< יהושע 15 >
ויהי הגורל למטה בני יהודה למשפחתם אל גבול אדום מדבר צן נגבה מקצה תימן׃ | 1 |
Йәһудалар қәбилисиниң мираси болса җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип еришкән зимин болуп, җәнубий тәрәпниң учи Едомниң чегарисиға вә Зин чөлигә туташти;
ויהי להם גבול נגב מקצה ים המלח מן הלשן הפנה נגבה׃ | 2 |
җәнубий чегариси «Шор деңизи»ниң айиғидин, йәни җәнубий тәрәпкә чоқчийип чиққан қолтуқтин башлинип,
ויצא אל מנגב למעלה עקרבים ועבר צנה ועלה מנגב לקדש ברנע ועבר חצרון ועלה אדרה ונסב הקרקעה׃ | 3 |
«Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин өтүп, Зинға туташти; андин Қадәш-Барнеаниң җәнубини яқилап Һәзронға өтүп, Аддарға берип, Каркааһқа бурулуп,
ועבר עצמונה ויצא נחל מצרים והיה תצאות הגבול ימה זה יהיה לכם גבול נגב׃ | 4 |
Азмонға өтүп Мисир еқини билән чиқип, учи деңизға тақишатти. Бу уларниң җәнубий чегариси еди.
וגבול קדמה ים המלח עד קצה הירדן וגבול לפאת צפונה מלשון הים מקצה הירדן׃ | 5 |
Шәрқий чегариси болса Шор деңизидин Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизиғичә еди; шималий чегариси болса деңизниң Иордан дәриясиниң деңизға қуюлидиған еғизидин башлинип,
ועלה הגבול בית חגלה ועבר מצפון לבית הערבה ועלה הגבול אבן בהן בן ראובן׃ | 6 |
андин Бәйт-Һоглаһға берип, Бәйт-Арабаһниң шималидин өтүп, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиниң қешиғичә еди;
ועלה הגבול דברה מעמק עכור וצפונה פנה אל הגלגל אשר נכח למעלה אדמים אשר מנגב לנחל ועבר הגבול אל מי עין שמש והיו תצאתיו אל עין רגל׃ | 7 |
андин чегара Ақор җилғисидин Дәбиргә қарап өтүп, у йәрдин шимал тәрипигә бурулуп, җилғиниң җәнуп тәрипидики Адуммимға чиқидиған даванниң удулидики Гилгалға йетип берип, андин Ән-Шәмәш сулиридин өтүп, Ән-Рогәл булиқиға тутишатти;
ועלה הגבול גי בן הנם אל כתף היבוסי מנגב היא ירושלם ועלה הגבול אל ראש ההר אשר על פני גי הנם ימה אשר בקצה עמק רפאים צפנה׃ | 8 |
у йәрдин «Бән-Һинномниң җилғиси»ға чиқип, Йәбусийлар егизлигидин, йәни Йерусалимниң җәнуп тәрипидики давандин өтүп, андин Һинном җилғисиниң алдиға, йәни ғәрип тәрәпкә, Рәфайийларниң җилғисиниң шималий бешидики тағниң чоққисиға чиқти;
ותאר הגבול מראש ההר אל מעין מי נפתוח ויצא אל ערי הר עפרון ותאר הגבול בעלה היא קרית יערים׃ | 9 |
чегара бу тағниң чоққисидин Нәфтоаһ сүйиниң булиқиға берип, андин Әфрон теғидики шәһәрлириниң йени билән чиқип, у йәрдин Баалаһ (йәни Кириат-Йеарим)ға йетип берип,
ונסב הגבול מבעלה ימה אל הר שעיר ועבר אל כתף הר יערים מצפונה היא כסלון וירד בית שמש ועבר תמנה׃ | 10 |
андин Баалаһтин өтүп, ғәрип тәрипигә қайрилип Сеир теғиға берип, Йеарим теғи (йәни Кесалон)ниң шималий бағридин өтүп, Бәйт-Шәмәшкә чүшүп, Тимнаһтин өтти;
ויצא הגבול אל כתף עקרון צפונה ותאר הגבול שכרונה ועבר הר הבעלה ויצא יבנאל והיו תצאות הגבול ימה׃ | 11 |
андин шималға қарап Әкронниң давини билән чиқип Шикронға өтүп, Баалаһ теғиниң йениға тутишип, Ябнәәлгә йетип, андин учи деңизға тақашқан еди.
