< בראשית 48 >
ויהי אחרי הדברים האלה ויאמר ליוסף הנה אביך חלה ויקח את שני בניו עמו את מנשה ואת אפרים׃ | 1 |
Бу ишлардин кейин бириси Йүсүпкә: — Мана атаң кесәл болуп қапту, дәп хәвәр бәрди. У икки оғли Манассәһ билән Әфраимни биллә елип барди.
ויגד ליעקב ויאמר הנה בנך יוסף בא אליך ויתחזק ישראל וישב על המטה׃ | 2 |
Бириси Яқупқа: — Мана оғлуң Йүсүп қешиңға келиватиду, дәп хәвәр беривиди, Исраил күчәп қопуп кариватта олтарди.
ויאמר יעקב אל יוסף אל שדי נראה אלי בלוז בארץ כנען ויברך אתי׃ | 3 |
Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә Қадир Тәңри маңа Қанаан зиминидики Луз дегән җайда аян болуп, мени бәрикәтләп
ויאמר אלי הנני מפרך והרביתך ונתתיך לקהל עמים ונתתי את הארץ הזאת לזרעך אחריך אחזת עולם׃ | 4 |
маңа: Мана, Мән сениң нәслиңни көпәйтип, сени интайин зор көпәйтимән, сәндин бир түркүм хәлиқ чиқиримән; бу зиминни сәндин кейинки нәслиңгә әбәдий мирас қилип беримән, дәп ейтқан еди.
ועתה שני בניך הנולדים לך בארץ מצרים עד באי אליך מצרימה לי הם אפרים ומנשה כראובן ושמעון יהיו לי׃ | 5 |
Әнди мән Мисирға келиштин илгири саңа Мисир зиминида туғулған икки оғлуң мениң һесаплиниду; Әфраим билән Манассәһ болса, худди Рубән билән Шимеонға охшаш, һәр иккиси мениң оғуллирим болиду.
ומולדתך אשר הולדת אחריהם לך יהיו על שם אחיהם יקראו בנחלתם׃ | 6 |
Улардин кейин тапқан балилириң өзүңниң болиду; улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду.
ואני בבאי מפדן מתה עלי רחל בארץ כנען בדרך בעוד כברת ארץ לבא אפרתה ואקברה שם בדרך אפרת הוא בית לחם׃ | 7 |
Маңа кәлсәк, Падандин келиватқинимда Раһилә Қанаан зиминида йол үстидә Әфратқа аз қалғанда мени ташлап өлүп кәтти. Мән уни шу йәрдә, йәни Әфратқа (йәни Бәйт-Ләһәмгә) баридиған йолда дәпнә қилдим, — деди.
וירא ישראל את בני יוסף ויאמר מי אלה׃ | 8 |
Андин Исраил Йүсүпниң оғуллириға қарап: — Булар кимдур, — дәп сориди.
ויאמר יוסף אל אביו בני הם אשר נתן לי אלהים בזה ויאמר קחם נא אלי ואברכם׃ | 9 |
Йүсүп атисиға җававән: — Булар болса Худа маңа бу йәрдә бәргән оғуллиримдур, — деди. У: — Уларни алдимға йеқин кәлтүргин, мән уларға бәхит-бәрикәт тиләй, — деди.
ועיני ישראל כבדו מזקן לא יוכל לראות ויגש אתם אליו וישק להם ויחבק להם׃ | 10 |
Әнди Исраилниң көзлири қерилиғидин ғувалишип [яхши] көрәлмәйтти. Шуңа Йүсүп уларни униң алдиға йеқинрақ кәлтүрди; у уларни сөйүп қучағлиди.
ויאמר ישראל אל יוסף ראה פניך לא פללתי והנה הראה אתי אלהים גם את זרעך׃ | 11 |
Андин Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң йүзүңни көрәләймән дәп һеч ойлимиған едим; лекин Худа мени сениң балилириңниму көрүшкә несип қилди, — деди.
ויוצא יוסף אתם מעם ברכיו וישתחו לאפיו ארצה׃ | 12 |
Йүсүп балиларни [Яқупниң] тизлириниң арилиғидин елип, йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилди.
