< שיר השירים 6 >

אנה הלך דודך היפה בנשים אנה פנה דודך ונבקשנו עמך׃ 1
«Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду, Қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи? Сениң сөйүмлүгүң қәйәргә бурулуп кәтти? Биз сән билән биллә уни издәйли!»
דודי ירד לגנו לערוגות הבשם לרעות בגנים וללקט שושנים׃ 2
«Мениң сөйүмлүгүм өз беғиға чүшти, Тетитқу отяшлиқларға чүшти. Бағларда озуқлинишқа, Нилупәрләрни жиғишқа чүшти.
אני לדודי ודודי לי הרעה בשושנים׃ 3
Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Вә сөйүмлүгүм мениңкидур; У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду»
יפה את רעיתי כתרצה נאוה כירושלם אימה כנדגלות׃ 4
«Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл; Йерусалимдәк йеқимлиқ, Туғларни көтәргән бир қошундәк һәйвәтликтурсән;
הסבי עיניך מנגדי שהם הרהיבני שערך כעדר העזים שגלשו מן הגלעד׃ 5
Аһ, көзлириңни мәндин кәткүзгин! Чүнки улар мениң үстүмдин ғалип келиватиду; Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
שניך כעדר הרחלים שעלו מן הרחצה שכלם מתאימות ושכלה אין בהם׃ 6
Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк; Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардиндур; Улар арисида һеч бири кам әмәстур;
כפלח הרמון רקתך מבעד לצמתך׃ 7
Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
ששים המה מלכות ושמנים פילגשים ועלמות אין מספר׃ 8
Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар; Қизлар санақсиз;
אחת היא יונתי תמתי אחת היא לאמה ברה היא ליולדתה ראוה בנות ויאשרוה מלכות ופילגשים ויהללוה׃ 9
Бирақ мениң пахтиким, ғубарсизим болса бирдин-бирдур; Анисидин туғулғанлар ичидә тәңдашсиз болғучи, Өзини туққучиниң таллиғинидур. Қизлар уни көрүп, уни бәхитлик дәп аташти, Ханишлар вә кенизәкләрму көрүп уни махташти».
מי זאת הנשקפה כמו שחר יפה כלבנה ברה כחמה אימה כנדגלות׃ 10
«Таң сәһәр җаһанға қариғандәк, Айдәк гөзәл, айдиңдәк рошән, Иллиқ қуяштәк йоруқ, Туғларни көтәргән қошунлардәк һәйвәтлик болғучи кимдур?»
אל גנת אגוז ירדתי לראות באבי הנחל לראות הפרחה הגפן הנצו הרמנים׃ 11
«Меғизлар беғиға чүштүм, Җилғидики гүл-гияларни көрүшкә, Үзүм телиниң бихлиған-бихлимиғанлиғини көрүшкә, Анарларниң чечәклигән-чечәклимигәнлигини көрүшкә;
לא ידעתי נפשי שמתני מרכבות עמי נדיב׃ 12
Бирақ билә-билмәй, Җеним мени көтирип, Есил хәлқимниң җәң һарвулири үстигә қойған екән».
שובי שובי השולמית שובי שובי ונחזה בך מה תחזו בשולמית כמחלת המחנים׃ 13
«Қайтқин, қайтқин, и Шуламит — Қайтқин, қайтқин, бизниң саңа қариғумиз бардур!» «Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?» «“Икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!»

< שיר השירים 6 >