וגבול ים הימה הגדול וגבול זה גבול בני יהודה סביב למשפחתם׃ | 12 |
Ғәрип тәрипидики чегариси болса деңиз бойлири еди. Йәһудаларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға тохтитилған төрт тәрипидики чегара мана шу еди.
ולכלב בן יפנה נתן חלק בתוך בני יהודה אל פי יהוה ליהושע את קרית ארבע אבי הענק היא חברון׃ | 13 |
Йәфуннәһниң оғли Каләбгә болса, Пәрвәрдигарниң Йәшуаға бәргән әмри бойичә, униңға Йәһудаларниң арисида бир үлүш, йәни Анакниң атиси Арбаниң шәһири болған Һеброн ата қилинди.
וירש משם כלב את שלושה בני הענק את ששי ואת אחימן ואת תלמי ילידי הענק׃ | 14 |
Каләб шу йәрдин Шешай, Аһиман вә Талмай дегән үч Анакийни қоғливәтти; улар үчи Анакниң әвлади еди.
ויעל משם אל ישבי דבר ושם דבר לפנים קרית ספר׃ | 15 |
Андин шу йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбирниң нами Кириат-Сәфәр еди).
ויאמר כלב אשר יכה את קרית ספר ולכדה ונתתי לו את עכסה בתי לאשה׃ | 16 |
Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
וילכדה עתניאל בן קנז אחי כלב ויתן לו את עכסה בתו לאשה׃ | 17 |
Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди.
ויהי בבואה ותסיתהו לשאול מאת אביה שדה ותצנח מעל החמור ויאמר לה כלב מה לך׃ | 18 |
Шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди.
ותאמר תנה לי ברכה כי ארץ הנגב נתתני ונתתה לי גלת מים ויתן לה את גלת עליות ואת גלת תחתיות׃ | 19 |
У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин [қағҗирақ] йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, — деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди.
זאת נחלת מטה בני יהודה למשפחתם׃ | 20 |
Төвәндикиләр Йәһуда қәбилисигә уларниң җәмәт-аилилири бойичә тәккән мирас үлүшләрдур: —
ויהיו הערים מקצה למטה בני יהודה אל גבול אדום בנגבה קבצאל ועדר ויגור׃ | 21 |
Йәһуда қәбилисиниң әң җәнубиға җайлашқан, Едом чегариси тәрәптики шәһәрләр: — Кабзәәл, Едәр, Ягур,
וחצור חדתה וקריות חצרון היא חצור׃ | 25 |
Һазор-һадаттаһ, Кериот-Һәзрон (йәни Һазор),
וחצר גדה וחשמון ובית פלט׃ | 27 |
Һазар-Гаддаһ, Һәшмон, Бәйт-Пәләт,
וחצר שועל ובאר שבע ובזיותיה׃ | 28 |
Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба, Бизиотия,
Зиклаг, Мадманнаһ, Сансаннаһ,
ולבאות ושלחים ועין ורמון כל ערים עשרים ותשע וחצריהן׃ | 32 |
Либаот, Шилһим, Айин вә Риммон қатарлиқлар җәмий жигирмә тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
בשפלה אשתאול וצרעה ואשנה׃ | 33 |
Шәфәлаһ ойманлиғидики шәһәрләр болса Әштаол, Зореаһ, Ашнаһ,
וזנוח ועין גנים תפוח והעינם׃ | 34 |
Заноаһ, Ән-Ганним, Таппуаһ, Әнам,
ירמות ועדלם שוכה ועזקה׃ | 35 |
Ярмут, Адуллам, Сокоһ, Азикаһ,
ושערים ועדיתים והגדרה וגדרתים ערים ארבע עשרה וחצריהן׃ | 36 |
