseta al torrente e solleva alta la testa.
У йолда ериқтин су ичиду; У шуңа кишиниң бешини йөлигүчи болиду.