< ויקרא 18 >

וידבר יהוה אל משה לאמר׃ 1
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
דבר אל בני ישראל ואמרת אלהם אני יהוה אלהיכם׃ 2
Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Мән болсам Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
כמעשה ארץ מצרים אשר ישבתם בה לא תעשו וכמעשה ארץ כנען אשר אני מביא אתכם שמה לא תעשו ובחקתיהם לא תלכו׃ 3
Силәр илгири турған Мисир зиминидикидәк ишларни қилмаңлар вә яки Мән силәрни елип баридиған Қанаан зиминидикидәк ишларни қилмаңлар; уларниң рәсим-адәтлиридә жүрмәңлар,
את משפטי תעשו ואת חקתי תשמרו ללכת בהם אני יהוה אלהיכם׃ 4
бәлки Мениң һөкүмлиримгә әмәл қилип, қанун бәлгүлимилиримни тутуп шу бойичә меңиңлар. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
ושמרתם את חקתי ואת משפטי אשר יעשה אתם האדם וחי בהם אני יהוה׃ 5
Силәр чоқум Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутушуңлар керәк; инсан уларға әмәл қилидиған болса уларниң сәвәвидин һаятта болиду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
איש איש אל כל שאר בשרו לא תקרבו לגלות ערוה אני יהוה׃ 6
— Һеч ким өзигә йеқин туққан болған аялға йеқинлиқ қилип әвритини ачмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.
ערות אביך וערות אמך לא תגלה אמך הוא לא תגלה ערותה׃ 7
Анаңниң әвритигә тәгмә, бу атаңниң әвритигә тәккиниң болиду; у сениң анаң болғачқа униң әвритигә тәгсәң болмайду.
ערות אשת אביך לא תגלה ערות אביך הוא׃ 8
Атаңниң аялиниң әвритигиму тәгмә, чүнки шундақ қилсаң атаңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
ערות אחותך בת אביך או בת אמך מולדת בית או מולדת חוץ לא תגלה ערותן׃ 9
Сән ача-сиңлиңниң, бир атидин болған яки бир анидин болған, яки шу өйдә туғулған яки башқа йәрдә туғулған болсун, униң әвритигә тәгмә.
ערות בת בנך או בת בתך לא תגלה ערותן כי ערותך הנה׃ 10
Сән өз оғлуңниң қизи вә яки қизиңниң қизиниң әвритигә тәгмә; чүнки уларниң әврити сән өзүңниң әвритидур.
ערות בת אשת אביך מולדת אביך אחותך הוא לא תגלה ערותה׃ 11
Сән атаңниң аялиниң қизиниң әвритигә тәгмә; у атаңдин туғулған, сениң ача-сиңлиң, шуңа униң әвритигә тәгмә.
ערות אחות אביך לא תגלה שאר אביך הוא׃ 12
Сән атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигиму тәгмә, чүнки у атаңниң биртуққинидур.
ערות אחות אמך לא תגלה כי שאר אמך הוא׃ 13
Сән анаңниң ача-сиңиллириниң әвритигиму тәгмә, чүнки у анаңниң биртуққинидур.
ערות אחי אביך לא תגלה אל אשתו לא תקרב דדתך הוא׃ 14
Атаңниң ака-инилириниң аялиниң әвритигә тәгмә; уларниң аяллириға йеқинлиқ қилма; чүнки улар сениң һаммаңдур.
ערות כלתך לא תגלה אשת בנך הוא לא תגלה ערותה׃ 15
Сән келиниңниң әвритигә тәгмә; у сениң оғлуңниң аяли болғачқа, униң әвритигә тәгсәң болмайду.
ערות אשת אחיך לא תגלה ערות אחיך הוא׃ 16
Сән ака-инилириңниң аялиниң әвритигә тәгмә; чүнки бу өз ака-инилириңниң әвритигә тәккәндәк болиду.
ערות אשה ובתה לא תגלה את בת בנה ואת בת בתה לא תקח לגלות ערותה שארה הנה זמה הוא׃ 17
Сән бир аялға вә шуниң билән биргә униң қизиниң әвритигә тәгмә; шундақла униң оғлиниң қизи вә қизиниң қизиниму [хотунлуққа елип] әвритигә тәгмә. Улар бир-биригә йеқин туққан болғачқа, мундақ иш пәсәндиликтур.