Шаарайим, Адитаим, Гәдәраһ вә Гәдәротаим болуп, җәмий он төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Булардин башқа йәнә Зинан, Һадашаһ, Мигдал-Гад,
וגדרות בית דגון ונעמה ומקדה ערים שש עשרה וחצריהן׃ | 41 |
Гәдәрот, Бәйт-Дагон, Наамаһ вә Маккәдаһ болуп, җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Буниңдин башқа йәнә Либнаһ, Етәр, Ашан,
וקעילה ואכזיב ומראשה ערים תשע וחצריהן׃ | 44 |
Кеилаһ, Ақзиб вә Марәшаһ болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә йәнә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди;
йәнә Әкрон билән униңға қарашлиқ йеза-кәнтләр,
מעקרון וימה כל אשר על יד אשדוד וחצריהן׃ | 46 |
шундақла Әкронниң ғәрип тәрипидин тартип Ашдодниң йенидики һәммә шәһәрләр билән уларниң кәнт-қишлақлири қошулуп,
אשדוד בנותיה וחצריה עזה בנותיה וחצריה עד נחל מצרים והים הגבול וגבול׃ | 47 |
Ашдод вә униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар, Газа шәһири вә шундақла Мисир еқиниғичә вә Улуқ Деңизниң қирғиқиғичә, униңға қарашлиқ йезилар вә кәнт-қишлақлар бар еди.
ובהר שמיר ויתיר ושוכה׃ | 48 |
Тағлиқ райондики шәһәрләр: — Шамир, Яттир, Сокоһ,
ודנה וקרית סנה היא דבר׃ | 49 |
Даннаһ, Кириат-Саннаһ (йәни Дәбир),
וגשן וחלן וגלה ערים אחת עשרה וחצריהן׃ | 51 |
Гошән, Һолон вә Гилоһ болуп, җәмий он бир шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
Буниңдин башқа йәнә Араб, Думаһ, Ешан,
וינים ובית תפוח ואפקה׃ | 53 |
Яним, Бәйт-Таппуаһ, Афикаһ,
וחמטה וקרית ארבע היא חברון וציער ערים תשע וחצריהן׃ | 54 |
Һумтаһ, Кириат-Арба (йәни Һеброн) вә Зиор болуп, җәмий тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Буниңдин башқа йәнә Маон, Кармәл, Зиф, Юттаһ,
Йизрәәл, Йокдеам, Заноаһ,
הקין גבעה ותמנה ערים עשר וחצריהן׃ | 57 |
Кайин, Гибеаһ вә Тимнаһ болуп, җәмий он шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
Буниңдин башқа йәнә Һалһул, Бәйт-Зур, Гәдор,
ומערת ובית ענות ואלתקן ערים שש וחצריהן׃ | 59 |
Маарат, Бәйт-Анот вә Әлтәкон болуп, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
קרית בעל היא קרית יערים והרבה ערים שתים וחצריהן׃ | 60 |
Буниңдин башқа йәнә Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим) вә Раббаһ дегән икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар бар еди.
במדבר בית הערבה מדין וסככה׃ | 61 |
Чөлдики шәһәрләр болса: — Бәйт-Арабаһ, Миддин, Сәкакаһ,
והנבשן ועיר המלח ועין גדי ערים שש וחצריהן׃ | 62 |
Нибшан, «Шор Шәһири» вә Ән-Гәди, җәмий алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
ואת היבוסי יושבי ירושלם לא יוכלו בני יהודה להורישם וישב היבוסי את בני יהודה בירושלם עד היום הזה׃ | 63 |
Лекин Йерусалимда олтирақлиқ Йәбусийларни болса Йәһудалар қоғливетәлмигән; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Йәһудалар билән Йерусалимда биллә турмақта.