< תהילים 40 >

למנצח לדוד מזמור קוה קויתי יהוה ויט אלי וישמע שועתי׃ 1
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға тәлмүрүп, күттүм, күттүм; У маңа егилип пәрядимни аңлиди.
ויעלני מבור שאון מטיט היון ויקם על סלע רגלי כונן אשרי׃ 2
У мени һалакәт орикидин, Шундақла патқақ лайдин тартивалди, Путлиримни уюлташ үстигә турғузуп, Қәдәмлиримни мустәһкәм қилди.
ויתן בפי שיר חדש תהלה לאלהינו יראו רבים וייראו ויבטחו ביהוה׃ 3
У ағзимға йеңи нахша-мунаҗатни, Йәни Худайимизни мәдһийиләшләрни салди; Нурғун хәлиқ буни көрүп, қорқиду, Һәм Пәрвәрдигарға тайиниду.
אשרי הגבר אשר שם יהוה מבטחו ולא פנה אל רהבים ושטי כזב׃ 4
Тәкәббурлардин ярдәм издимәйдиған, Ялғанчилиққа езип кәтмәйдиған, Бәлки Пәрвәрдигарни өз таянчиси қилған киши бәхитликтур!
רבות עשית אתה יהוה אלהי נפלאתיך ומחשבתיך אלינו אין ערך אליך אגידה ואדברה עצמו מספר׃ 5
И Пәрвәрдигар Худайим, Сениң биз үчүн қилған карамәтлириң вә ой-нийәтлириңни барғансери көпәйтип, сан-санақсиз қилғансән, Кимму уларни бир-бирләп һесаплап Өзүңгә [рәхмәт қайтуруп] болалисун! Уларни сөзләп баштин-ахир баян қилай десәм, Уларни санап түгитиш мүмкин әмәс.
זבח ומנחה לא חפצת אזנים כרית לי עולה וחטאה לא שאלת׃ 6
Нә қурбанлиқ, нә аш һәдийәләр Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән маңа [сәзгүр] қулақларни ата қилдиң; Нә көйдүрмә қурбанлиқ, нә гуна қурбанлиғини тәләп қилмидиң;
אז אמרתי הנה באתי במגלת ספר כתוב עלי׃ 7
Шуңа җавап бәрдимки — «Мана мән кәлдим!» — дедим. Орам язма дәстурда мән тоғрилиқ пүтүлгән: —
לעשות רצונך אלהי חפצתי ותורתך בתוך מעי׃ 8
«Худайим, Сениң көңлүңдики ирадәң мениң хурсәнлигимдур; Сениң Тәврат қанунуң қәлбимгә пүтүклүктур».
בשרתי צדק בקהל רב הנה שפתי לא אכלא יהוה אתה ידעת׃ 9
Бүйүк җамаәт арисида туруп мән һәққанийлиқни җакалидим; Мана буларни өзүмдә қилчә елип қалғум йоқтур, И Пәрвәрдигар, Өзүң билисән.
צדקתך לא כסיתי בתוך לבי אמונתך ותשועתך אמרתי לא כחדתי חסדך ואמתך לקהל רב׃ 10
Һәққанийлиғиңни қәлбимдә йошуруп жүрмидим; Вападарлиғиңни вә ниҗатлиғиңни җакалидим; Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиңни бүйүк җамаәткә һеч йошурмастин баян қилдим.
אתה יהוה לא תכלא רחמיך ממני חסדך ואמתך תמיד יצרוני׃ 11
И Пәрвәрдигар, меһриванлиқлириңни мәндин айимиғайсән; Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиң һәрдайим мени сақлиғай!
כי אפפו עלי רעות עד אין מספר השיגוני עונתי ולא יכלתי לראות עצמו משערות ראשי ולבי עזבני׃ 12
Чүнки сансиз күлпәтләр мени оривалди; Қәбиһликлирим мени бесивелип, көрәлмәйдиған болдум; Улар бешимдики чечимдин көп, Җасаритим түгишип кәтти.
רצה יהוה להצילני יהוה לעזרתי חושה׃ 13
Мени қутқузушни тоғра тапқайсән, и Пәрвәрдигар! И Пәрвәрдигар, тез келип, маңа ярдәм қилғайсән!
יבשו ויחפרו יחד מבקשי נפשי לספותה יסגו אחור ויכלמו חפצי רעתי׃ 14
Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар бирақла йәргә қаритилип рәсва қилинсун; Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.
ישמו על עקב בשתם האמרים לי האח האח׃ 15
Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин алақзадә болуп кәтсун!
ישישו וישמחו בך כל מבקשיך יאמרו תמיד יגדל יהוה אהבי תשועתך׃ 16
Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай! Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Пәрвәрдигар улуқлансун» дейишкәй!
ואני עני ואביון אדני יחשב לי עזרתי ומפלטי אתה אלהי אל תאחר׃ 17
Мән езилгән һәм йоқсул болсамму, Бирақ Рәб йәнила мени яд етиду; Сән мениң Ярдәмчим, мениң азат қилғучим; И Худайим, кечикмәй кәлгәйсән!

< תהילים 40 >