< איוב 15 >
ויען אליפז התימני ויאמר׃ | 1 |
Теманлиқ Елифаз буниңға җававән мундақ деди: —
החכם יענה דעת רוח וימלא קדים בטנו׃ | 2 |
Данишмән кишиниң қуруқ шамалдәк сәпсәтә билән җавап бериши тоғриму? [Данишмән] қосиғини иссиқ мәшриқ шамили билән тойғузса боламду?
הוכח בדבר לא יסכון ומלים לא יועיל בם׃ | 3 |
Пайдисиз сөзләр билән, Тайини йоқ гәпләр билән муназирилишиши мувапиқму?
אף אתה תפר יראה ותגרע שיחה לפני אל׃ | 4 |
Бәрһәқ, сән иман-ихласни йоқ қиливәтмәкчисән, Худаниң алдида дуа-истиқамәткә тосалғу болисән.
כי יאלף עונך פיך ותבחר לשון ערומים׃ | 5 |
Чүнки қәбиһлигиң ағзиңға сөз салиду, Сән мәккарларниң тилини таллап қоллинисән.
ירשיעך פיך ולא אני ושפתיך יענו בך׃ | 6 |
Мән әмәс, бәлки өз ағзиң өзүңниң гунайиңни бекитиду, Өз ләвлириң саңа қарши гувалиқ бериду.
הראישון אדם תולד ולפני גבעות חוללת׃ | 7 |
Сән инсанлар ичидә тунҗа болуп туғулғанму? Сән тағ-даванлардин авал апиридә болғанму?
הבסוד אלוה תשמע ותגרע אליך חכמה׃ | 8 |
Тәңриниң мәхпий кеңишини аңлап кәлгәнмусән? Даналиқ сән биләнла чәклинәмду?
מה ידעת ולא נדע תבין ולא עמנו הוא׃ | 9 |
Сән билгәнләрни бизниң билмәйдиғанлиримиз барму? Сән чүшәнгәнни бизниң чүшәнмәйдиғинимиз барму?
גם שב גם ישיש בנו כביר מאביך ימים׃ | 10 |
Ақсақаллар һәм қерилар бизниң тәрипимиздә туриду, Улар сениң атаңдинму яшта чоңдур.
המעט ממך תנחמות אל ודבר לאט עמך׃ | 11 |
Тәңриниң тәсәллилири, Йәни саңа мулайимлиқ билән ейтқан мошу сөз сән үчүн азлиқ қиламду?
מה יקחך לבך ומה ירזמון עיניך׃ | 12 |
Немишкә көңүлниң кәйнигә кирип кетисән? Көзүңни немигә пақиритисән?
כי תשיב אל אל רוחך והצאת מפיך מלין׃ | 13 |
Шундақ қилип сән роһуңни Тәңригә қарши турғуздуң, Еғизиңдин шундақ сөзләрниң чиқишиға йол қоюватисән!
מה אנוש כי יזכה וכי יצדק ילוד אשה׃ | 14 |
Инсан немә еди? Өз-өзини паклалиғидәк? Анидин туғулған адәм балиси немә еди? Һәққаний болалиғидәк?
הן בקדשו לא יאמין ושמים לא זכו בעיניו׃ | 15 |
Қара, [Худа] Өз муқәддәслиригиму ишәнмигән йәрдә, Асманларму униң нәзиридә пак болмиған йәрдә,
אף כי נתעב ונאלח איש שתה כמים עולה׃ | 16 |
Жиркинчлик болған, сесип кәткән, Қәбиһликни су ичкәндәк ичидиған инсан балиси зади қандақ болар?
אחוך שמע לי וזה חזיתי ואספרה׃ | 17 |
Мән саңа көрситәй, маңа қулақ сал; Көзүм көргәнни баян қилмақчимән.
