< עזרא 9 >
וככלות אלה נגשו אלי השרים לאמר לא נבדלו העם ישראל והכהנים והלוים מעמי הארצות כתועבתיהם לכנעני החתי הפרזי היבוסי העמני המאבי המצרי והאמרי׃ | 1 |
Бу ишлар пүткәндин кейин әмирләр мениң билән көрүшкили йенимға келип: — Исраиллар, каһинлар вә Лавийлар өзлирини мошу зиминлардики таипиләрдин, йәни уларниң жиркиничлик адәтлиридин айрип турмиди, — демәк, улар Ⱪананийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Йәбусийлар, Аммонийлар, Моабийлар, Мисирлиқлар вә Аморийларға әгишип маңди.
כי נשאו מבנתיהם להם ולבניהם והתערבו זרע הקדש בעמי הארצות ויד השרים והסגנים היתה במעל הזה ראשונה׃ | 2 |
Чүнки улар бу ят таипиләрдин өзлиригә вә оғуллириға хотун елип берип, [Худаға] хас муқәддәс нәсилни мошу зиминлардики таипиләр билән арилаштурувәтти; униң үстигә, әмирләр билән әмәлдарлар бу садақәтсизликниң башламчилиридур, — дейишти.
וכשמעי את הדבר הזה קרעתי את בגדי ומעילי ואמרטה משער ראשי וזקני ואשבה משומם׃ | 3 |
Мән бу ишни аңлапла көйнәк билән тонумни житип, чач-сақаллиримни жулуп ғәм-қайғуға чүшүп олтирип кәттим.
ואלי יאספו כל חרד בדברי אלהי ישראל על מעל הגולה ואני ישב משומם עד למנחת הערב׃ | 4 |
Вә Исраилниң Худасиниң сөзлиридин қорқуп титригәнләрниң һәр бири сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги түпәйлидин йенимға кәлди. Мән таки кәчлик қурбанлиқ сунулғичә ғәм-қайғуға чөмүп олтардим.
ובמנחת הערב קמתי מתעניתי ובקרעי בגדי ומעילי ואכרעה על ברכי ואפרשה כפי אל יהוה אלהי׃ | 5 |
Кәчлик қурбанлиқ вақтида мән өзүмни төвән қилған һаләттин туруп, көйнәк вә тонум житиқ һалда Худайим Пәрвәрдигарға йүзлинип тизлинип олтирип, қоллиримни йейип,
ואמרה אלהי בשתי ונכלמתי להרים אלהי פני אליך כי עונתינו רבו למעלה ראש ואשמתנו גדלה עד לשמים׃ | 6 |
дуа қилип: — «Аһ Худайим, шәрмәндиликтә йүзүмни саңа қаритиштин иза тартмақтимән, и Худайим; чүнки қәбиһликлиримиз толилиғидин башлиримиздин ашти, асийлиқ-итаәтсизлигимиз асманларға тақашти.
מימי אבתינו אנחנו באשמה גדלה עד היום הזה ובעונתינו נתנו אנחנו מלכינו כהנינו ביד מלכי הארצות בחרב בשבי ובבזה ובבשת פנים כהיום הזה׃ | 7 |
Ата-бовилиримизниң күнлиридин тартип бүгүнгә қәдәр зор итаәтсизликтә жүрүп кәлдуқ, шуңа қәбиһликлиримиз түпәйлидин биз, бизниң падишалиримиз вә каһинлиримиз худди бүгүнки күндикидәк һәр қайси жутлардики падишаларниң қолиға чүшүп, қиличқа, сүргүнлүккә, булаң-талаңға, номусқа тапшурулдуқ.
ועתה כמעט רגע היתה תחנה מאת יהוה אלהינו להשאיר לנו פליטה ולתת לנו יתד במקום קדשו להאיר עינינו אלהינו ולתתנו מחיה מעט בעבדתנו׃ | 8 |
Әнди һазир азғинә вақит Худайимиз көзлиримизни нурландуруп, қуллуғимизда бизгә азғина арам берилсун дәп, қечип қутулған бир қалдини сақлап қелип, бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип, бизгә Худайимиз Пәрвәрдигардин илтипат көрситилди.
