< ירמיה 14 >
אשר היה דבר יהוה אל ירמיהו על דברי הבצרות׃ | 1 |
Йәрәмияға чүшкән, Пәрвәрдигарниң қурғақчилиқлар тоғрилиқ сөзи: —
אבלה יהודה ושעריה אמללו קדרו לארץ וצוחת ירושלם עלתה׃ | 2 |
Йәһуда матәм тутиду, униң дәрвазилири завалға йүз тутмақта, хәлиқ йәргә чаплишип қарилиқ тутиду; Йерусалимдин налә-пәряд көтирилмәктә.
ואדריהם שלחו צעוריהם למים באו על גבים לא מצאו מים שבו כליהם ריקם בשו והכלמו וחפו ראשם׃ | 3 |
Мөтивәрлири чапармәнлирини су әкилишкә әвәтиду; улар су азгаллириға бариду, лекин һеч су тапалмайду; уларниң күплири қуруқ қайтип келиду; улар йәргә қарап қалиду, сарасимигә чүшиду; улар бешини йепип төвән саңгилитиду.
בעבור האדמה חתה כי לא היה גשם בארץ בשו אכרים חפו ראשם׃ | 4 |
Һеч ямғур болмиғачқа йәр йүзи йерилип кәтти; йәр һайдиғучилар йәргә қарап бешини йепип төвән саңгилитиду.
כי גם אילת בשדה ילדה ועזוב כי לא היה דשא׃ | 5 |
Марал болса далада бала қозилайду, андин қозисидин ваз кечиду; чүнки от-чөп йоқ.
ופראים עמדו על שפים שאפו רוח כתנים כלו עיניהם כי אין עשב׃ | 6 |
Явайи ешәкләр егизликләрдә туруп чилбөриләрдәк һасирап кетиду; озуқ издәп көзлири қараңғулишип кетиду, чүнки озуқ йоқ.
אם עונינו ענו בנו יהוה עשה למען שמך כי רבו משובתינו לך חטאנו׃ | 7 |
— И Пәрвәрдигар, қәбиһликлиримиз бизни әйипләп гувалиқ бәргини билән, Өзүңниң намиң үчүн бир ишни қилғайсән! Чүнки бизниң йолуңдин чиқип кетишимиз интайин көптур; биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
מקוה ישראל מושיעו בעת צרה למה תהיה כגר בארץ וכארח נטה ללון׃ | 8 |
И Исраилниң Арзуси, күлпәт чүшкәндә уларниң қутқузғучиси Болғучи, Сән немишкә бизгә зиминимиздики мусапирдәк, бир кечила қонмақчи болған бир йолучидәк болисән?
למה תהיה כאיש נדהם כגבור לא יוכל להושיע ואתה בקרבנו יהוה ושמך עלינו נקרא אל תנחנו׃ | 9 |
Немишкә һеч амалсиз кишидәк, һеч кимни қутқузалмайдиған бир палванға охшаш болисән? Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, аримизда турисән, биз Сениң намиң билән аталғандурмиз; биздин ваз кечип кәтмә!
כה אמר יהוה לעם הזה כן אהבו לנוע רגליהם לא חשכו ויהוה לא רצם עתה יזכר עונם ויפקד חטאתם׃ | 10 |
Пәрвәрдигар мошу хәлиққә мундақ дәйду: — Улар дәрһәқиқәт [мәндин] тезип, кезишкә амрақтур; улар қәдәмлирини [яман йолдин] һеч тизгинлимәйду; Пәрвәрдигарниң улардин һеч қандақ хурсәнлиги йоқ; әнди һазир уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүрүп уларниң гуналирини җазалайду.
ויאמר יהוה אלי אל תתפלל בעד העם הזה לטובה׃ | 11 |
Андин Пәрвәрдигар маңа: — Бу хәлиқниң бәхит-бәрикити үчүн дуа қилма — деди.
כי יצמו אינני שמע אל רנתם וכי יעלו עלה ומנחה אינני רצם כי בחרב וברעב ובדבר אנכי מכלה אותם׃ | 12 |
— Улар роза тутқанда, пәрядини аңлимаймән; улар көйдүрмә қурбанлиқларни ашлиқ һәдийәләр билән сунғанда, Мән уларни қобул қилмаймән; Мән уларни қилич, қәһәтчилик вә вабалар арқилиқ йоқитимән.
ואמר אהה אדני יהוה הנה הנבאים אמרים להם לא תראו חרב ורעב לא יהיה לכם כי שלום אמת אתן לכם במקום הזה׃ | 13 |
Мән болсам: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Мана, пәйғәмбәрләр уларға: «Силәр қилични һеч көрмәйсиләр, қәһәтчиликкиму дуч кәлмәйсиләр; чүнки Мән бу йәрдә силәрниң аман-есәнлигиңларға капаләтлик қилимән» дәйду, — дедим.