אשר חכמים יגידו ולא כחדו מאבותם׃ | 18 |
Данишмәнләр ата-бовилиридин буларни аңлиған, Йошурмай буларни баян қилған: —
להם לבדם נתנה הארץ ולא עבר זר בתוכם׃ | 19 |
(Пәқәт шуларғила, [йәни ата-бовилириғила] йәр-зимин тапшурулған еди, Уларниң арисидин ят адәм өтүшкә петиналмайтти)
כל ימי רשע הוא מתחולל ומספר שנים נצפנו לעריץ׃ | 20 |
— Рәзил адәм барлиқ күнлиридә азаплиниду, Залим кишигә жиллар санақлиқла бекитилгәндур.
קול פחדים באזניו בשלום שודד יבואנו׃ | 21 |
Униң қулиқиға вәһимиләрниң авази кириду, Баяшатлиғида булаңчи униң устигә бесип чүшиду.
לא יאמין שוב מני חשך וצפו הוא אלי חרב׃ | 22 |
Қараңғулуқтин қутулушқа униң көзи йәтмәйду, У қилич билән чепилишқа сақланғандур.
נדד הוא ללחם איה ידע כי נכון בידו יום חשך׃ | 23 |
У аш издәп: «Зади нәдин тепилар?» дәп йолда тенәп жүриду, У зулмәт күниниң униңға йеқинлашқанлиғини билиду.
יבעתהו צר ומצוקה תתקפהו כמלך עתיד לכידור׃ | 24 |
Дәрд-әләм һәм азап униңға вәһимә қилиду, Һуҗумға тәйяр болған падишадәк униң үстидин ғәлибә қилиду.
כי נטה אל אל ידו ואל שדי יתגבר׃ | 25 |
Чүнки у Тәңригә қарши қолини көтәргән, Һәммигә қадирға күч көрсәтмәкчи болған,
ירוץ אליו בצואר בעבי גבי מגניו׃ | 26 |
Шуңа у бойнини қаттиқ қилип, Көп қәвәтлик қалқанни көтирип униңға қарап етилиду.
כי כסה פניו בחלבו ויעש פימה עלי כסל׃ | 27 |
Йүзини яғ басқан болсиму, Беқинлири сәмрәп кәткән болсиму,
וישכון ערים נכחדות בתים לא ישבו למו אשר התעתדו לגלים׃ | 28 |
У харабә шәһәрләрдә, Адәм қонғуси кәлмәйдиған, Кесәк дүвилири болушқа бекитилгән өйләрдә яшайду;
לא יעשר ולא יקום חילו ולא יטה לארץ מנלם׃ | 29 |
У һеч бейимайду, Униң мал-мүлки болса үзүлүп қалиду, Униң тәәллуқатлири зимин үстидә кеңәймәйду.
לא יסור מני חשך ינקתו תיבש שלהבת ויסור ברוח פיו׃ | 30 |
У қараңғулуқтин қечип қутулалмайду, Ялқун униң шахлирини көйдүрүп қурутиду, [Худаниң] бир нәпәси билән у [дуниядин] кетиду.
אל יאמן בשו נתעה כי שוא תהיה תמורתו׃ | 31 |
У сахтилиққа таянмисун! У алдинип кәткән, шуңа сахтилиқниң өзи униң инъами болиду;
בלא יומו תמלא וכפתו לא רעננה׃ | 32 |
Униң күни техи тошмай турупла, Униң шехи техи көкирип болмайла, бу ишлар әмәлгә ашурулиду.
יחמס כגפן בסרו וישלך כזית נצתו׃ | 33 |
Үзүм тели силкинип, тоң үзүмләр чүшүрүветилгәндәк, Зәйтун дәриғиниң чечиги ечилипла төкүлүп кәткәндәк болиду.
כי עדת חנף גלמוד ואש אכלה אהלי שחד׃ | 34 |
Чүнки ипласларниң җәмәти туғмас болиду, От пара йегәнләрниң чедирлирини көйдүриветиду.
הרה עמל וילד און ובטנם תכין מרמה׃ | 35 |
[Бирақ] улар [һәрдайим] яманлиқни ойлап, қәбиһлик туғдуриду, Көңлидә һаман һейлә-микир тәйярлайду.