< ירמיה 28 >
ויהי בשנה ההיא בראשית ממלכת צדקיה מלך יהודה בשנת הרבעית בחדש החמישי אמר אלי חנניה בן עזור הנביא אשר מגבעון בבית יהוה לעיני הכהנים וכל העם לאמר׃ | 1 |
Шу жилда, Йәһуда падишаси Зәкәрия тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилдә, йәни төртинчи жили, бәшинчи айда, Аззурниң оғли, Гибеон шәһиридики Һанания пәйғәмбәр, каһинлар вә барлиқ халайиқ алдида Пәрвәрдигарниң өйидә маңа: —
כה אמר יהוה צבאות אלהי ישראל לאמר שברתי את על מלך בבל׃ | 2 |
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим!
בעוד שנתים ימים אני משיב אל המקום הזה את כל כלי בית יהוה אשר לקח נבוכדנאצר מלך בבל מן המקום הזה ויביאם בבל׃ | 3 |
Бабил падишаси Небоқаднәсар мошу йәрдин епкәткән, Бабилға апарған, Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучиларниң һәммисини болса, икки жил өтмәйла Мән мошу йәргә қайтуруп епкелимән;
ואת יכניה בן יהויקים מלך יהודה ואת כל גלות יהודה הבאים בבלה אני משיב אל המקום הזה נאם יהוה כי אשבר את על מלך בבל׃ | 4 |
вә Мән Йәһуда падишаси, Йәһоакимниң оғли Йәконияһни Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммиси билән тәң мошу йәргә қайтуруп беримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундириветимән!» — деди.
ויאמר ירמיה הנביא אל חנניה הנביא לעיני הכהנים ולעיני כל העם העמדים בבית יהוה׃ | 5 |
Андин Йәрәмия пәйғәмбәр каһинлар вә Пәрвәрдигарниң өйидә турған барлиқ халайиқ алдида Һанания пәйғәмбәргә сөз қилди.
ויאמר ירמיה הנביא אמן כן יעשה יהוה יקם יהוה את דבריך אשר נבאת להשיב כלי בית יהוה וכל הגולה מבבל אל המקום הזה׃ | 6 |
Йәрәмия пәйғәмбәр мундақ деди: «Амин! Пәрвәрдигар шундақ қилсун! Пәрвәрдигар сениң бешарәт бәргән сөзлириңни әмәлгә ашурсунки, У Өзиниң өйидики қача-қучилар вә Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммисини мошу йәргә қайтурсун!
אך שמע נא הדבר הזה אשר אנכי דבר באזניך ובאזני כל העם׃ | 7 |
Лекин өз қулиқиңға вә барлиқ хәлиқниң қулиқиға селип қоюлидиған мениң бу сөзүмни аңла!
הנביאים אשר היו לפני ולפניך מן העולם וינבאו אל ארצות רבות ועל ממלכות גדלות למלחמה ולרעה ולדבר׃ | 8 |
— Мениң вә сениңдин бурун, қедимдин тартип болған пәйғәмбәрләрму нурғун падишалиқлар вә улуқ дөләтләр тоғрилиқ, уруш, апәт вә вабалар тоғрилиқ бешарәт берип кәлгән;
הנביא אשר ינבא לשלום בבא דבר הנביא יודע הנביא אשר שלחו יהוה באמת׃ | 9 |
течлиқ-аватлиқ тоғрилиқ бешарәт бәргән пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәрниң сөзи әмәлгә ашурулғанда, у һәқиқәтән Пәрвәрдигар әвәткән пәйғәмбәр дәп тонулғандур!».
ויקח חנניה הנביא את המוטה מעל צואר ירמיה הנביא וישברהו׃ | 10 |
Андин Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәтти.
ויאמר חנניה לעיני כל העם לאמר כה אמר יהוה ככה אשבר את על נבכדנאצר מלך בבל בעוד שנתים ימים מעל צואר כל הגוים וילך ירמיה הנביא לדרכו׃ | 11 |
Һанания хәлиқ алдида сөз қилип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән шуниңға охшаш, икки жил өтмәйла Бабил падишаси Небоқаднәсарниң боюнтуруғини барлиқ әлләрниң бойнидин елип сундуриветимән!» — деди. Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр чиқип кәтти.
ויהי דבר יהוה אל ירמיה אחרי שבור חנניה הנביא את המוטה מעל צואר ירמיה הנביא לאמר׃ | 12 |
Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәткәндин бир аз кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
הלוך ואמרת אל חנניה לאמר כה אמר יהוה מוטת עץ שברת ועשית תחתיהן מטות ברזל׃ | 13 |
Барғин, Һананияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән яғачтин ясалған боюнтуруқни сундурғиниң билән, лекин униң орниға төмүрдин болған боюнтуруқни селип қойдуң!
כי כה אמר יהוה צבאות אלהי ישראל על ברזל נתתי על צואר כל הגוים האלה לעבד את נבכדנאצר מלך בבל ועבדהו וגם את חית השדה נתתי לו׃ | 14 |
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән шуниңға бу барлиқ әлләрниң бойниға төмүрдин ясалған боюнтуруқни салимәнки, улар Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болиду; бәрһәқ, улар униң қуллуғида болиду; Мән униңға һәтта даладики һайванларниму тәқдим қилғанмән».
ויאמר ירמיה הנביא אל חנניה הנביא שמע נא חנניה לא שלחך יהוה ואתה הבטחת את העם הזה על שקר׃ | 15 |
Андин Йәрәмия пәйғәмбәр Һанания пәйғәмбәргә: «Қулақ сал, Һанания! Пәрвәрдигар сени әвәткән әмәс! Сән бу хәлиқни ялғанчилиққа ишәндүргәнсән!
לכן כה אמר יהוה הנני משלחך מעל פני האדמה השנה אתה מת כי סרה דברת אל יהוה׃ | 16 |
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мана, Мән сени йәр йүзидин әвәтиветимән! Сән дәл мошу жилда өлисән, чүнки сән адәмләрни Пәрвәрдигарға асийлиқ қилишқа дәвәт қилғансән».
וימת חנניה הנביא בשנה ההיא בחדש השביעי׃ | 17 |
Һанания пәйғәмбәр дәл шу жили йәттинчи айда өлди.