ויאמר יהוה אלי שקר הנבאים נבאים בשמי לא שלחתים ולא צויתים ולא דברתי אליהם חזון שקר וקסם ואלול ותרמות לבם המה מתנבאים לכם׃ | 14 |
Әнди Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Пәйғәмбәрләр Мениң намимда ялған бешарәтләр бериду; Мән уларни әвәтмигәнмән, уларни буйруған әмәсмән, вә уларға гәп қилғиним йоқ. Улар силәргә сахта көрүнүш, палчилиқ, әрзимәс нәрсиләр тоғрилиқ өз көңлидики хам хиялларни ейтип бешарәт бәрмәктә.
לכן כה אמר יהוה על הנבאים הנבאים בשמי ואני לא שלחתים והמה אמרים חרב ורעב לא יהיה בארץ הזאת בחרב וברעב יתמו הנבאים ההמה׃ | 15 |
Шуңа Пәрвәрдигар: — Мениң намимда бешарәт бериватқан, Мән әвәтмигән, йәни: «Қилич вә қәһәтчилик бу зиминға һеч кәлмәйду» дәйдиған пәйғәмбәрләр тоғрилиқ: — бу пәйғәмбәрләр қилич вә қәһәтчилик билән йоқитилиду;
והעם אשר המה נבאים להם יהיו משלכים בחצות ירושלם מפני הרעב והחרב ואין מקבר להמה המה נשיהם ובניהם ובנתיהם ושפכתי עליהם את רעתם׃ | 16 |
улар бешарәт бәргән хәлиқниң болса, қилич вә қәһәтчилик түпәйлидин җәсәтлири Йерусалим кочилириға ташливетилиду; уларниң өзлирини, аяллирини, қиз-оғуллирини көмгидәк һеч ким қалмайду; Мән уларниң рәзиллигини өз бешиға төкимән.
ואמרת אליהם את הדבר הזה תרדנה עיני דמעה לילה ויומם ואל תדמינה כי שבר גדול נשברה בתולת בת עמי מכה נחלה מאד׃ | 17 |
Сән уларға шу сөзни ейтисән: — «Көзлиримдин кечә-күндүз яш тохтимисун; чүнки мениң пак қизим болған хәлқим яриси бөсүлгәндәк қаттиқ бир зәрб йәп, интайин еғир яриланди», — дәйду.
אם יצאתי השדה והנה חללי חרב ואם באתי העיר והנה תחלואי רעב כי גם נביא גם כהן סחרו אל ארץ ולא ידעו׃ | 18 |
Мән далаға чиқсам, мана қиличтин өлтүрүлгәнләр; шәһәргә кирсәм, мана қәһәтчиликтин солишип кәткәнләр! Чүнки пәйғәмбәр һәм каһин һәр иккисила билимсиз-надан болуп, улар зиминда өз содиси биләнла болуп кәтти.
המאס מאסת את יהודה אם בציון געלה נפשך מדוע הכיתנו ואין לנו מרפא קוה לשלום ואין טוב ולעת מרפא והנה בעתה׃ | 19 |
Сән Йәһудадин немишкә ваз кәчтиң? Җениң Зиондин Зериктиму? Сән немишкә бизни шунчә давалиғусиз дәриҗидә урған едиң? Биз арам-течлиқни күттуқ, лекин һеч қутлуқ күнләр йоқтур; шипалиқ бир вақитни күттуқ, лекин мана дәккә-дүккә ичидидурмиз!
ידענו יהוה רשענו עון אבותינו כי חטאנו לך׃ | 20 |
И Пәрвәрдигар, рәзиллигимизни, ата-бовилиримизниң қәбиһлигини тонуп иқрар қилимиз; чүнки Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
אל תנאץ למען שמך אל תנבל כסא כבודך זכר אל תפר בריתך אתנו׃ | 21 |
Өзүң намиң үчүн [Йерусалимни] көзүңгә илмай қоймиғайсән; шан-шәрәплик тәхтиң болған җайни рәсва қилмиғайсән; әһдәңни есиңгә кәлтүргәйсән, уни бузмиғайсән!
היש בהבלי הגוים מגשמים ואם השמים יתנו רבבים הלא אתה הוא יהוה אלהינו ונקוה לך כי אתה עשית את כל אלה׃ | 22 |
Әлләр чоқунидиған «әрзимәсләр» арисида ямғур яғдурғучи бармиду? Йеғинни асманлар өзлирила берәмду? [Буларни әмәлдә көрсәткүчи] Сән әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Шуңа Сени тәлпүнүп күтимиз; чүнки Сәнла буларни қилғучидурсән.