כי עבדים אנחנו ובעבדתנו לא עזבנו אלהינו ויט עלינו חסד לפני מלכי פרס לתת לנו מחיה לרומם את בית אלהינו ולהעמיד את חרבתיו ולתת לנו גדר ביהודה ובירושלם׃ | 9 |
Чүнки биз һазир қуллармиз; һалбуки, Худайимиз мошу қуллуғимизда йәнила бизни ташливәтмәй, бәлки Парс падишалириниң алдида рәһимгә ериштүрүп, Худайимизниң өйини селип, харабиләшкән җайлирини яңливаштин оңлашқа бизни роһландурди, шундақла бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди.
ועתה מה נאמר אלהינו אחרי זאת כי עזבנו מצותיך׃ | 10 |
И Худа, биз бу [илтипатлар] алдида йәнә немә дейәләймиз? Чүнки биз йәнила Сениң мөмин бәндилириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ тапилған әмирлириңни ташливәттуқ; Сән [улар арқилиқ]: «Силәр кирип мирас қилип егиләйдиған зимин болса, шу зиминдики таипиләрниң ипласлиғи билән булғанған бир зимин; чүнки улар түрлүк напаклиқларни қилип, жиркинчлик адәтлири билән бу зиминни бу чәттин у четиғичә толдурувәтти.
אשר צוית ביד עבדיך הנביאים לאמר הארץ אשר אתם באים לרשתה ארץ נדה היא בנדת עמי הארצות בתועבתיהם אשר מלאוה מפה אל פה בטמאתם׃ | 11 |
ועתה בנותיכם אל תתנו לבניהם ובנתיהם אל תשאו לבניכם ולא תדרשו שלמם וטובתם עד עולם למען תחזקו ואכלתם את טוב הארץ והורשתם לבניכם עד עולם׃ | 12 |
Шуңа силәр қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәңлар, оғуллириңларға уларниң қизлирини елип бәрмәңлар; силәр күчийип, зиминниң назу-немәтлиридин йейишкә, зиминни әбәдил-әбәт әвлатлириңларға мирас қилип қалдуруш үчүн мәңгү уларниң аман-течлиғи яки мәнпәитини һәргиз издимәңлар» — дегән едиң.
ואחרי כל הבא עלינו במעשינו הרעים ובאשמתנו הגדלה כי אתה אלהינו חשכת למטה מעוננו ונתתה לנו פליטה כזאת׃ | 13 |
Бизниң рәзил қилмишлиримиз вә наһайити еғир итаәтсизлигимиз түпәйлидин бу һәммә бала-қаза бешимизға кәлгән еди вә Сән, и Худайимиз, қәбиһликлиримизгә тегишлик болған җазайимизни йениклитип, бизгә бүгүнкидәк ниҗатлиқ илтипатни көрсәткән туруқлуқ,
הנשוב להפר מצותיך ולהתחתן בעמי התעבות האלה הלוא תאנף בנו עד כלה לאין שארית ופליטה׃ | 14 |
биз қандақму йәнә әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бундақ жиркиничлик қаидиләрни тутқан бу таипиләр билән никаһлиниверимиз? Мабада шундақ қилидиған болсақ, Сән бизгә ғәзәплинип, бизгә бир қалди яки қутулғидәк бирисиниму қалдурмай йоқатмай қаламсән?
יהוה אלהי ישראל צדיק אתה כי נשארנו פליטה כהיום הזה הננו לפניך באשמתינו כי אין לעמוד לפניך על זאת׃ | 15 |
И Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар, Сән һәққанийдурсән! Шу сәвәптин биз бүгүнкидәк қутулуп қалған бир қалдимиз. Қара, биз Сениң алдиңда итаәтсизликлиримиздә туруватимиз, шуңа Сениң алдиңда һеч қайсимиз тик туралмай қалдуқ» — дедим.