< תהילים 64 >

למנצח מזמור לדוד שמע אלהים קולי בשיחי מפחד אויב תצר חיי׃ 1
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән! Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!
תסתירני מסוד מרעים מרגשת פעלי און׃ 2
Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин, Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.
אשר שננו כחרב לשונם דרכו חצם דבר מר׃ 3
Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди; Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн, Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди. Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.
לירות במסתרים תם פתאם ירהו ולא ייראו׃ 4
יחזקו למו דבר רע יספרו לטמון מוקשים אמרו מי יראה למו׃ 5
Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп, Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип, «Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
יחפשו עולת תמנו חפש מחפש וקרב איש ולב עמק׃ 6
Улар қәбиһликкә интилип: — «Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду; Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә [билип болмас] бир нәрсидур!
וירם אלהים חץ פתאום היו מכותם׃ 7
Лекин Худа уларға оқ атиду; Улар туюқсиз зәхимлиниду.
ויכשילוהו עלימו לשונם יתנדדו כל ראה בם׃ 8
Улар өз тили билән путлишиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду.
וייראו כל אדם ויגידו פעל אלהים ומעשהו השכילו׃ 9
Һәммә адәмни қорқунуч басиду; Улар Худаниң ишлирини баян қилиду, Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.
ישמח צדיק ביהוה וחסה בו ויתהללו כל ישרי לב׃ 10
Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп, Униңға тайиниду; Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду.

< תהילים 64 >