< בראשית 23 >
ויהיו חיי שרה מאה שנה ועשרים שנה ושבע שנים שני חיי שרה׃ | 1 |
Сараһ бир йүз жигирмә йәттә яшқичә өмүр көрди. Бу Сараһниң өмриниң жиллири еди.
ותמת שרה בקרית ארבע הוא חברון בארץ כנען ויבא אברהם לספד לשרה ולבכתה׃ | 2 |
Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди.
ויקם אברהם מעל פני מתו וידבר אל בני חת לאמר׃ | 3 |
Ибраһим өз мәрһумәсиниң йенидин қопуп, Һиттийларға сөз қилип:
גר ותושב אנכי עמכם תנו לי אחזת קבר עמכם ואקברה מתי מלפני׃ | 4 |
— Мән болсам араңларда мусапир меһман, халас; силәр әнди араңлардин маңа бир йәрлик бериңлар; шуниң билән мән бу мәрһумәмни алдимда көрүнүп турмисун үчүн елип берип дәпнә қилай, — деди.
ויענו בני חת את אברהם לאמר לו׃ | 5 |
Һиттийлар Ибраһимға җавап берип: — И ғоҗам, бизгә қулақ салғайла! Сили аримизда Худаниң бир шаһзадиси һесаплинила! Аримиздики әң есил йәрликни таллап, шу йәрдә мәрһумәлирини дәпнә қилғайла! Мәрһумәлирини дәпнә қилишқа һеч қайсимиз өз йәрлигини силидин айимайду, — деди.
שמענו אדני נשיא אלהים אתה בתוכנו במבחר קברינו קבר את מתך איש ממנו את קברו לא יכלה ממך מקבר מתך׃ | 6 |
ויקם אברהם וישתחו לעם הארץ לבני חת׃ | 7 |
Ибраһим орнидин туруп, у зиминдики хәлиққә, йәни Һиттийларға тазим қилип,
וידבר אתם לאמר אם יש את נפשכם לקבר את מתי מלפני שמעוני ופגעו לי בעפרון בן צחר׃ | 8 |
уларға: — Әгәр мәрһумәмниң көз алдимда туривәрмәслиги үчүн, уни елип берип, дәпнә қилишимни рава көрсәңлар, ундақта сөзүмни аңлап мениң үчүн Зоһарниң оғли Әфронға сөз қилип,
ויתן לי את מערת המכפלה אשר לו אשר בקצה שדהו בכסף מלא יתננה לי בתוככם לאחזת קבר׃ | 9 |
униң етизиниң айиғида өзиниңки болған Макпелаһниң ғарини маңа беришини илтимас қилиңлар. У маңа буни силәрниң араңларда гөристан болушқа толуқ нәрхидә бәрсун, — деди.
ועפרון ישב בתוך בני חת ויען עפרון החתי את אברהם באזני בני חת לכל באי שער עירו לאמר׃ | 10 |
Шу чағда Әфрон Һиттийлар арисида олтиратти. Шуниң билән һиттийлиқ Әфрон Һиттийларниң алдида, йәни шәһириниң дәрвазисидин киргүчиләрниң һәммисиниң алдида Ибраһимға җавап берип: —
לא אדני שמעני השדה נתתי לך והמערה אשר בו לך נתתיה לעיני בני עמי נתתיה לך קבר מתך׃ | 11 |
Йоқсу, әй ғоҗам, маңа қулақ салғайла. Бу етизлиқни, шундақла униңдики ғарни силигә берәй; уни өз хәлқим болған адәмләрниң алдида силигә бәрдим; өз мейитлирини дәпнә қилғайла, — деди.
וישתחו אברהם לפני עם הארץ׃ | 12 |
Андин Ибраһим йәнә зимин хәлқи алдида тазим қилип,
וידבר אל עפרון באזני עם הארץ לאמר אך אם אתה לו שמעני נתתי כסף השדה קח ממני ואקברה את מתי שמה׃ | 13 |
Шу зиминдики хәлиқниң қулақлири алдида Әфронға: — Илтимасимға қулақ салғайла; мән бу етизлиқниң нәрхи бойичә пул берәй, уни мәндин қобул қилғайла, андин мән мейитимни шу йәрдә дәпнә қилай, — деди.
ויען עפרון את אברהם לאמר לו׃ | 14 |
Әфрон Ибраһимға җавап берип униңға:
אדני שמעני ארץ ארבע מאת שקל כסף ביני ובינך מה הוא ואת מתך קבר׃ | 15 |
Әй ғоҗам, маңа қулақ салғайла; төрт йүз шәкәл күмүчкә ярайдиған бир етизлиқ, сили билән мениң арамда немә еди? Сили мейитлирини дәпнә қилғайла — деди.
וישמע אברהם אל עפרון וישקל אברהם לעפרן את הכסף אשר דבר באזני בני חת ארבע מאות שקל כסף עבר לסחר׃ | 16 |
Ибраһим Әфронниң сөзигә қошулди; андин Әфрон Һиттийлар алдида ейтқан бани, йәни шу чағдики сода өлчими бойичә төрт йүз шәкәл күмүчни таразида тартип бәрди.
ויקם שדה עפרון אשר במכפלה אשר לפני ממרא השדה והמערה אשר בו וכל העץ אשר בשדה אשר בכל גבלו סביב׃ | 17 |
Шундақ қилип Мамрәниң удулидики Макпелаһқа җайлашқан Әфронниң етизлиғи, йәни етизлиқниң өзи, униңдики ғар, шундақла етизлиқниң ичи вә әтрапидики барлиқ дәрәқләрниң һәммиси
לאברהם למקנה לעיני בני חת בכל באי שער עירו׃ | 18 |
Һиттийларниң көз алдида Ибраһимға тапшурулуп, [йәни Әфронниң] шәһириниң дәрвазисидин барлиқ киргүчиләрниң алдида униң мүлки қилип бекитилди.
ואחרי כן קבר אברהם את שרה אשתו אל מערת שדה המכפלה על פני ממרא הוא חברון בארץ כנען׃ | 19 |
Шуниңдин кейин Ибраһим аяли Сараһни Қанаан зиминидики Мамрә (йәни, Һеброн)ниң удулидики Макпелаһниң етизлиғиниң ғарида дәпнә қилди.
ויקם השדה והמערה אשר בו לאברהם לאחזת קבר מאת בני חת׃ | 20 |
Шу тәриқидә у етизлиқ вә униңдики ғар Һиттийлар тәрипидин Ибраһимға гөристан болушқа тайин қилинди.