< יהושע 13 >

ויהושע זקן בא בימים ויאמר יהוה אליו אתה זקנתה באת בימים והארץ נשארה הרבה מאד לרשתה׃ 1
Амма Йәшуа яшинип, йеши хелә бир йәргә берип қалған еди. Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән әнди қерип қалдиң, йешиңму чоңийип қалди, лекин йәнә егилиниши керәк болған нурғун зимин бар.
זאת הארץ הנשארת כל גלילות הפלשתים וכל הגשורי׃ 2
Бу зиминлар болса мунулар: — Филистийләрниң вә Гәшурийларниң барлиқ жутлири,
מן השיחור אשר על פני מצרים ועד גבול עקרון צפונה לכנעני תחשב חמשת סרני פלשתים העזתי והאשדודי האשקלוני הגתי והעקרוני והעוים׃ 3
йәни Мисирниң шәриқ тәрипидики Шиһор дәриясидин тартип, шимал тәрипидики Әкрон шәһириниң чегаралириғичә созулған йәрләр (шу жут Ⱪананийларниң зимини һесаплинатти), җүмлидин Газа, Ашдод, Ашкелон, Гат вә Әкрондики бәш Филистий әмир башқуридиған жутлар билән Аввийларниң җәнуп тәрәптики жутлири; Зидонийларға тәвә болған Мәараһдин тартип Афәк билән Аморийларниң чегарасиғичә болған Ⱪананийларниң барлиқ зимини;
מתימן כל ארץ הכנעני ומערה אשר לצידנים עד אפקה עד גבול האמרי׃ 4
והארץ הגבלי וכל הלבנון מזרח השמש מבעל גד תחת הר חרמון עד לבוא חמת׃ 5
Гәбалийларниң зимини вә барлиқ Ливан зимини, йәни күн чиқиш тәрәптики Һәрмон теғиниң етигидики Баал-гадтин тартип, Хамат райониға кириш еғизиғичә болған зиминлар;
כל ישבי ההר מן הלבנון עד משרפת מים כל צידנים אנכי אורישם מפני בני ישראל רק הפלה לישראל בנחלה כאשר צויתיך׃ 6
Ливандин тартип Мисрәпот-Майимғичә созулған тағлиқта барлиқ олтуруватқанларниң, йәни Зидонийларниң зимини қатарлиқлардин ибарәттур. Бу зиминдики хәлиқниң һәммисини Мән Исраил алдидин қоғливетимән. Шуңа сән чоқум Мениң саңа буйруғиним бойичә буни чәк ташлап Исраиллиқларға мирас қилип тәқсим қилип беришиң керәк.
ועתה חלק את הארץ הזאת בנחלה לתשעת השבטים וחצי השבט המנשה׃ 7
Сән әнди бу зиминларни тоққуз қәбилә билән Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бөлгин».
עמו הראובני והגדי לקחו נחלתם אשר נתן להם משה בעבר הירדן מזרחה כאשר נתן להם משה עבד יהוה׃ 8
Рубәнләр билән Гадлар болса, [Манассәһниң йерим қәбилиси] билән бирликтә Иордан дәриясиниң у қети, йәни шәриқ тәрипидә Мусаниң уларға бәргән мирасиға егә болди; буни Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән еди: —
מערוער אשר על שפת נחל ארנון והעיר אשר בתוך הנחל וכל המישר מידבא עד דיבון׃ 9
Уларниң зиминлири Арнон җилғисиниң бойидики Ароәрдин тартип, җүмлидин җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Дибонғичә созулған Мәдәба түзләңлиги,
וכל ערי סיחון מלך האמרי אשר מלך בחשבון עד גבול בני עמון׃ 10
Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси Сиһонниң Аммонийларниң чегарисиғичә болған һәммә шәһәрлири;
והגלעד וגבול הגשורי והמעכתי וכל הר חרמון וכל הבשן עד סלכה׃ 11
Гилеад билән Гәшурийлар вә Маакатийларниң чәт жутлири, Һәрмон теғиниң һәммиси вә Салкаһғичә созулған барлиқ Башан зимини;
כל ממלכות עוג בבשן אשר מלך בעשתרות ובאדרעי הוא נשאר מיתר הרפאים ויכם משה וירשם׃ 12
[гигантлар болған] Рәфайийларниң қалдуқ нәслидин болған Аштарот билән Әдрәйдә сәлтәнәт қилған Огниң Башандики пүткүл падишалиқ зиминидин ибарәт еди; мошу зиминдикиләрни Муса мәғлуп қилип, зиминлириға егә болди.
ולא הורישו בני ישראל את הגשורי ואת המעכתי וישב גשור ומעכת בקרב ישראל עד היום הזה׃ 13
Лекин Исраиллар Гәшурийлар билән Маакатийларни өз жутлиридин қоғливәтмиди; шуңа Гәшурийлар билән Маакатийлар бүгүнгичә Исраил арисида турмақта.
רק לשבט הלוי לא נתן נחלה אשי יהוה אלהי ישראל הוא נחלתו כאשר דבר לו׃ 14
Лекин [Муса] Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни бәрмигән; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқлар уларниң мирасидур.
ויתן משה למטה בני ראובן למשפחתם׃ 15
Муса Рубәнләр қәбилисигә, җәмәт-аилилири бойичә жутларни мирас қилип бәрди.