ואשה אל אחתה לא תקח לצרר לגלות ערותה עליה בחייה׃ 18
Сән аялиң һаят вақтида, униң ача-сиңлисини хотунлуққа елип әвритигә тәгмә. Ундақ қилсаң хотунуңға күндәшлик азавини кәлтүрисән.
ואל אשה בנדת טמאתה לא תקרב לגלות ערותה׃ 19
Сән бир аялниң адәт көрүп напак турған вақтида йеқинлиқ қилип әвритигә тәгмә.
ואל אשת עמיתך לא תתן שכבתך לזרע לטמאה בה׃ 20
Сән өз хошнаңниң аяли билән зина қилип өзүңни униң билән напак қилма.
ומזרעך לא תתן להעביר למלך ולא תחלל את שם אלהיך אני יהוה׃ 21
Сән өз нәслиңдин һеч бирини Моләк мәбудиға атап оттин өткүзсәң қәтъий болмайду. Әгәр шундақ қилсаң Худайиңниң намини напак қилған болисән. Мән Өзүм Пәрвәрдигардурмән.
ואת זכר לא תשכב משכבי אשה תועבה הוא׃ 22
Сән аяллар билән биргә болғандәк әр киши билән биргә болма. Бу иш жиркиничликтур.
ובכל בהמה לא תתן שכבתך לטמאה בה ואשה לא תעמד לפני בהמה לרבעה תבל הוא׃ 23
Сән һеч һайван билән мунасивәт қилип өзүңни напак қилма; шуниңдәк аял кишиму мунасивәт қилдуруш үчүн бир һайванниң алдиға бармисун. Бу иш ипласлиқтур.
אל תטמאו בכל אלה כי בכל אלה נטמאו הגוים אשר אני משלח מפניכם׃ 24
Силәр бу ишларни қилип өзүңларни напак қилмаңлар, чүнки мән силәрниң алдиңлардин чиқириватқан таипиләр болса шундақ ишларни қилип өзлирини напак қилған
ותטמא הארץ ואפקד עונה עליה ותקא הארץ את ישביה׃ 25
вә зиминиму напак болғандур. Буниң үчүн Мән у зиминниң қәбиһлигини өз бешиға чүшүримән, шуниңдәк у зиминму өзидә туруватқанларни қусуп чиқириветиду.
ושמרתם אתם את חקתי ואת משפטי ולא תעשו מכל התועבת האלה האזרח והגר הגר בתוככם׃ 26
Лекин силәр болсаңлар Мениң бәлгүлимилирим билән һөкүмлиримни тутуңлар; силәрдин һеч ким, мәйли йәрлик яки араңларда туруватқан яқа жутлуқ болсун бу жиркиничлик ишлардин һеч бирини қилмисун
כי את כל התועבת האל עשו אנשי הארץ אשר לפניכם ותטמא הארץ׃ 27
(чүнки бу барлиқ жиркиничлик ишларни силәрдин илгири шу зиминда турған хәлиқ қилип кәлгәчкә, зиминниң өзи напак болуп қалди).
ולא תקיא הארץ אתכם בטמאכם אתה כאשר קאה את הגוי אשר לפניכם׃ 28
Шундақ қилип зиминни напак қилсаңлар, зимин өзи силәрдин илгири өзидә турған әлләрни қусуп чиқарғандәк, силәрниму қусуп чиқириветиду.
כי כל אשר יעשה מכל התועבות האלה ונכרתו הנפשות העשת מקרב עמם׃ 29
Чүнки бу жиркиничлик ишларниң һәр қандиқини қилғучи, — мундақ қилмишларни қилған һәр қандақ киши өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
ושמרתם את משמרתי לבלתי עשות מחקות התועבת אשר נעשו לפניכם ולא תטמאו בהם אני יהוה אלהיכם׃ 30
Силәр Мән силәргә тапилиғинимға әмәл қилишиңлар зөрүрдур; — демәк, силәр өзүңлардин илгири өткәнләр тутқан шу жиркиничлик рәсим-қаидиләрни тутуп, өзүңларни напак қилмаслиғиңлар керәк. Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.

< ויקרא 18 >