ויקח יוסף את שניהם את אפרים בימינו משמאל ישראל ואת מנשה בשמאלו מימין ישראל ויגש אליו׃ | 13 |
Андин Йүсүп бу иккиләнни Исраилниң алдиға йеқин елип келип, Әфраимни оң қоли билән тутуп Исраилниң сол қолиға удуллап турғузди; Манассәһни сол қоли билән тутуп Исраилниң оң қолиға удуллап турғузди.
וישלח ישראל את ימינו וישת על ראש אפרים והוא הצעיר ואת שמאלו על ראש מנשה שכל את ידיו כי מנשה הבכור׃ | 14 |
Лекин Исраил оң қолини узитип, кәнҗи балиси Әфраимниң бешиға қойди, сол қолини Манассәһниң бешиға қойди. Манассәһ тунҗиси болсиму, у икки қолини қайчилап тутуп шундақ қойди.
ויברך את יוסף ויאמר האלהים אשר התהלכו אבתי לפניו אברהם ויצחק האלהים הרעה אתי מעודי עד היום הזה׃ | 15 |
У Йүсүпкә бәхит-бәрикәт тиләп: — Атилирим Ибраһим билән Исһақ Худа дәп билип йүзи алдида маңған, мени пүткүл өмрүмдә бу күнгичә падичидәк йетәкләп беқип кәлгән Худа,
המלאך הגאל אתי מכל רע יברך את הנערים ויקרא בהם שמי ושם אבתי אברהם ויצחק וידגו לרב בקרב הארץ׃ | 16 |
Маңа һәмҗәмәт болуп мени һәммә бала-қазадин қутғузған Пәриштә бу икки оғулни бәрикәтлисун; улар мениң исмим вә атилирим болған Ибраһим вә Исһақниң исимлири билән атилип, йәр йүзидә көп авуғай! — деди.
וירא יוסף כי ישית אביו יד ימינו על ראש אפרים וירע בעיניו ויתמך יד אביו להסיר אתה מעל ראש אפרים על ראש מנשה׃ | 17 |
Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди; шуңа у атисиниң қолини тутуп, Әфраимниң бешидин елип Манассәһниң бешиға йөткимәкчи болуп,
ויאמר יוסף אל אביו לא כן אבי כי זה הבכר שים ימינך על ראשו׃ | 18 |
атисиға: — Әй ата, бундақ қилмиғин; чүнки мана, тунҗиси будур; оң қолуңни униң бешиға қойғин! — деди.
וימאן אביו ויאמר ידעתי בני ידעתי גם הוא יהיה לעם וגם הוא יגדל ואולם אחיו הקטן יגדל ממנו וזרעו יהיה מלא הגוים׃ | 19 |
Лекин атиси рәт қилип: — Билимән, и оғлум, билимән; униңдинму бир қовм чиқип, өзиму улуқ болиду, амма дәрһәқиқәт униң иниси униңдин техиму улуқ болиду; униң нәслидин наһайити көп қовмлар пәйда болиду, — деди.
ויברכם ביום ההוא לאמור בך יברך ישראל לאמר ישמך אלהים כאפרים וכמנשה וישם את אפרים לפני מנשה׃ | 20 |
Шуниң билән шу күни у бу иккисини бәрикәтләп: — Кәлгүсидә Исраиллар бәхит-бәрикәт тилигәндә: «Худа сени Әфраим билән Манассәһдәк улуқ қилсун!» дәйдиған болиду, деди. Бу тәриқидә у Әфраимни Манассәһтин үстүн қойди.
ויאמר ישראל אל יוסף הנה אנכי מת והיה אלהים עמכם והשיב אתכם אל ארץ אבתיכם׃ | 21 |
Андин Исраил Йүсүпкә йәнә: — Мана, мән өлимән; лекин Худа силәр билән биллә болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп бариду.
ואני נתתי לך שכם אחד על אחיך אשר לקחתי מיד האמרי בחרבי ובקשתי׃ | 22 |
Мән саңа қериндашлириңниңкидин бир үлүш йәрни артуқ бәрдим; шу йәрни өзүм қилич вә оқяйим билән Аморийларниң қолидин тартивалған едим.