ויהי להם הגבול מערוער אשר על שפת נחל ארנון והעיר אשר בתוך הנחל וכל המישר על מידבא׃ 16
Уларниң зимини болса Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип, җилғиниң оттурисидики шәһәр вә Мәдәбаниң йенидики пүткүл түзләңлик,
חשבון וכל עריה אשר במישר דיבון ובמות בעל ובית בעל מעון׃ 17
Һәшбон вә униңға қарашлиқ түзләңликтики һәммә шәһәрләр, Дибон, Бамот-Баал, Бәйт-Баал-Меон,
ויהצה וקדמת ומפעת׃ 18
Яһаз, Кәдәмот, Мәфаат,
וקריתים ושבמה וצרת השחר בהר העמק׃ 19
Кириатайим, Сибмаһ, вә «Җилға теғи»дики Зәрәт-Шаһар,
ובית פעור ואשדות הפסגה ובית הישמות׃ 20
Бәйт-Пеор, Писгаһ теғидики даванлар, Бәйт-Йәшимот,
וכל ערי המישר וכל ממלכות סיחון מלך האמרי אשר מלך בחשבון אשר הכה משה אתו ואת נשיאי מדין את אוי ואת רקם ואת צור ואת חור ואת רבע נסיכי סיחון ישבי הארץ׃ 21
түзләңликтики барлиқ шәһәрләр вә Һәшбонда сәлтәнәт қилған, Аморийларниң падишаси болған Сиһонниң пүткүл сәлтәнитиниң зиминини өз ичигә алди. Бу падиша вә униң билән шу жутта олтиришлиқ, [Сиһонға] беқинған сәрдарлар Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба қатарлиқ Мидиян әмирлири болса Муса тәрипидин өлтүрүлгән еди.
ואת בלעם בן בעור הקוסם הרגו בני ישראל בחרב אל חלליהם׃ 22
Шу вақитта Исраиллар өлтүргәнләр ичидә Беорниң оғли палчи Балаамму бар еди; униму улар қиличлап өлтүргән еди.
ויהי גבול בני ראובן הירדן וגבול זאת נחלת בני ראובן למשפחתם הערים וחצריהן׃ 23
Рубәнләрниң зимининиң чегараси Иордан дәриясиниң өзи еди. Рубәнләрниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
ויתן משה למטה גד לבני גד למשפחתם׃ 24
Муса йәнә Гад қәбилисигә, йәни Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға мирас бөлуп бәргән еди.
ויהי להם הגבול יעזר וכל ערי הגלעד וחצי ארץ בני עמון עד ערוער אשר על פני רבה׃ 25
Уларниң зиминлири болса Яазәр билән Гилеадниң барлиқ шәһәрлири, Аммонийларниң зимининиң йерими таки Раббаһ алдидики Ароәргичә,
ומחשבון עד רמת המצפה ובטנים וממחנים עד גבול לדבר׃ 26
Һәшбондин тартип Рамат-Мизпәһ вә Бәтонимғичә, Маһанайимдин тартип Дәбирниң чегарисиғичә,
ובעמק בית הרם ובית נמרה וסכות וצפון יתר ממלכות סיחון מלך חשבון הירדן וגבל עד קצה ים כנרת עבר הירדן מזרחה׃ 27
җилғиға җайлашқан Бәйт-Һарам, Бәйт-Нимраһ, Суккот вә Зафонлар, Һәшбонниң падишаси Сиһонниң сәлтәнитиниң Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики қалған қисми, дәрияни яқилап Киннәрәт Деңизиниң у бешиғичә еди.
זאת נחלת בני גד למשפחתם הערים וחצריהם׃ 28
Гадларниң җәмәт-аилилири бойичә уларға бөлүнгән мираси мана бу шәһәрләр билән кәнт-қишлақлири еди.
ויתן משה לחצי שבט מנשה ויהי לחצי מטה בני מנשה למשפחותם׃ 29
Муса Манассәһниң йерим қәбилисигиму мирас бәргән еди; Манассәһниң йерим қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә бу мирас бөлуп берилгән еди: —
ויהי גבולם ממחנים כל הבשן כל ממלכות עוג מלך הבשן וכל חות יאיר אשר בבשן ששים עיר׃ 30
зиминлири Маһанайимдин тартип, пүткүл Башан зимини, Башанниң падишаси Огниң пүткүл сәлтәнитиниң зимини вә Яирниң барлиқ йеза-кәнтлири (бу йеза-кәнтләр Башанниң өзигә җайлашқан болуп, җәмий атмиш еди),
וחצי הגלעד ועשתרות ואדרעי ערי ממלכות עוג בבשן לבני מכיר בן מנשה לחצי בני מכיר למשפחותם׃ 31
Гилеадниң йерими билән Башан падишаси Огниң сәлтәнитидики Аштарот вә Әдрәй шәһәрлири Манассәһниң оғли Макирниң әвладиға тәвә қилинған болуп, Макирларниң йерим қисмиға җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип бөлуп берилгән еди.
אלה אשר נחל משה בערבות מואב מעבר לירדן יריחו מזרחה׃ 32
Муса Иордан дәриясиниң шәриқ қетида, Йерихониң удулида, Моабниң түзләңликлиридә болған вақтида бөлүп бәргән мираслар мана бу зиминлар еди.
ולשבט הלוי לא נתן משה נחלה יהוה אלהי ישראל הוא נחלתם כאשר דבר להם׃ 33
Лекин Муса Лавий қәбилисигә һеч мирас зиминни тәқдим қилмиди; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларға ейтқинидәк, У Өзи уларниң мирасидур.

< יהושע 13 >