< ישעה 5 >

אשירה נא לידידי שירת דודי לכרמו כרם היה לידידי בקרן בן שמן׃ 1
Мән өз сөйгән яримға, Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй; Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди;
ויעזקהו ויסקלהו ויטעהו שרק ויבן מגדל בתוכו וגם יקב חצב בו ויקו לעשות ענבים ויעש באשים׃ 2
У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди, Әң есил үзүм тели тикти; У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди, Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди, Андин үзүмдин яхши һосул күтти; Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди.
ועתה יושב ירושלם ואיש יהודה שפטו נא ביני ובין כרמי׃ 3
Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири, Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар!
מה לעשות עוד לכרמי ולא עשיתי בו מדוע קויתי לעשות ענבים ויעש באשים׃ 4
Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди? Яхши үзүмләрни күткинимдә, Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди?
ועתה אודיעה נא אתכם את אשר אני עשה לכרמי הסר משוכתו והיה לבער פרץ גדרו והיה למרמס׃ 5
Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: — Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду; Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду.
ואשיתהו בתה לא יזמר ולא יעדר ועלה שמיר ושית ועל העבים אצוה מהמטיר עליו מטר׃ 6
Мән уни чөллүккә айландуримән; Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду; Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду; Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән.
כי כרם יהוה צבאות בית ישראל ואיש יהודה נטע שעשועיו ויקו למשפט והנה משפח לצדקה והנה צעקה׃ 7
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти, Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур; У адаләт мевисини күткән, Бирақ мана әнди зулум көрди; Һәққанийлиқни күткән, Бирақ мана әнди налә-пәряд болди!
הוי מגיעי בית בבית שדה בשדה יקריבו עד אפס מקום והושבתם לבדכם בקרב הארץ׃ 8
Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай! Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр?
באזני יהוה צבאות אם לא בתים רבים לשמה יהיו גדלים וטובים מאין יושב׃ 9
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: — «Көплигән өйләр, Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду.
כי עשרת צמדי כרם יעשו בת אחת וזרע חמר יעשה איפה׃ 10
Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду, Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду.
הוי משכימי בבקר שכר ירדפו מאחרי בנשף יין ידליקם׃ 11
Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға, Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай!
והיה כנור ונבל תף וחליל ויין משתיהם ואת פעל יהוה לא יביטו ומעשה ידיו לא ראו׃ 12
Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар; Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду.
לכן גלה עמי מבלי דעת וכבודו מתי רעב והמונו צחה צמא׃ 13
Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду; Есилзадилири ечирқишип, Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду.
לכן הרחיבה שאול נפשה ופערה פיה לבלי חק וירד הדרה והמונה ושאונה ועלז בה׃ (Sheol h7585) 14
Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип, Ағзини һаң ачиду; Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду. (Sheol h7585)
וישח אדם וישפל איש ועיני גבהים תשפלנה׃ 15
Пухралар егилдүрүлиду, Мөтивәрләрму төвән қилиниду, Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду;
ויגבה יהוה צבאות במשפט והאל הקדוש נקדש בצדקה׃ 16
Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду, Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду.
ורעו כבשים כדברם וחרבות מחים גרים יאכלו׃ 17
Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду, Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду.
הוי משכי העון בחבלי השוא וכעבות העגלה חטאה׃ 18
Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән, Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!
האמרים ימהר יחישה מעשהו למען נראה ותקרב ותבואה עצת קדוש ישראל ונדעה׃ 19
Йәни: «[Худа] алдирисун! Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун, Шуниң билән биз уни көрәләймиз! «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай, Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай!
הוי האמרים לרע טוב ולטוב רע שמים חשך לאור ואור לחשך שמים מר למתוק ומתוק למר׃ 20
Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә, Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға, Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай!
הוי חכמים בעיניהם ונגד פניהם נבנים׃ 21
Өзлирини дана дәп чағлиғанларға, Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай!
הוי גבורים לשתות יין ואנשי חיל למסך שכר׃ 22
Шарап ичишкә батур болғанларға, Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға,
מצדיקי רשע עקב שחד וצדקת צדיקים יסירו ממנו׃ 23
Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап, Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай!
לכן כאכל קש לשון אש וחשש להבה ירפה שרשם כמק יהיה ופרחם כאבק יעלה כי מאסו את תורת יהוה צבאות ואת אמרת קדוש ישראל נאצו׃ 24
Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк, Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк, Уларниң йилтизлири чирип кетиду, Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду; Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди.
על כן חרה אף יהוה בעמו ויט ידו עליו ויכהו וירגזו ההרים ותהי נבלתם כסוחה בקרב חוצות בכל זאת לא שב אפו ועוד ידו נטויה׃ 25
Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду, У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду. Тағлар тәвринип кетиду; Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду. Мошундақ ишлар болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
ונשא נס לגוים מרחוק ושרק לו מקצה הארץ והנה מהרה קל יבוא׃ 26
У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду, У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду; Мана улар тездин алдирап келиду!
אין עיף ואין כושל בו לא ינום ולא יישן ולא נפתח אזור חלציו ולא נתק שרוך נעליו׃ 27
Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду, Путлишипму кәтмәйду. Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду, Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду, Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду;
אשר חציו שנונים וכל קשתתיו דרכות פרסות סוסיו כצר נחשבו וגלגליו כסופה׃ 28
Уларниң оқлири иштик, Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду, Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду, [Җәң һарвулириниң] чақлири қоюнтаздәк айлиниду;
שאגה לו כלביא ושאג ככפירים וינהם ויאחז טרף ויפליט ואין מציל׃ 29
Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду, Улар асланлардәк һөкиришиду, Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду; Овни қутқузғидәк һеч ким болмай, Улар уни елип кетиду.
וינהם עליו ביום ההוא כנהמת ים ונבט לארץ והנה חשך צר ואור חשך בעריפיה׃ 30
Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду; Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса, Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду! Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду.

< ישעה 5 >