< תהילים 76 >

למנצח בנגינת מזמור לאסף שיר נודע ביהודה אלהים בישראל גדול שמו׃ 1
Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Йәһудада Худа тонулғандур; Униң нами Исраилда улуқдур.
ויהי בשלם סכו ומעונתו בציון׃ 2
Униң панаһий җайи Салемда, Зион теғида Униң макани бар.
שמה שבר רשפי קשת מגן וחרב ומלחמה סלה׃ 3
У йәрдә У отлуқ оқларни, Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. (Селаһ)
נאור אתה אדיר מהררי טרף׃ 4
Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән!
אשתוללו אבירי לב נמו שנתם ולא מצאו כל אנשי חיל ידיהם׃ 5
Батурлар буланди; Улар узун уйқиға кәтти; Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди.
מגערתך אלהי יעקב נרדם ורכב וסוס׃ 6
Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди.
אתה נורא אתה ומי יעמד לפניך מאז אפך׃ 7
Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун?
משמים השמעת דין ארץ יראה ושקטה׃ 8
Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. (Селаһ)
בקום למשפט אלהים להושיע כל ענוי ארץ סלה׃ 9
כי חמת אדם תודך שארית חמת תחגר׃ 10
Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду.
נדרו ושלמו ליהוה אלהיכם כל סביביו יובילו שי למורא׃ 11
Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун;
יבצר רוח נגידים נורא למלכי ארץ׃ 12
У әмирләрниңму роһини сундуриду; У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур.

< תהילים 76 >